Һәптилик хәвәрләр (7-марттин 13-мартқичә)

Мухбиримиз әзиз
2020.03.13
dolet-mejlisi-mejburiy-emgek-1.jpg Америка дөләт мәҗлисидә уйғур дияридики мәҗбурий әмгәкниң давам қилиш әһвали һәмдә униң америка базири билән болған мунасивити тоғрисида ечилған мәхсус гуваһлиқ бериш йиғинидин көрүнүш. 2020-Йили 11-март, вашингтон.
RFA/Eziz

Американиң 2019-йиллиқ кишилик һоқуқ доклатида уйғурларға алаһидә орун аҗритилди

Америка ташқий ишлар министирлиқи 11-март күни 2019-йиллиқ дуня кишилик һоқуқ доклатини елан қилип, хитайниң бу җәһәттә изчил әң пассип орунда туриватқанлиқини йәнә бир қетим кәскин тәнқидлиди.

Америка ташқий ишлар министири майк помпейо бу мунасивәт билән өткүзүлгән доклатни тарқитиш мурасимида сөз қилип: “хитай компартийәсиниң шинҗаңдики қилмиши ‛21-әсирниң йүзигә чүшкән дағ‚ болмақта” деди.

Зор һәҗимлик бу доклатта хитайниң кишилик һоқуқни аяқ-асти қилиш әһвали уйғурларни асасий мисал қилған һалда лагерлар мәсилиси, сөз вә мәтбуат әркинлики қатарлиқ темилар бойичә тәпсилий йорутуп берилгән.

Америка дөләт мәҗлисидә уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк темисида гуваһлиқ бериш йиғини ечилди

Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хитай ишлири иҗраийә комитети уйғур дияридики лагер тутқунлириниң завутларда мәҗбурий әмгәккә селишини һәққидә 11-март күни мәхсус гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди.

Америка авам вә кеңәш палата әзалири бу йиғинда мәхсус сөз қилип, нөвәттә пүтүн дуня таҗсиман вирусниң алдини елиш күриши елип бериватқанда лагерлардики мәһбусларниң әмгәккә селинишини “сепи өзидин инсанийәткә қарши җинайәт” дәп көрсәтти. 

Йиғинда гуваһлиқ бәргүчиләр уйғур дияридики мәҗбурий әмгәкниң көлими, униң америка базири билән болған мунасивити һәмдә америка һөкүмитиниң бу һәқтә җиддий тәдбир елиши лазимлиқини алаһидә тәкитлиди. 

Ичкий әзалар содиси һәққидә муһакимә йиғини ечилди

Хитайда узундин буян давам қиливатқан адәм ичкий әзалири содисиниң һазирқи әһвалиға қарап чиқиш мәқситидики муһакимә йиғини 10-март күни америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлди. 

Муһакимә йиғинида америка һөкүмитиниң хадимлири, хитайдики ичкий әзалар содисини тәтқиқ қиливатқан мутәхәссисләр вә башқа тәшкилатларниң вәкиллири сөз қилип: “хитай һөкүмитиниң адәмләрниң ички й әзалирини көчүрүш вә сетиштәк рәзилликлири һелиму давам қилмақта,” дәп көрсәтти. 

Йиғинда йәнә йеқинда елан қилиған хитайдики қанунсиз ичкий әзалар оғрилиқи вә содисиниң тәпсилати һәмдә испатлири баян қилинған доклатниң мәзмуни тонуштурулди. Шуниңдәк бу җәһәттә лагерлардики уйғурлар вә фалунгоң муртлириниң асаслиқ нишан болуватқанлиқи алаһидә тәкитләнди. 

Қәдирийә ғопурниң гуваһлиқи дәлилләнди

Норвегийәдә яшаватқан уйғур муһаҗирлиридин қәдирийә ғопур йеқинда иҗтимаий таратқуларда гуваһлиқ берип, ақсуниң тоқсу наһийәсидә он йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған аниси һаҗирә розиниң әһвалини аңлатқан иди.

Қәдирийәниң гуваһлиқи түркийә вә башқа җайларда зор қизиқиш қозғиған болсиму, әмма хитай һөкүмити тәрәптин бу һәқтә һечқандақ инкас чиқмиған иди. Мухбиримизниң бу һәқтики әһвал игилиши җәрянида бу әһвалниң растлиқи дәлилләнди. 

Қамаққа һөкүм қилинған һаҗирә ханим тоқсу наһийәлик мәдәнийәт идарисиниң боғалтири болуп, униң делоси һечқандақ сиясий ишларға четилмайдикән. Қәдирийәму өзиниң өткән алтә йиллиқ муһаҗирлиқ һаятида хитайға қарши һәрқандақ паалийәт вә сөз-һәркәтләрдин хали болуп кәлгәнликини билдүрди. 

Дуня сәһийә тәшкилати таҗсиман вирусни “дуняви ваба” дәп елан қилди

Хитайниң вухән шәһиридин тарқилип, пүтүн дуняни вәһимигә селиватқан таҗсиман вирус сәвәбидин юқумлинип өлгәнләрниң сани җиддий ашмақта. Буниң билән явропа вә америка қитәсидики көплигән дөләтләр арқа-арқидин җиддий һаләт елан қилди. 

Дуня сәһийә тәшкилати бу хил ғайәт зор тәһдит вә реаллиқни нәзәргә елип, таҗсиман вирусни рәсмий һалда “дунявий ваба кесили” дәп елан қилди. 
Мәлум болушичә, нөвәттә таҗсиман вирус 114 дөләткә ямриған болуп, өлгән адәмниң сани аллиқачан төт миңдин ешип кәткән. Америкада бу вирустин юқумланғанларниң сани миңдин ашқан болуп, мутәхәссисләр “американиң өзидә 150 милйонға қәдәр кишигә бу кесәл юқуши мумкин,” дәп қаримақта икән. 

Оксфорд университетида уйғурлар һәққидә тунҗи қетимлиқ муһакимә йиғини ечилди

Уйғур дияридики сияси бастуруш изчил давам қиливатқанда хәлқара җамаәтниң бу һадисини әйибләш чоқанлири барғансери юқури пәллигә чиқмақта. Бу һәқтики муһакимиләрниң бири лондондики дуняға даңлиқ “оксфорд бирләшмиси” дә өткүзүлди. 

Бу қетимлиқ муһакимидә уйғур паалийәтчиләрдин долқун әйса, өркәш дөләт қатарлиқлар уйғур дияридики һәқиқий әһвал тоғрисида йиғин иштиракчилириға тәпсилий мәлумат бәрди. 
Уйғурлар һәққидики бу хил муһакимә йиғинлириниң алий мәктәпләрдә ечилиши уйғурларниң һәқиқи әһвалини техиму көп саһәгә билдүрүш вә хәлқара җамаәтниң уйғурларни техимо зор дәриҗидә қоллишини қолға кәлтүрүштә зор әһмийәткә игә, дәп қаралмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.