Һәптилик хәвәрләр (9марттин 15-мартқичә)

Мухбиримиз әзиз
2019.03.15
hepte20190315.jpg Германийәлик мутәхәссис, доктор адрян зенз әпәнди уйғурларниң вәзийити вә лагерлар һәққидә доклат бәрмәктә.
REUTERS

“сәмән саяһәт гуруһи” ниң директори тутқун қилинған

Йеқинда қәшқәрдики даңлиқ уйғур байлиридин “сәмән саяһәт гуруһи” ниң директори, “сәмән меһманханиси” ниң хоҗайини ибраһим мусаниң аяли вә оғли билән бирликтә тутқун қилинғанлиқи ашкара болди.

Мәлум болушичә, ибраһим муса қәшқәрдики әң дәсләп игилик тиклигән уйғур байлиридин болуп, асасән өй-мүлүк тиҗарити, меһманхана вә саяһәт ишлири арқилиқ бейиған икән. 2005-Йили болса “мәмликәтлик әмгәк нәмуничиси” болуп баһаланған икән.

Қәшқәрдики уйғур байлири 2017-йилидин башлап зор көләмдә тутқун қилинғандин кейин, уларниң ширкәтлириниң бәзилири хитай содигәрлириниң қолиға өтүп кәткән. Йәнә бәзилири болса шу ширкәттики хитай хизмәтчиләргә оңчә қалған.

Лагерға қамалғанларниң аз дегәндиму бир йерим милйон икәнлики алға сүрүлмәктә

Йеқинда изчил лагерлар мәсилиси бойичә издинип келиватқан германийәлик мутәхәссис, доктор адрян зенз һазир лагерға қамалғанларниң саниниң аз дегәндиму “бир йерим милйон икәнлики” ни оттуриға қойди.

Адрян зенз мунасивәтлик сүний һәмраһ сүрәтлири, хитай һөкүмитиниң бихәтәрлик хираҗәтлири һәмдә гуваһчиларниң лагерлар һәққидики баянлири асасида “һазир түрмиләргә йоллап болунғанлардин башқа аз дегәндиму бир йерим милйон киши лагерларға қамалған” дегән хуласини оттуриға қойған.

Буниңдин илгириму уйғуршунас раян сам “лагерға қамалғанлар бир милйон киши” дегән сан һәққидә пикир қилип, “бу сан 2017-йилиниң ахиридики санлиқ мәлумат. Шуниңдин кейин лагерға елип кетилгәнләрниң сани бизгә намәлум” дегән иди.

Серикҗан билашоғлиниң қолға елиниши хәлқарада зор ғулғула қозғиди

Хитай һөкүмити иҗра қиливатқан зор тутқунда лагерларға елип кетилгән қазақларни қутқузуш үчүн паал һәрикәттә болуватқан қазақистандики сиясий паалийәтчи серикҗан билашоғли йеқинда рәсмий қолға елинди.

Мәлум болушичә, “ата юрт пидаийлири” тәшкилатиниң қурғучиси болған серикҗан билашоғлини қазақистан сақчилири алмута шәһиридә қолға алған һәмдә астанаға елип кәткән. Йеқинда униңға “хитай-қазақистан достлуқини бузуш вә миллий өчмәнликни тәрғиб қилиш” җинайитиниң артилғанлиқи мәлум болди.

Серикҗанниң қолға елиниши һәрқайси ахбарат васитилиридә көпләп хәвәр қилиниш билән биргә, бу һәрикәтниң арқисида хитай һөкүмитиниң барлиқи һәққидиму көплигән пикирләр оттуриға чиқти.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатида уйғурлар мәсилиси мәхсус йәр алди

Америка ташқи ишлар министирлиқи мушу һәптә 2018-йиллиқ “кишилик һоқуқ доклати” ни елан қилип, уйғур дияридики зор тутқун вә лагерлар мәсилисигә мәхсус сәһипә аҗратти.

Бу қетимлиқ доклатни уйғурлар дияридики кишилик һоқуқ мәсилиси әң әтраплиқ йорутуп берилгән йиллиқ доклат, дейишкә болидикән. Униңда нөвәттә уйғур дияридики сиясий бастурушниң барлиқ конкрет шәкиллири вә уйғурлар учраватқан һәқсизлиқлар тәпсилий мисаллар билән баян қилинған.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң демократийә вә кишилик һоқуқ ишлири бойичә баш әлчиси майкил козак ахбарат елан қилиш йиғинида уйғурлар дияридики бастуруш һәққидә сөз қилип, “бу хил зулум 1930-йиллардин башлап дуняда көрүлүп бақмиған” дегән.

Өмәр бекали б д т да лагерлар һәққидә гуваһлиқ бәрди

Д у қ ниң тәшкиллиши билән 13-март күни б д т ниң җәнвәдики баш шитабида уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә доклат бериш йиғини ечилған. Йиғинға тәклип қилинған өмәр бекали он нәччә дөләтниң дипломатлири қатнашқан йиғин мәйданида лагерлардики вәһшиликләрни паш қилған.

Мәлум болушичә, йиғин мәйданидики хитай вәкиллири өмәр бекалини “террорчи” дәп әйиблигән. Өмәр бекали нәқ мәйданда уларға қаттиқ рәддийә берип, хитай дипломатлирини шәрмәндә қилған.

Өмәр бекали йәнә берлинда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида мухбирларниң түрлүк соаллириға җаваб берип, уйғурлар дияриниң һазирқи әһвали вә лагерлар тоғрисида әң йеңи мәлуматларни аңлатқан.

Тәйвәндә өткүзүлгән “хәлқара диний әркинлик муһакимә йиғини” да уйғур мәсилиси алаһидә оттуриға қоюлди

Мушу һәптә тәйвәнниң тәйбей шәһиридә өткүзүлгән “хәлқара диний әркинлик муһакимә йиғини” да уйғур дияриниң вәзийити йәнә бир қетим муһакимә қилинип, уйғурлар дуч келиватқан диний бастуруш йиғин әһлигә аңлитилди.

Бу қетимлиқ йиғинда американиң хәлқара диний әркинлик баш әлчиси сам бровнбәк алаһидә сөз қилип, хитай һөкүмитиниң диний бастуруш сияситини қаттиқ әйиблиди. Йиғинниң ечилиш мурасимида сөз қилған тәйвән президенти сәй йиңвен “‛тәрбийәләш мәркизи‚ мәсилисидә хитай һөкүмити чоқум мәғлуп болиду” дәп көрсәтти.

Бу қетимқи йиғинға тәклип қилинған уйғур вәкилләрдин нурий түркәл вә рошән аббасму йиғинда сөз қилип, уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә мәлумат бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.