Һәптилик хәвәрләр (22-февралдин 28-февралғичә)

Мухбиримиз әзиз
2020.02.28
qaraqash-hojjetliri-AP-suret.jpg Йеқинда ашкариланған “қарақаш һөҗҗәтлири” ниң мәлум бетиниң сүрити. 2020-Йили 16-феврал.
AP

Бир қисим уйғурлардики таҗсиман вирус диагнози гуман қозғимақта

Уйғур дияридики таҗисиман вирусниң бир қисим уйғурларға юқушқа башлиғанлиқи һәққидики хәвәрләрниң оттуриға чиқишиға әгишип, вирус билән юқумланған, дәп қаралған бир қисим бимарлар өзлириниң бу һәқтә гуман қиливатқанлиқини билдүргән. 

Ғулҗа шәһридики вирус юқумдари, дәп диагноз қоюлған пенсйонер пәхридин хелил вә униң аяли рәйһангүл ханим ғулҗадики дохтурларниң өзлиригә “таҗсиман вирустин юқумланған” дәп диагноз қоюшидин башқа дохтурларниң қошулмайватқанлиқини ейтиду. 

Хитай һөкүмитиниң вирус һәққидики хәвәрләрни қаттиқ қамал қилиши сәвәбидин нөвәттә уйғур дияридики юқумниң һәқиқий әһвали асасән қараңғу һаләттә турмақта. 

Нигарәниң қисмити лагерниң техиму зор көләм еливатқанлиқини көрсәтти

Йеқинда ғулҗадики намәлум бир лагерға елип кетилгән нигарә абдушүкүрниң аниси билән бирликтә 19 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинғанлиқи һәққидә учур тарқалған иди. Мухбиримизниң бу һәқтики әһвал игилиши җәрянида буниң бәзи тәпсилатлири испатланди. 

Мәлум болушичә, нигарә 2017-йили алий мәктәпни пүттүрүп хизмәткә чиққан. У ана тилиға пухта болуштин башқа йәнә хитай вә инглиз тиллириниму яхши өгәнгән болсиму, лекин йәнила “тәрбийәләш” кә елип кетилгән. 

Нигарәниң муһаҗирәттики туғқанлири бу һәқтә әһвал тонуштуруп, униң германийәдики акиси билән телефон алақисида болғанлиқи лагерға елип кетилишигә сәвәб болған болуши мумкин, деди. 

Дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар “хәлқара ана тил байрими” ни қутлиди

Муһаҗирәттики уйғурлар бу йилқи хәлқара “ана тил байрими” да түрлүк паалийәтләр арқилиқ уйғур тили вә уйғур мәдәнийитигә болған йүксәк сөйгүсини намайән қилди. 

Түркийәниң истанбул, әнқәрә вә коня шәһәрлиридә, шуниңдәк қирғизистан, қазақистан қатарлиқ җайлардики уйғур җамаити бирқәдәр мәркәзлик җайлашқан җайларда өткүзүлгән түрлүк паалийәтләрдә уйғур өсмүрлиригә йәнә бир қетим милләт вә вәтән һәққидә җанлиқ бир мәйдан дәрс берилди. 

Американиң вирҗинийә шитатидики уйғур җамаитиму бу байрамни қутлиди. Хизмәт сәвәбидин америкаға кәлгән уйғур ана тил паалийәтчиси абдувәли аюп бу паалийәткә иштирак қилип, муһаҗирәттики һаятта уйғур тилини сақлап қелишниң муһимлиқи һәққидә сөз қилди. 

Уйғур мәсилиси б д т йиғинлирида тәкитләнди

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң җәнвәдики баш шитабида мушу һәптә ечилған бир қатар йиғинларда уйғур дияридики лагерлар мәсилиси қайтидин оттуриға қоюлуп, хәлқараниң бу мәсилигә болған диққитини қозғиди. 

Дуня уйғур қурултийи бу мунасивәт билән б д т бинаси алдида чедир тикип, уйғурларниң нөвәттики әһвалини фото сүрәтләр көргәзмиси һәмдә нәқ мәйдан зиярити арқилиқ йиғин вәкиллиригә аңлатти. 

Америкадики “аваз” ториму мушу мәзмунда мураҗиәт елан қилип, б д т ни уйғур дияридики зулум түпәйлидин хитай һөкүмитигә қарши бирәр әмәлий тәдбир қоллинишқа чақирди. 

Хитай һөкүмити “қарақаш һөҗҗәтлири” ниң чинлиқини вастилиқ һалда дәлиллиди

Хитай һөкүмитиниң лагерлар һәққидики ялғанчилиқлирини күчлүк һалда инкар қилған “қарақаш һөҗҗәтлири” ашкара болғандин кейин, хитай һөкүмити бу һөҗҗәтләрниң “сахта” икәнликини испатлимақчи болған иди. Күтмигәндә буниң нәтиҗиси әксичә болди.

Бу қетим екранға чиқирилған уйғур шаһидлар сабиқ лагер мәһбуслири болуп, улар өзлириниң лагерға қамалмиғанлиқини алаһидә тәкитлигән. Буниң билән илгири дуняға мәлум болмиған бир қисим мәһбусларниң әһвали ашкара болуп, хитай һөкүмитиниң алдамчилиқи ченип қалған. 

“қарақаш һөҗҗәтлири” дики тутқунларниң муһаҗирәттики туғқанлиридин розиниса мәттохти бу һәқтә радийомизға әһвал тонуштуруп: “бу һөҗҗәтләргә қарисам мәһәллимиздә адәм қалмиғандәк қилиду,” деди. 

Лагер вә вирус мәсилиси хәлқараға көпләп тонуштурулмақта

Вашингтон шәһиридики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши мушу һәптә мәхсус ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, таҗсиман вирусниң уйғурлар җәмийитигә көрситиватқан тәсирини охшимиған нуқтилардин тонуштурди. 

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати болса австралийәниң тасманийә шитатида мәхсус икки һәптилик йиғин вә фото сүрәт көргәзмиси чақирип, уйғур җәмийити нөвәттә дуч келиватқан түрлүк бастурушлар тәпсилий тонуштурған.

Австрийәниң вена шәһридә чақирилған “явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати” ниң йиғинидиму уйғур дияридики лагерлар мәсилиси алаһидә оттуриға қоюлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.