Һәптилик хәвәрләр (16-апрелдин 22-апрелғичә)
2016.04.22
Үч яшлиқ уйғур балиниң хитай базар башқуруш хадимлириға көрсәткән қаршилиқи муназирә қозғиди
Өткән һәптидин буян 3 яшлиқ бир уйғур балиниң хитай базар башқуруш хадимлириниң зораванлиқиға қарши күч көрситиши пүтүн дунядики таратқулар вә иҗтимаий учур васитилиридә күчлүк бәс-муназирә қозғиди.
Мәлум болушичә, мәзкур вәқә хитай өлкисиниң мәлум бир шәһиридә йүз бәргән. Нәқ мәйдандин синға еливелинған мәзкур көрүнүштә 3 яшлиқ уйғур гөдәкниң аилисиниң яймисини бузушқа кәлгән хитай базар башқуруш хадимлириға қаршилиқ көрсәткәнлики, қорқумсизлиқ билән оттуриға чиқип сиңлиси билән анисини қоғдиғанлиқи көрситилгән.
Мәзкур син көрүнүши иҗтимаий таратқуларға ашкара болғандин кейин күчлүк ғулғула қозғиған. Қисқиғинә бирқанчә күндә көрүлүш қетим сани нәччә милйон кишидин ешип кәткән. Дунядики көплигән таратқулар вә тор бәтләрдә бу һәқтә мәхсус хәвәр вә анализлар берилгән.
Хитайниң 2015-йиллиқ “инқилабий қурбанлар” тизимлики җ х министирлиқиниң торидин өчүрүветилгән
Бу йил 4-айниң 1-күни хитай җ х министирлиқи 2015-йиллиқ “инқилабий қурбанлар” тизимликини елан қилған иди.
Мәзкур тизимликтики йип учлириға асасән радиомиз алдинқи йили уйғур аптоном районида йүз бәргән вәқәләрниң ашкариланмиған қисимлири һәққидә ениқлаш елип барди. Нәтиҗидә уйғур елида йүз бәргән вәқәләрниң ташқи дуняға ашкара болмиған бир қисим тәпсилатлири паш болди.
Һалбуки, аридин 18 күн өткәндә мәзкур тизимлик хитай җ х министирлиқиниң торидин туюқсиз өчүрүветилгән.
Муһаҗирәттики көзәткүчиләр, мәзкур тизимликниң хитай һөкүмәт торидин өчүрүлүшиниң мәлум сиясий арқа көрүнүшкә игә икәнликини тәкитлимәктә.
Хотән вилайитидә аталмиш “ешинча әмгәк күчлири” ни хитай өлкилиригә йөткәш давамлашмақтикән
Хитай даирилириниң йеқинда елан қилишичә, хотән вилайитидики намратлар сани 700 миңдин артуқ болуп, бу йилниң ахириғичә вилайәт бойичә 244 намрат кәнтни намратлиқтин қурулдуруш нишан қилинмақтикән.
Даириләрниң илгири сүрүшичә, “йеза-кәнтләрдики ешинча әмгәк күчлирини ички өлкиләргә йөткәш” нөвәттә уйғур елидики намратлиқни һәл қилишниң “алтун ачқучи” сүпитидә йолға қоюлмақтикән.
Көзәткүчиләр, даириләрниң уйғур яшлирини ишқа орунлаштуруш баһанисидә хитай өлкилиригә йөткәш тәдбири әмәлийәттә уларни өз туприқидин айрип, еритип түгитиштәк сиясий тактикисиниң бир қисмидур, дәп қаримақта.
Нәзәрбағ деһқанлириниң вәкили турғун мамутниң туюқсиз өлүми уйғур әрздарларлириниң паҗиәлик тәқдирини ашкара қилмақта
Қәшқәр шәһириниң нәзәрбағ йезисидики уйғур деһқанлириниң 2002-йили 5000 модин көпрәк терилғу йәрлиридин айрилип қелиши әйни чағда уйғур елида күчлүк инкас қозғиған иди.
Йеқинқи йилларда нәзәрбағ йезисиниң юқириқи қазриқ кәнтидики уйғур деһқанлириниң 2500 моға йеқин терилғу йериниң қәшқәрдики шенҗен тәрәққият райониға сетиветилиши техиму зор ғулғула қозғиди.
Игилишимизчә, нәзәрбағдики деһқанлар вәкиллиридин турғун мамут алдинқи йили тутқун қилинип нәзәрбағ сақчиханисиға қамалған. Һалбуки, турғун мамут саламәтлики түпәйли реҗимгә қоюп берилгән болсиму, әмма униң узақ өтмәйла туюқсиз өлүп кәткәнлики мәлум болди.
Онсу чағрақниң бир кәнтидә һәр бәш кишидин бириниң назарәт астида икәнлики ашкариланди
Алдинқи һәптә иҗтимаий таратқуларда ақсуниң онсу наһийә чағрақ йезисидики абдурахман қари исимлик бир имамниң қизиниң тойида меһманларға һарақ бәрмигәнлики үчүн “диний әсәбийлик” билән әйиблинип 3 йиллиқ қамаққа елинғанлиқи һәққидә хәвәр тарқалған иди.
Радийомиз бу учурға асасән онсу наһийәсиниң чағрақ кәнтигә телефон қилип мәзкур вәқәни дәлилләшкә тиришти.
Һалбуки, бу җәрянда чағрақ кәнтидин өткән икки йилда 15 кишиниң сиясий сәвәб билән қамаққа елинғанлиқи, уларниң биваситә вә васитилик туғқанлири болуп 289 кишиниң нөвәттә қаттиқ назарәт астида икәнлики ашкариланди.
Турпан шәһиридә такси шопурлири иш ташлиған
Иҗтимаий таратқулардин мәлум болушичә, 20-апрел турпан шәһиридики такси шопурлири кәң көләмлик иш ташлиған вә шәһәр районида қатнаш бир мәһәл тосулуп қалған.
Игилинишичә, шу күни турпан шәһиридики асаслиқ йол бөләклиридә йол йүрүш қийинлашқан. Һалбуки, даириләр иҗтимаий таратқуларға аллиқачан ашкара болған бу иш ташлаш вә униң сәвәби һәққидә һазирға қәдәр һечқандақ учур бәрмиди.
Мәлум болушичә, турпандики такси шопурлириниң мутләқ көп қисмини йәрлик уйғурлар тәшкил қилидикән. Йәрликтин радийомиз зияритини қобул қилған кишиләр такси шопурлириниң иш ташлишиға даириләрниң намувапиқ бәлгилимилири сәвәб болғанлиқини илгири сүрди.