Һәптилик хәвәрләр (28-марттин 3-апрелғичә)

Мухбиримиз әзиз
2020.04.03
aral-shehirige-xitaydin-kelgen.kochmenlerge-teuuarlanghan-oyler.jpg Хитайлар кәң қоллинидиған тикток арқилиқ тарқалған видийоларда көрситилгән, хитай көчмәнләргә тәйярланған қатар өйләр. 2020-Йили март, арал шәһири.
Social Media

Таҗсиман вирус уйғурларға биваситә тәсир көрсәтмәктә

Хитай һөкүмити таҗсиман вирусниң контрол қилинғанлиқини тәшвиқ қиливатқанда ғулҗа шәһиридики асаслиқ дохтурхана вә меһманханиларниң һазир вирустин карантин қилиш орунлириға айландурулғанлиқи мәлум болди. Барлиқ уйғур дохтур вә сестралар мушу ишқа орунлаштурулған болуп, уларниң өйлиригә қайтиши мәни қилинған.

Муһаҗирәттики бир қисим уйғурларму таҗсиман вирустин юқумланған. Җүмлидин франсийәдики өмәр абдуқаһар аилисигә бу вирус юққандин кейин тегишлик давалаш арқилиқ әслигә кәлгән. Әмма буниң билән вирусниң вәһимиси техиму ашқан.

Д у қ ниң тәшәббуси билән һәрқайси җайлардики уйғур тәшкилатлири бирлишип “вирус кризиси ярдәм мәркизи” ни қурди һәмдә вирусниң биваситә тәсиригә учриған муһаҗирәттики уйғурларға ярдәм бериш хизмитини башлиди.

Уйғур дияриға мукапатлиқ нопус көчүрүш паалийити давам қилмақта

Хитай өлкилири таҗсиман вирустин кейинки патпарақчилиқни баштин кәчүрүватқанда хитай һөкүмити уйғур дияриға зор түркүмдә хитайларни көчүрүш үчүн бир қатар мукапатлиқ паалийәтләрни башлиған.

Бу һәқтики учурларда ейтилишичә, хитай һөкүмити уйғур дияриға көчүп келишни халиған хитай көчмәнлирини хизмәт, һәқсиз өй, юқири мааш, баҗ-селиқсиз терилғу йәр қатарлиқлар билән тәмин әтмәктә икән.

Уйғур дияридики деһқан яшлар йиллардин буян “ешинча әмгәк күчи” дегән намда хитай өлкилиригә йөткиливатқан болуп, уларниң әмәлийәттә мәҗбурий әмгәк шәклини алған хизмәткә орунлаштурулғанлиқи изчил тәнқид қилинип кәлгән иди.

Уйғурлар үчүн хәлқаралиқ имза топлаш паалийити зор қоллашқа еришти

Хитайдин ямриған таҗсиман вируси пүтүн дуняниң диққитини өзигә тартип кетиватқанда голландийәлик мусулман оқуғучи навид вардак б д т вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатларға йоллинидиған мураҗиәтнамә үчүн имза топлашни башлиди.

Мәлум болушичә, нөвәттә бу мураҗиәтнамигә имза қойғанлар 800 миңға йәткән болуп, униң пилани бу санни бир милйонға йәткүзүш икән. Мураҗиәтнамидә асаслиқи уйғурларниң лагерға қамилишини мәркизий тема қилған һалда улар үчүн адаләт тәләп қилиш, шундақла һәрқайси һөкүмәтләрни уйғурлар мәсилиси бойичә хитайға бесим ишлитишкә дәвәт қилиш икән.

Бу паалийәт нөвәттә һәрқайси саһәниң кәң қоллишиға еришиватқан болуп, хәлқараниң диққитидин хали қеливатқан уйғурлар мәсилисини әслитиштә зор әһмийәткә игә икән.

Профессор абдулла аббасниң лагердин чиқип җан үзгәнлики алға сүрүлмәктә

Хитай һөкүмити һазирға қәдәр лагерлардики тутқунларниң “җәмийәт қойниға қайтип кәлгәнлики” ни тәшвиқ қилип кәлмәктә. Әмма лагерға елип кетилгән бирнәччә йилдин буян хәвири болмиған нурғун кишиләрниң из-дерәксиз ғайиб болуши буниң пүтүнләй ялған икәнликини көрситип бериду.

Йеқинда шинҗаң университети һаятлиқ илми вә технологийә институтиниң муавин мудири, төһпикар профессор абдулла аббасниң лагердин қоюп берилгәндин кейин узун өтмәй өлүп кәткәнлики һәққидә учур тарқалди.

Мухбиримизниң әһвал игилиши җәрянида мунасивәтлик хитай кадирлар бу ишларниң “дөләтниң мәхпийәтлики” икәнликини баһанә қилип мәлумат беришни рәт қилди. Һазирға қәдәр шинҗаң университетидин нәччә онлиған яш, оттура яш вә пешқәдәм уйғур зиялийлири лагерларға елип кетилгән болуп, уларниң мутләқ көп қисминиң һазирқи әһвали намәлум һалда турмақта.

Уйғур аяллириниң һашарға ишләватқанлиқи ғулғула қозғиди

Хитай һөкүмити бирнәччә йил илгири уйғур диярида узундин буян давам қилип кәлгән һашар әмгикини бикар қилғанлиқини җакарлиған иди. Әмма йеқинқи түрлүк учурлар һашарниң һелиһәм зор көләмдә давам қиливатқанлиқини көрсәтмәктә.

Мәлум болушичә, нөвәттә яш вә оттура яш әрләрниң көп қисми лагерға елип кетилгән болғачқа әмгәк күчи йетишмәсликтин келип чиққан җиддийчилик уйғур аяллириниң зиммисигә чүшкән. Буниң билән яшинип қалған аялларму буниңдин халий болалмиған һәмдә қаштеши колаш, мәҗбурий көчәт тикиш қатарлиқ паалийәтләргә селинған.

Нөвәттә уйғур дияридики түрлүк шәкилләрдә мәвҗут болуватқан мәҗбурий әмгәк хәлқараниң күчлүк тәнқидигә дуч келиватқан болуп, бу һәқтә түрлүк қанун лайиһәлири вә баянатлар оттуриға чиқмақта икән.

Уйғур маарипчилар давамлиқ лагерға қамалмақта

Уйғур дияридики сиясий бастурушниң һелиһәм давам қиливатқанлиқи охшимиған шәкилләрдә мәлум болмақта. Қумул педагогика мәктипи оқутуш ишлири бөлүминиң мудири мәмәт елиниң бир йилдин буян лагерда йетиватқанлиқи буниң бир мисалидур.

Мәлум болушичә, мәмәт ели 1987-йили алий мәктәпни пүттүргәндин буян әдәбият дәрси өтүп келиватқан болуп, йәнә мәктәптики оқуғучиларға атап уйғур хәттатлиқ курси ачқан икән. Мухбиримизниң әһвал игилиши җәрянида мәмәт елиниң “җәмийәт муқимлиқи” ға мунасивәтлик мәсилә үчүн елип кетилгәнлики мәлум болди.

Нөвәттә бу хилдики тутқун қилинған кишиләрниң зор бир қисминиң маарип саһәсидики зиялийлар икәнлики мәлум болмақта. Бәзиләр мушу әһвалға қарап буни “хитай һөкүмитиниң уйғур зиялийлирини йоқ қилиштәк системилиқ пиланиниң иҗраси,” дәп қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.