Һәптилик хәвәрләр (28-январдин 3-февралғичә)
2017.02.03
Чағанлиқ сәнәт кечиликидә қоюлған “тәңритағ риштиси” намлиқ итот уйғур көрүрмәнлириниң күчлүк тәнқидигә дуч кәлди
Хитайниң бу йиллиқ чаған байримиға беғишлап ишләнгән сәнәт кечилики хитай мәркизий телевизийәсиниң биринчи қанилида қоюлуши билән уйғур дияри вә чәтәлләрдики уйғур җамаитиниң күчлүк тәнқидигә дуч кәлди.
Игилинишичә, йәрлик уйғур аһалилири билән хитай төмүрйол ишчилириниң “бир аилә кишилиридәк инақ-иттипақ яшаватқанлиқи” әкс әттүрүлгән “тәңритағ риштиси” намлиқ бу ясалма итот уйғур көрүрмәнлирини қаттиқ биарам қилған.
Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши программисиниң тәтқиқатчиси зубәйрә ханим, хитай сәһнигә елип чиқиватқан бу түрдики бимәнә “сәнәт номурлири” уйғур хәлқиниң ғурурини дәпсәндә қилиду, дәп көрсәтти.
Манас наһийәсидә муқимлиқ сияситини тәнқидлигән бир нәпәр хитай кадири тутқун қилинған
Йеқинда уйғур елиниң манас наһийәсидә бир нәпәр хитай муқимлиқ кадири даириләрниң уйғур аптоном районидики муқимлиқ сияситини тәнқидлигәнлики үчүн тутқун қилинған.
Бу өткән йили “шинҗаң гезити” ниң партком секретари вә баш муһәррири җу шивей даириләрниң муқимлиқ сияситини тәнқидләп җазаланғандин буян, иккинчи қетим йәнә бир хитай кадириниң муқимлиқ сияситини тәнқидләп җазаға учриши икән.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди бу һәқтә инкас қайтуруп, даириләрниң муқимлиқ сияситиниң райондики хитай кадирлириниму бизар қилишқа башлиғанлиқини илгири сүрди.
Сақчи даирилири сәкраттики аниниң тутқун қилинған оғли турсунҗан мәмәт билән көрүшүвелиш тәлипини рәт қилған
Өткән йили әтиязда даириләр уйғур тор бәтлири билән уйғур тор язғучилириға қарита кәң көләмдә тазилаш елип берип, аблимит ғоҗабдулла қарақаш, өмәрҗан һәсән бозқир, турсунҗан мәмәт маршал, әкбәрҗан әсәт қатарлиқларни тутқун қилған иди.
Һалбуки, хитай даирилири һазирға қәдәр тутқун қилинғанларниң қәйәргә қамалғанлиқи, уларниң сотланған яки сотланмиғанлиқи һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмиди.
Тор тутқунлиридин турсунҗан мәмәтниң дадиси радийомиз зияритини қобул қилип, аялиниң оғлиниң дәрдидә кесәл болуп сәкратқа чүшүп қалғанлиқини, даириләрниң сәкраттики аниниң оғли билән көрүшүвелиштин ибарәт әң ахириқи тәлипини рәт қилғанлиқини билдүрди.
“Һиҗрәт” сәпиридики уйғур аяллириниң паҗиәлик қисмәтлири диққәт қозғимақта
Мәлумки, шәрқий җәнуби асия әллири арқилиқ мушәққәтлик “һиҗрәт” сәпирини бешидин өткүзүп, ахирида түркийәгә келип йәрләшкән миңлиған уйғурларниң хели көп бир қисмини аяллар билән балилар тәшкил қилиду.
Мәлум болушичә, уларниң ичидики бир қисим аяллар билән балилар һелиһәм түркийәдә еғир иқтисадий қийинчилиқ вә роһий бесим илкидә яшимақтикән.
Истанбулниң зәйтунбурну районида икки балиси билән яшаватқан 25 яшлиқ зибагүл әнә ашу уйғур аяллириниң бири. Униң һекайиси уйғурларниң һиҗрәт сәпиригә тәвәккүл қилишидики сәвәбләр билән бәзи йочун тәрәплирини ашкарилап бәрмәктә.
Кучаниң сеғин сөгәт кәнтидә мәсилә тапшуруш һәрикити вәһимилик һалда давам қилмақтикән
Радийомизниң уйғур елидин әһвал игилишичә, “мәдәнийәт инқилаби” түсини алған “мәсилә тапшуруш һәрикити” уйғур райониниң хели көп җайлирида вәһимилик түстә давам қилмақтикән.
Мәлум болушичә, алдинқи күни куча наһийисиниң узун базар бостан кәнтидә очуқ мәйдан соти ечилип, қошна кәнтләрдики аһалиләр арисида қаттиқ вәһимә пәйда қилған. Узун базириниң сеғин сөгәт кәнтидики бир түркүм аһалиләр кәнт сақчисини издәп тәшәббускарлиқ билән мәсилә тапшурған.
Америкида яшаватқан доктор қаһар барат бу һәқтә пикир баян қилип, хитай даирилириниң уйғур дияридики чәктин ашқан сиясәтлирини тәнқид қилди.
“шинҗаң университети”ниң бир оқуғучиси телефонида диний тәблиғ сақлиған дәп қамаққа елинған
Уйғур аптоном районлуқ даириләр 2015-йили 1-айда тор вә иҗтимаий алақә учур васитилирини башқурушни күчәйтишкә даир бир бәлгилимә чиқирип, тор контроллуқини һәссиләп күчәйткән иди.
Бу бәлгилимә йолға қоюлған йеқинқи 2 йил ичидә уйғур диярида нурғун яшларниң тор вә телефон сәвәбидин қолға елинип кәткәнлики мәлум.
Гуваһчиларниң қәйт қилишичә, “шинҗаң университети” ниң оқуғучиси бәхтияр рәһмитул “телефонида диний тәблиғ сақлиған” дегән баһанә билән қамаққа кесиветилгән уйғур яшлириниң бири икән.