Һәптилик хәвәрләр (21-марттин 27-мартқичә)

Мухбиримиз әзиз
2020.03.27
wuxen-virus-korona-virus-washington.jpg Теббий хадимлар вашингтон университетидики коронавирус понкити юқумланғучиларни сақлап турған көрүнүши. 2020-Йили 17-март, сеатил шәһири, вашингтон штати.
AP

Хитай һөкүмитиниң вирус тәшвиқати кәскин тәнқидләргә дуч кәлди

Хитайдин башланған таҗсиман вирус дуняви вабаға айлинип кәткәндә хитай һөкүмитиниң вирус тарқалған дәсләпки мәзгилләрдә учурларни йошурғанлиқи һәммила саһәниң тәнқид обйекти болуп қалди. Хитай һөкүмити дәрһалла бир мәйдан тәшвиқат уруши қозғап, таҗсиман вирусниң мәнбәсини америкаға артип қоюшқа урунди.

Америка ташқи ишлар министири майк помпейо буниңға кәскин ипадә билдүрүп: “хитайниң бу хил тәтүр тәшвиқатлириға биз һәргизму йол қоялмаймиз,” деди.

Хитайниң дуняға өзини “дост”, “ниҗаткар” қилип көрситиш урунушлири ғәрб дунясиниң ортақ тәнқидигә дуч келиватқан болуп, америка авам вә кеңәш палата әзалири һазир хитай һөкүмитини бу мәсилиләр бойичә җавабкарлиққа тартишни күчлүк тәкитләшкә башлиди.

Уйғур дияридики “вирустин кейинки ишләпчиқириш” әһвали әндишә қозғиди


Хитай һөкүмити таҗсиман вирусни контрол қилғанлиқини елан қилғандин кейин уйғур дияридики мәктәпләрдә оқуш башлинип, кино-тиятирханиларму қайта ечилди.

Мухбиримизниң бу һәқтики әһвал игилиши җәрянида үрүмчи шәһиридики көп қисим киноханилар ечилған болсиму, көрүрмәнләрниң йоқниң орнида икәнлики, көп қисим залларниң изчил бош туруватқанлиқи мәлум болди.

Шуниң билән биргә хитай һөкүмитиниң илгиридин буян давам қиливатқан уйғур яшлирини ичкиридики завутларға ишчилиққа йөткиши “қарап туруп уйғур яшлирини өлүмгә иттәргәнлик” дәп тәнқидләнди.

87 яшлиқ абдуләһәд мәхсум һаҗим лагерда җан үзгән

Хитай һөкүмитиниң сиясий бастуруш һәрикәтлиридики вәһшиянә қилмиши көпкә тонулған диний зат, 87 яшлиқ абдуләһәд һаҗимниң лагерға елип кетилиши һәмдә шу җайда вапат болушида йәнә бир қетим әкс әтти.

Һаятиниң зор бир қисмини хитай түрмисидә өткүзгән абдуләһәд һаҗим ахирқи қетим 2004-йили “қанунсиз һалда өсмүрләргә диний тәрбийә бәргән” дегән җинайәт билән 75 йешида бәш йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған. 2017-Йили хитай даирилири уни гуманлиқ унсур, дегән намда лагерға елип кәткән. У алтә айдин кейин лагерда җан үзгән.

Мәлум болушичә, абдуләһәд мәхсум һаятиниң ахириғичә өзиниң кишилик мәвқәсидин вә дуня қаришидин янмиған. Шундақла хотән районида миллий роһ вә диний кимликтә символлуқ образға айланған икән.

Уйғур сәрхиллири давамлиқ һалда еғир қамаққа һөкүм қилинмақта

Хитай даирилири изчил лагер тутқунлириниң “җәмийәт қойниға қайтип кәлгәнлики” ни тәшвиқ қиливатқан болуп, мәлум болған реаллиқлар уйғур сәрхиллириниң әмәлийәттә лагерлардин түрмиләргә йөткиливатқанлиқини көрсәтмәктә.

Йеқинда әлгә тонулған чақчақчи мусаҗанниң “чәтәлгә чиқиш” вә “көп пәрзәнтлик болуш” җинайәтлири билән 20 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинғанлиқи мәлум болди.

Үрүмчи шәһиридики “таң нури импорт-екиспорт ширкити” ниң директори мәмәт имин абдулламу көп қетим түркийәгә барғанлиқи вә чәтәлгә пул салғанлиқи үчүн 15 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған. Бу хил қисмәткә йолуққанларниң йәнә бири йеқинда америка вә японийәдики теббий оқушни тамамлап үрүмчигә қайтқан имамҗан ибраһим болуп, уйғур сәрхиллириниң давамлиқ һалда һуҗум вә йоқитиш нишани болуватқанлиқини көрсәтмәктә.

Хитайниң “әсәбийликни чәкләш” тәдбирлиригә маслашқан уйғурларму лагерға йолланмақта

Куча наһийисидики нәмунилик оқутқучи мәмәттурсун даим көп қетим “мунәввәр партийә әзаси” болуп баһаланған һәмдә наһийә бойичә тәқдирләнгән мунәввәр хәлқ оқутқучилириниң бири. Әмма мушундақ бир кишиниңму өткән йилидин башлап лагерға елип кетилиши нурғун кишиләрни вәһимигә салмақта.

Мухбиримизниң бу һәқтики әһвал игилиши җәрянида мәмәттурсунниң лагерда икәнлики һәмдә хитайчә өгиниватқанлиқи дәлилләнди.

Бу хилдики әһвал түркийәдики муһаҗирлардин зәйтунәниң гуваһлиқ сөзлиридиму учрайду. Униң аниси айтөрәм худәш узун чачлирини кәстүрүп, узун кийимләрдин ваз кәчкән, мәҗбурий һалда икки қетим һамилиси чүшүрүветилгән болсиму, йәнила лагерға тутулуштин халий болалмиған.

Таҗсиман вируси муһаҗирәттики уйғурларғиму еғир тәсир көрсәтмәктә

Пүтүн дуня үчүн ваба болуватқан таҗсиман вируси уйғур дияриниң һәрқайси җайлиридики кишиләргә, җүмлидин лагер ичи вә сиртидики уйғурларға техиму зор еғирчилиқларни елип келиватқанлиқи мәлум.

Муһаҗирәттики уйғурларму буниң биваситә тәсиригә учрап, мәктәп вә башқа аммиви җамаәт сорунлириниң тақилиши билән өзлири давам қилип кәлгән уйғур давасини техиму көп саһәгә билдүрүшниң пурсәтлиридин мәһрум болмақта. Җүмлидин пүтүн дуняниң әс-яди вирус билән болуп кәткәнлики үчүн, лагердики уйғурлар мәсилиси қисмән ташлинип қелиш хәвпигә дуч кәлмәктә.

Бу һал йәнә бир җәһәттин муһаҗирәттики уйғурларниң иқтисадий һаятида муһим һалқилардин болған күндилик җисманий әмгәк пурситини чәкләп қойғанлиқтин мушуниңғила қарашлиқ болған зор бир қисим уйғур җамаити үчүн бу техиму зор мүшкүлат болуп қалмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.