Һәптилик хәвәрләр (20-февралдин 26-февралғичә)

Мухбиримиз қутлан
2016.02.26
erkin-asiya-radiosi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

“хәлқара ана тил күни” уйғурларда қутлуқ байрам күнигә айланмақта

Йеқинқи йиллардин буян уйғур җәмийитидә “хәлқара ана тил күни” ни хатириләш вә бу күнни түрлүк паалийәтләр билән әһмийәтлик өткүзүш иши омумлашмақта.

Мәлумки, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң пән-мәдәнийәт мәһкимиси 2000-йилидин башлап һәр йили 21-феврал күнини “хәлқара ана тил” күни қилип бекиткән.

Иҗтимаий тартқулардин мәлум болушичә, бу йиллиқ “хәлқара ана тил күни” дә уйғур елидә ана тилни қоғдашни тема қилған түрлүк шәкилдики аммиви паалийәтләр интайин җанланған.

Игилинишичә, уйғур җамаәтчилики, болупму яш-өсмүрләр мумкинчилик йол қойған даиридә һәр хил паалийәтләр уюштуруп өзлириниң ана тилни қоғдаш йолидики күчлүк истәклирини ипадә қилған.

Хитай даирилири чәтәлләрдики уйғур сиясий паалийәтчилириниң аилә тавабиатлириға давамлиқ тәһдит салмақтикән

Мәлум болушичә, йеқинқи йиллардин буян хитай даирилири чәтәлләрдики уйғур сиясий паалийәтчилириниң юрттики ата-ана, уруқ-туғқан вә аилә тавабиатлирини давамлиқ тәқиб қилип, уларға тәһдит салмақтикән.

Австралийәдики уйғур паалийәтчилиридин тәлғәт аббасниң аяли өткән йили ата-анисини йоқлаш үчүн юртиға барғанда, хитай дөләт хәвпсизлик сақчилириниң еғир тәһдитигә дуч кәлгәнлики мәлум. Тәлғәт аббас йеқинда сидней тиятирханисида өткүзүлгән чаған кечиликидә ай юлтузлуқ көкбайрақни чиқириш арқилиқ хитайниң өз аилисигә қилған тәһдитигә җаваб қайтурғанлиқини билдүрди.

Америкидики уйғур паалийәтчилиридин илшат һәсәнниң сиңлиси өткән йили тутқун қилинип, аилә тавабиатлири тәһдиткә дуч кәлгән иди. Канададики уйғур сиясий паалийәтчилиридин мәмәт тохтиниң қағилиқта яшаватқан 82 яшлиқ аниси турниса садиқму бу тәһдиттин халий қалмиған. Қораллиқ сақчиларниң 82 яшлиқ момайни сақчиханиға елип берип, 12 саәт қарда өрә турғузуп қойғанлиқи мәлум болмақта.

Хитай һөкүмити тутуш буйруқи чиқарған 6 нәпәр уйғурниң һазирға қәдәр из-дерики мәлум әмәс

Уйғур аптоном районлуқ җ х назарити 2015‏-йили 8‏-айда абдулла мәмәт, исмаил һәсән, мәттурди қадир, мәмәт йүсүп мәтрози, һәмдулла имин, абдуқадир савут қатарлиқ 6 кишигә тутуш буйруқи чиқарған.

Тутуш буйруқида уйғур аптоном райони вә хитай өлкә, шәһәрлиридики сақчи органлиридин ахтуруш елип берип, юқиридики гумандарлар байқалса дәрһал қолға елишни вә уйғур аптоном районлуқ җ х назаритиниң 5‏- идарисигә мәлум қилишни тәләп қилған.

Радиомиз уларниң из-дерикини сүрүштүрүп сақчиханилардин учур елишқа тиришқан болсиму, әмма һечким уларниң ақивити һәққидә учур берәлмиди. Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи нурмуһәммәт мусабай бу һәқтә инкас қайтуруп, хитай әдлийә системисини очуқ-ашкара болушқа чақирди.

Кәлпиндики “қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә бериш” долқунида чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилириниң туғқанлири нишан қилинған

Игилинишичә, 2015-йили яз пәслидә кәлпиндә елип берилған “қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә бериш” намидики тутқун һәрикитидә, диний етиқади күчлүк, чәтәлләрдә уруқ-туғқанлири бар аилиләрниң нишан қилинғанлиқи мәлум болмақта.

Кәлпинниң йүрчи, гәзлик, ачал йезилиридики сақчиханилар бу һәқтә радиомизниң соаллириға җаваб беришни рәт қилди. Һалбуки, кәлпиндики йәрлик аһалиләрниң бу һәқтики инкаслири юқириқи әһвалларниң растлиқини тәстиқлимақта.

Муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилири бу һәқтә тохтилип, хитай даирилириниң нөвәттә чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилириниң кәлпиндики уруқ-туғқанлириға һәр хил васитиләрни қоллинип тәһдит селиватқанлиқини билдүрди.

Афғанистанда тутқун қилинип хитайға қайтурулған уйғурлар һәққидики вәқәниң тәпсилати ашкариланди

2015-Йилиниң феврал айлирида радиомиз вә дунядики бирқанчә чоң таратқулар афғанистан даирилириниң өз тәвәликидә туруватқан он нәччә уйғурни тутқун қилип хитайға тапшуруп бәргәнлики һәққидә хәвәр бәргән иди.

Афғанистан даирилириниң өз тәвәликидә сода-тиҗарәт билән шуғуллиниватқан уйғур муһаҗирлар вә уларниң бала-чақилирини тутқун қилиши һәмдә уларни хитайға тапшуруп бериши әйни чағда дуня җамаәтчиликиниң күчлүк диққитини қозғиған иди.

Һалбуки, афғанистанниң вашингтондики әлчиханиси радиомизниң бу һәқтики соаллирини җавабсиз қалдурди.

Йеқинда афғанистанлиқ икки нәпәр шаһит радиомиз зияритини қобул қилип, өткән йили афғанистан даирилири тәрипидин тутқун қилинип хитайға тапшуруп берилгән 24 нәпәр уйғур һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди.

Фирансийә мухбири урсула гойтер “байдики көмүркан һуҗуми террорлуқ вәқәси әмәс” деди

Өткән йили 31-декабирда фирансийә мухбири урсула гойтер уйғурлар һәққидә язған мақалиси түпәйли хитайдин қоғланған иди.

Униң әсли мақалиси фирансуз тилида йезилған болғачқа, бу һәқтә илгири берилгән хәвәрләрдә мәзкур мақалидики қисмән мәзмунлар көрситилгәндин башқа, толуқ мәзмуни йорутулмиған иди.

Радиомиз йеқинда урсула гойтер ханим билән униң мәзкур мақалиси вә уйғур мәсилиси бойичә мәхсус сөһбәт өткүзди.

Урсула гойтер ханим “байдики көмүркан һуҗуми террорлуқ вәқәси әмәс” деди.

У йәнә “террорлуқ” аталғуси вә униң хитайда тәтбиқлиниши, уйғурлар вә хитай вәзийити шундақла өзиниң хитайдин қоғлинишиниң алди-кәйнидики вәқәләр һәққидә пикир баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.