Һәптилик хәвәрләр (6-апрелдин 12-апрелғичә)
2019.04.12
Тиҗарәтчи яқуп рози лагерда җан үзгән
Йеқинда атушниң шоруқ йезисидики тиҗарәтчи яқуп розиниң бу йил март ейиниң ахирида лагерда җан үзгәнлики ашкариланди.
Мәлум болушичә, яқуп рози қирғизистанниң бишкәк шәһиридә сода қиливатқан болуп, 2017-йилиниң бешида хитай һөкүмитиниң чақириқиға аваз қошуп юртиға қайтип кәлгән икән. Дәсләп униң паспорти мусадирә қилинған, арқидинла шу йилиниң оттурилири тутқун қилинған.
Лагер мәһбуслириниң лагерларда җан үзүватқанлиқи һазир даимлиқ һадисигә айлинип қеливатқан болсиму, хитай һөкүмитиниң учурға болған контроллуқи сәвәбидин бундақ өлүм вәқәлириниң көпи намәлум һалда қалмақта икән.
Өй-мүлүк содигири еляс мәмәтниң тутқунда икәнлики ашкариланди
2000-Йиллардин буян уйғур диярида көпчиликкә тонулушқа башлиған өй-мүлүк содигири еляс мәмәтниң тутқун қилинғанлиқи һәққидики хәвәрниң растлиқи дәлилләнди.
Иляс мәмәт вә униң қериндашлири 2001-йилидин башлап үрүмчи, ғулҗа, корла қатарлиқ шәһәрләрдә “висал меһманханиси”, “сүбһи сода сарийи” қатарлиқ көплигән сода биналири вә олтурақ өй биналирини салған икән.
Нөвәттә бир қисим анализчилар иляс мәмәт җәмәтиниң барлиқ мал-мүлкиниң мусадирә қилинған болуши мумкинликини тәхмин қилмақта.
Гәнсуниң вувей түрмисидә бирәр миңчә уйғур мәһбусниң барлиқи дәлилләнди
Уйғур дияридики лагерлар мәсилиси хәлқараниң җиддий диққитини қозғиғандин кейин хитай һөкүмити уйғур мәһбусларни хитай өлкилиригә йөткәшкә башлиған иди. Йеқинда ашу хилдики бирәр миңчә уйғур тутқунниң гәнсуниң вувей түрмисидә икәнлики дәлилләнди.
Мухбиримизниң бу һәқтики әһвал ениқлиши җәрянида шу җайдики сақчи хадимлиридин бири бу мәһбусларниң вувей түрмисидики төт районға тарқақ орунлаштурулғанлиқини ейтқан.
“зимистан” ториниң бу һәқтики хәвәрлиридә ейтилишичә, бу мәһбуслар һечким билән көрүштүрүлмәйдикән. Уларға 24 саәт койза вә кишән селинидикән. Шундақла түрмә сақчилириға бу мәһбуслар қаршилиқ көрситип қалса шу җайдила етиветиш буйруқи берилгән икән.
Муһаҗирәттики уйғурлар “барин вәқәси” ни хатирилиди
Бу йил 5-апрел күнидә дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаити “барин вәқәси” ниң 29 йиллиқини хатирилиди.
Муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлиридин германийәдики “явропа шәрқий түркистан бирлики” мюнхенда намайиш қилди. Бу хилдики намайишлар норвегийә, голландийә, шиветсийә қатарлиқ җайлардики тәшкилләнди.
Қазақистандики уйғур җамаити мәхсус йиғилиш өткүзүп барин шеһитлириниң роһиға атап хәтмә қуран қилди. Шундақла “барин вәқәси вә шәрқий түркистанниң һазирқи заман тарихи” темисида нутуқлар сөзләнди.
Түркийәдики уйғур тәшкилатлири бу мунасивәт билән сүрәтләр көргәзмиси уюштуруп, уйғурлар дияриниң әһвалини тонуштурди.
Шөһрәт мутәллиповниң хитай даирилири билән биологийәлик тәҗрибидә һәмкарлишиши ғулғула қозғиди
Хәлқараға тонулған биологийә алими шөһрәт мутәллиповниң йеқиндин буян хитай алимлири билән бирликтә хитайдики мәлум бир тәҗрибиханида һәмкарлишип ишләватқанлиқи һәққидики учурлар иҗтимаий таратқуларда тарқалғандин кейин муһаҗирәттики уйғурлар арисида бу һәқтә ғулғула қозғалди.
Шөһрәт мутәллипов бу һәқтә радийомизға әвәткән баянатида өзиниң илим-пән тәтқиқати үчүн хитай алимлири билән һәмкарлишиватқанлиқини тәкитлиди.
Униң сиңлиси, хәлқараға тонулған алимә майсәм мутәллипова радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң ойлиғанлирини биз билән ортақлашти. Шундақла “хитай һөкүмити уйғурларға мушунчә зулум селиватқанда акамниң бу қилғини пәқәт тоғра әмәс” дәп әйиблиди.
Америкадики “уйғур әркинлик марши” тәнтәнилик өткүзүлди
Дуня уйғур қурултийи қатарлиқ бир қатар тәшкилатлар узундин буян тәйярлиқ қилған “уйғур әркинлик марши” паалийити 6-апрел күни америка пайтәхти вашингтон шәһиридә өткүзүлди.
Американиң һәрқайси җайлиридин кәлгән уйғурлар, шуниңдәк һәрқайси мәсчитләрдин кәлгән мусулманлар җамаитидин бирәр миңчә киши бир йәргә җәм болуп, бу паалийәт арқилиқ америка һөкүмитини уйғурлар мәсилисидә техиму әмәлий һәрикәттә болушқа дәвәт қилди.
Америкиниң калифорнийә штатидики уйғурларму вашингтондики намайишқа аваз қошуп, лос-анжелис шәһиридә “уйғурларға әркинлик” темисида намайиш қилди. Бу хилдики намайиш йәнә австралийәниң мелборн шәһиридиму өткүзүлди.