Һәптилик хәвәрләр (1-апрелдин 8-апрелғичә)

Мухбиримиз қутлан
2016.04.08
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
erkin-asiya-radiosi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Рабийә қадир ханим әлмунер фондиниң “өмүрлүк нәтиҗә мукапати” ға еришти

Дуня уйғур қурултийиниң рәһбири рабийә қадир ханим мәркизи ню-йорктики “әлмунер вәхпи” ниң “өмүрлүк нәтиҗә мукапати” ға еришти.

31-Март күни “әлмунер вәхпи” ниң қурғучиси вә рәһбири муфти мунер әхмәт ахун вашингтонға келип, рабийә қадир ханимға мәзкур мукапатни өз қоли билән тапшуруп бәрди.

Муфти мунер әһмәт ахун сөз қилип, “мән уйғур, тегим хотәндин, бүгүнки вәтәндашлар һәм юртдашлар учришишидин бәкму пәхирләндим...” деди.

Рабийә қадир ханим “бүгүнки бу мубарәк учришиштин мән уйғурумниң мәйли нәдә болмисун, өзиниң йилтизини издәйдиған вәтән сөйгүсини, юрт сөйгүсини вә милләт сөйгүсини йәнә бир қетим һес қилдим” деди.

Хитай җ х министирлиқи 2015‏-йили хизмәт җәрянида өлгән аталмиш “инқилабий қурбан” ларниң тизимини елан қилди

1-Апрел күни хитай җ х министирлиқиниң торида “бизниң қәһриманлиримиз” дегән сәрләвһидә аталмиш “инқилабий қәһриманлар” ниң тизимлики елан қилинди.

Мәзкур тизимликтин мәлум болушичә, 2015-йилида уйғур аптоном районидин җәмий 39 нәпәр сақчи хизмәт үстидә һаятидин айрилған болуп, буларға “инқилабий қурбан” дәп нам берилгән һәмдә улардин өгинишкә чақирилған.

Һалбуки, уйғур елидики сақчихана хадимлириниң аталмиш “инқилабий қурбан” лар тизимигә киргүзүлгән 39 нәпәр сақчидин әхмәтнияз тохтинияздин башқа һечқайсиниң кимлики вә иш-излирини билмәйдиғанлиқи ашкариланди.

Игилинишичә, мәзкур тизимликтики уйғур аптоном райониға тәвә 33 нәпәр сақчидин 17 нәпири йүрәк кесили билән өлгән икән.

Америкидики “диянәт ислам мәдәнийәт мәркизи” ниң ечилиш мурасимиға уйғурларму қатнашти

2-Апрел күни америка пайтәхти вашингтонға қошна марийланд штатида америка қошма штатлиридики әң чоң мәсчит шундақла тунҗи түрк ислам оргини болған “диянәт ислам мәдәнийәт мәркизи” ниң ечилиш мурасими өткүзүлди.

Түркийә җумһурийитиниң рәиси рәҗәп таййип әрдоған рәпиқиси аминә әрдоған ханим билән биллә ечилиш мурасимиға қатнашти вә лента кәсти.

Вашингтон әтрапида олтурақлашқан уйғурларму диянәт мәркизиниң ечилиш мурасимиға қатнашти. Рәҗәп таййип әрдоған ислам мәркизидә тәлим еливатқан бир қисим уйғур оқуғучилар билән алаһидә көрүшти вә қуран курсиниң дипломини өз қоли билән тарқатти.

Хитай сақчи даирилири “қулайлиқ картиси” ниң бикар қилинидиғанлиқини дәлиллиди

Уйғур аптоном районлуқ даириләр йеқинда “йешил картиси” ниң бу йил 1‏-майдин башлап бикар қилинидиғанлиқини елан қилған.

Хитай һөкүмәт таратқулиридин ашкарилишичә, “йешил карт” ни бикар қилиш уйғур аптоном районлуқ парткомниң “милләтләр иттипақлиқи йили” мунасивити билән йолға қойидиған 20 түрлүк чарә-тәдбириниң бирикән.

Уйғур елиниң җәнубидики мәлум бир йезилиқ сақчи понкити “йешил картиси” ниң 1‏-майдин башлап бикар қилинидиғанлиқини дәлиллиди. Униң көрситишичә, юқиридин “йешил карт” ни бикар қилиш һәққидә һөҗҗәт чүшкән икән.

Мәлумки, “қулайлиқ картиси” яки “йешил карт” дәп нам берилгән, әмәлийәттә йәрлик аһалиләрниң әркин һәрикәтлиниш һоқуқини чәкләйдиған бу бәлгилимә уйғур елидә 2014‏-йили 5‏-айдин башлап йолға қоюлған иди.

Уйғур шаһитларниң шәрқий җәнуби асия әллиридики қечиш һекайилири уйғур мусапирлар дуч келиватқан қийин реаллиқни әкс әттүрмәктә

Уйғурларниң шәрқий җәнубий асия әллири арқилиқ ташқи дуняға һиҗрәт қилиш долқуни 2013-йилиниң ахиридин башлап дуня җамаәтчиликиниң диққитини қозғимақта.

Бу җәрянда мушәққәтлик һиҗрәт һаятини баштин кәчүргән бир қисим уйғур шаһитларниң радийомизға бәргән баянлири нөвәттә уйғур мусапирлар дуч келиватқан интайин қийин реаллиқни ечип бәрмәктә.

Түркийәниң қәйсәри шәһиригә келип йәрләшкән уйғурлардин бир нәпәр шаһит радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң тайландтин малайшияға, әң ахирида малайшиядин түркийәгә келиштики кишини һәйран қалдуридиған һиҗрәт сәпири һәққидә мәлумат бәрди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай һөкүмитиниң уйғурларға “қаттиқ зәрбә бериш һәрикити” дә өлүм җазаси қоллиниватқанлиқини тәкитлиди

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 5-март күни өзиниң 2016-йиллиқ “дуняда өлүм җазаси” намлиқ доклатини елан қилди. Доклатта 2015‏-йили өлүм җазасиниң бир қисим дөләтләрдә кишини “биарам қиларлиқ” дәриҗидә көпәйгәнликини билдүрүлди.

Доклатта дейилишичә, 2015‏-йили дуня миқясидики 90% өлүм җазаси сәуди әрәбистани билән пакистанда иҗра қилинған икән. Һалбуки, хитайда 2015‏-йили өлүмгә буйрулған адәм сани мәзкур доклатқа киргүзүлмигән.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайда 2015‏-йили өлүм җазасиға буйрулғанлар саниниң дунядики омумий өлүм җазаси йиғиндисидинму ешип кетидиғанлиқини билдүргән. Доклатта йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурларға “қаттиқ зәрбә бериш” һәрикитидә өлүм җазаси қоллиниватқанлиқи тәнқид қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.