Һәптилик хәвәрләр (23-марттин 29-мартқичә)
2019.03.29
Уйғур кадирларни лагерға әвәтишниң шәртлири “аддийлашмақта”
Уйғур диярида барғансери әвҗигә чиқиватқан сиясий бастурушта уйғур тилини йоқитишниң әң муһим нишанлардин болуватқанлиқи мәлум. Йеқинда хотәндики икки оқутқучи дәрсханида уйғурчә гәп қилғанлиқи үчүн лагерға елип кетилгән.
Алақидар учурлардин мәлум болушичә, хитай һөкүмитини нөвәттә “вәтәнпәрвәрлик-дөләт тилини сөйүштин башлиниду” дегән шоар астида уйғурларни һәммила җайда хитай тилида сөзләшкә мәҗбурлимақта икән.
Мухбиримизниң әһвал ениқлиши давамида қәшқәр су идарисиниң кадири турғун асимниң лагерға елип кетилишидә униң шу җайдики мәсчит чеқиш һәрикитидә актип болмиғанлиқи, шуниң билән униң “икки йүзлимичилик қилған” дәп әйибләнгәнлики ашкариланди.
Өй-мүлүк содигири раман идрис лагерда җан үзгән
Йеқинда қәшқәрдики уйғур байлиридин өй-мүлүк содигири раман идрисниң 2018-йили өктәбирдә лагерда җан үзгәнлики ашкара болди.
Мәрһум раман идрисниң муһаҗирәттики нәвриси нәҗмидин бу һәқтә мәлумат берип, бовиси вә кичик бовисиниң лагерға елип кетилгәндин кейин 2018-йилиниң ахирлири илгири-кейин болуп җан үзгәнликини билдүрди.
Мәлум болушичә, раман идрис җәмәти қәшқәрдә химийәви оғут содиси, өй-мүлүк тиҗарити вә ресторан содиси қилиш арқилиқ зор байлиқ топлиған икән. Улар лагерға елип кетилгәндә уларниң барлиқ мал-мүлки мусадирә қилинған. Уларниң уруқ-туғқанлиридин 50 тәк киши тутқун қилинған.
Лагерларниң давамлишидиғанлиқи барғансери рошәнләшмәктә
Мушу һәптидә қәшқәр вә хотән қатарлиқ җайларда тәкшүрүштә болған хитай мәмликәтлик сиясий кеңәшниң рәиси ваң яң “район вәзийитиниң муқимлиқини давамлаштуруш үчүн ‛үч хил күчләр‚ гә зәрбә беришни техиму күчәйтиш лазим” дәп йолйоруқ бәргән.
Чен чуәнгониң давамлиқ вәзипә өтәйдиғанлиқиниң алға сүрүлүши, уйғур диярида 4-қетимлиқ “омуми хәлқ саламәтлик тәкшүрүши” ниң башлиниши, йәнә келип һәммила җайда уйғур кадирларниң “мәсилә тапшуруш һәрикити” ниң юқири пәллигә чиқиши қатарлиқ әһваллар болса зор сандики йәнә бир түркүм уйғурниң пат йеқинда лагерларға йоллинидиғанлиқини ишарә қилмақта.
Буниңдин илгири уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закир “лагерларға еһтияҗ қалмиғанда аста-аста тақилиду,” дегән иди.
Америка ташқи ишлар министири уйғур шаһитлар билән көрүшти
26-Март күни америка ташқи ишлар министири майк помпейо америкидики бир қисим уйғур шаһидларни мәхсус қобул қилип, улар билән уйғур җәмийитиниң әһвали тоғрисида сөһбәтләшти.
Сөһбәт җәрянида уйғур шаһитлар уйғурлар дуч келиватқан сиясий, иқтисадий, диний вә мәдәнийәт җәһәтләрдики зулумлардин мәлуматлар берип, уйғурларниң америка һөкүмитидин күтидиған тәләплирини йәткүзди.
Бу қетимлиқ учришиштин кейин өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида майк помпейо хитай һөкүмитини “номуссизларчә икки йүзлимилик қилип кәлмәктә,” дәп әйиблиди.
Муһаҗирәттики уйғурлар норузлуқ тәбрик паалийитини җанлиқ дәрсханиға айландурди
Уйғур мәдәнийити зор йоқитишқа дуч келиватқанда муһаҗирәттики уйғурларниң бу йилқи норуз байрими вәтән вә ана юрт сөйгүси мәзмунидики паалийәтләр арқилиқ техиму җанлиқ өткүзүлди.
Норузлуқ паалийәтләр арқилиқ чәтәлдә туғулуп өскән уйғур пәрзәнтлиригә бир қетимлиқ җанлиқ болған вәтәнпәрвәрлик дәрси өтүлгәнлики болса көп қисим ата-аниларни мәмнун қилди.
Америка, түркийә, қазақистан қатарлиқ уйғур җамаити бирқәдәр мәркәзлик җайлашқан дөләтләрдики норуз паалийәтлири өткән һәрқандақ йиллардикидин көп җамаәтни күтүвалди. Бир қисим уйғурлар бу һәқтә пикир қилип “хитайниң зулуми уйғурларни техиму бирләштүрди,” деди.
Канаданиң монтериал шәһиридә ана тил мәктипи қурулди
Канададики уйғур җамаитиниң зорийишиға әгишип, бу җайда йәнә бир уйғур ана тил мәктипи барлиққа кәлди. Монтериал шәһиридә қурулған бу ана тил мәктипи 23-март күни рәсмий оқуш башлиди.
Мәлум болушичә бу ана тил мәктипидә асаслиқ қилип уйғур тили вә уйғур сәнити темисидики дәрсләр өтүлидиған болуп, йәнә қошумчә ислам диниға даир омумий билимләрму өгитилидикән.
Хитай һөкүмити уйғур тили вә миллий кимликини йоқитиш нишани қиливатқанда муһаҗирәттики уйғурларниң бу хилдики ана тил мәктәплирини ечиши һәр саһә кишилириниң қизғин алқишиға еришти.