Һәптилик хәвәрләр (1-апрелдин 7-апрелғичә)
2017.04.07
Муһаҗирәттики уйғур җамаити барин инқилабиниң 27 йиллиқини хатирилиди
1990 Йили 5-апрелда йүз бәргән барин инқилаби уйғур бүгүнки заман тарихидики тәсири зор вәқәләрниң бири.
Барин инқилабиға 27 болған бүгүнки күндә түркийә, голландийә, шиветсийә вә қазақистан қатарлиқ дөләтләрдики уйғур җамаити түрлүк паалийәтләрни өткүзүп, бу унтулмас тарихни хатирилиди.
Явропадики уйғур җамаити 2-апрел күни голландийәдики явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң залида хатириләш паалийити өткүзди. Паалийәткә иштирак қилған д у қ ниң баш катипи долқун әйса барин инқилабиниң тарихий әһмийити вә тәсири һәққидә сөз қилди.
Даириләр гума наһийәсидә “қанунсиз буюмлар”ни ахтуруш һәрикити елип барған
Йеқинда “нида тор радийоси” хәвәр берип, хитай даирилириниң 3-март күни гума наһийәсидә өй ахтуруп, диний китаб, чүмбәл-пәрәнҗә, диний түстики кийим-кечәк вә башқа аталмиш “қанунсиз буюмлар” ни мусадирә қилғанлиқини вә уларни йеза мәйданиға топлап көйдүрүвәткәнликини билдүргән иди.
Радийомиз мәзкур учурға асасән, гума наһийәсигә телефон қилип, йәрлик даириләр билән аммидин әһвал игилиди.
Гумидики йәрлик сақчиханилар наһийә тәвәсидики уйғур аилилиригә кирип, аталмиш “қанунсиз буюмлар” ни йиғивалғанлиқини дәлиллиди.
Памир егизликидики қирғиз малчилар чегра бойлирида “пайлақчилиқ” қилишқа зорланған
31-Март күни қизилсу областиниң партком секретари билән област башлиқи бирликтә “қирғиз малчилириға очуқ хәт” елан қилған.
Мәзкур “очуқ хәт” тә памир егизликидики “һәр бир кигиз өйни бирдин қаравулханиға, һәр бир қирғиз малчини бирдин чегра қаравулиға айландуруш” тәләп қилинған.
Радийомиз зияритини қобул қилған қизилсу областидики икки сақчихана област башлиқлири чүшүргән мәзкур “сиясий вәзипә” ниң нөвәттә қирғиз авуллирида җиддий тәшвиқ қилиниватқанлиқини дәлиллиди.
Атушниң ағу йезисида төт нәпәр вәзиписиз диний зат “икки йиғин” мәзгилидә соливелинған
Игилишимизчә, бейҗиңда ечилған “икки йиғин” мәзгилидә даириләр атушта тутқун қилиш һәрикити елип берип, сабиқ мәһбуслар билән бирликтә бир түркүм вәзиписиз диний затларниму тутқун қилған.
Радийомизниң атуштики кәнт секретарлиридин әһвал игилиши давамида, атушниң ағу йеза юқири мәһәллә кәнтидин 4 нәпәр вәзиписиз диний затниң тутқун қилинғанлиқи, буларниң ичидики әйса қари исимлик диний затниң техи йеқиндила вәзиписидин қалдурулған, әмма бирликсәптин техи мааш еливатқан бири икәнлики ашкариланди.
Уйғур елиниң җәнуби вә шималида түркүмләп ярдәмчи сақчи қобул қилиниватқанлиқи мәлум болди
Бу йилниң бешидин башлап хитай даирилири уйғур елиниң хотән, қәшқәр вә қизилсу қатарлиқ җәнубтики сәзгүр районлирида миңлиған ярдәмчи сақчи яки чарлаш хадимлири қобул қилғанлиқи мәлум.
Хотәнниң керийә, чира вә лоп наһийәлири шундақла қизилсуниң атуш шәһири билән ақту наһийәсидә йеңидин қобул қилинған йүзлигән ярдәмчи сақчиниң җиддий мәшқләндүрүлүватқанлиқи дәлилләнди.
Радийомиз зияритини қобул қилған ақсу вә турпандики сақчиханиларму йеқиндин буян нәччә йүзлигән ярдәмчи сақчи қобул қилғанлиқини ашкарилиди.
Даириләр “диний әсәбийликни чәкләш низами” ни чәктин ашуруп йүргүзмәктикән
Хитай һөкүмити 1-апрелдин башлап йолға қойған “уйғур аптоном райониниң диний әсәбийликни түгитиш низами” хитай ичи вә хәлқарада күчлүк инкас пәйда қилған иди.
Иҗтимаий таратқулардики учурларға қариғанда, нөвәттә үндидарда “алла, худа, шүкри, түрк, түркийә байриқи, сәуди әрәбистан байриқи, сәбир, намаз” қатарлиқ бир йүрүш сөзлүкләрни қоллинишниң хәтәрлик ақивәт елип келидиғанлиқи агаһландурулған.
Йәкән наһийәсидики сақчи органлири радийомиз зияритини қобул қилип, үндидар вә башқа учур васитилиридә юқириқи сөзләрни ишлитишниң “қанунсизлиқ” болидиғанлиқини әскәртти.