Һәптилик хәвәрләр (20-апрелдин 26-апрелғичә)
2019.04.26
Мәшһур лагер сүритидики тутқунларниң кимлики айдиңлашмақта
Уйғурлар дияридики лагерларни әң җанлиқ әкс әттүрүп бәргән фото сүрәтләрдин бири 2017-йили апрелда лоп наһийәсидики лагерларниң биридә тартилған иди.
Йеқинда муһаҗирәттики уйғурлар арисидин бу сүрәттики кишиләрниң кимликини билидиғанлар бу һәқтики учурларни ашкара қилди. Буниң билән бу сүрәттики кишиләрдин даңлиқ яғаччи абдулла харәт, алий мәктәпни пүттүргән мәмтимин, карханичи езиз һаҗи қатарлиқларниң әһвали айдиңлашти.
Хитай һөкүмити изчил лагерларни “кәспий тәрбийәләш мәктипи” дәп тәшвиқ қиливатқанлиқи мәлум. Мәшһур лагер сүритидики бир қисим кишиләрниң һәқиқий әһвали айдиңлишиши билән хитай һөкүмитиниң бу ялғанлири йәнә бир қетим бәрбат болди.
Керийә һейтгаһ җамасиниң чеқилиш әһвали айдиңлашти
800 Йиллиқ тарихқа игә дәп қариливатқан керийә наһийәсидики һейтгаһ җамасиниң уйғур диярида изчил давам қиливатқан мәсчит чеқиш долқунида чеқилип кәткәнлик хәвири тарқалғандин кейин һәр саһә кишилириниң диққитини қозғиған иди.
Йеқинда бу җамәниң асасий залиниң сақ икәнлики, пәқәт униң 1990-йиллирида қайта селинған шималий дәрвазисиниң чеқиветилгәнлики мәлум болди.
Йеқиндин буян уйғур дияридики мәсчитләр зор бир қисми чеқип ташланған болуп, шималий дәрвазиси чеқиветилгән керийә җамаси 1999-йили “аптоном район дәриҗилик қоғдилидиған мәдәнийәт ядикарлиқ орни” дәп бекитилгән икән.
Тил-әдәбият дәрсликини қайта түзгүчиләрдин камил рәһим тутқун қилинған
Уйғурлар дияридики зор тутқунда бир қисим уйғур сәрхиллириниң “уйғур оттура мәктәп тил-әдәбият дәрслики” ни қайта түзүшкә бағлинип қалғанлиқи мәлум болған иди. Йеқинда бу кишиләр арисида үрүмчи чоңлар институтиниң профессори камил реһимниңму барлиқи ашкариланди.
Мәлум болушичә, камил реһим дәсләп “өгиниш” кә елип кетилгән, 2018-йилиниң яз айлирида түрмидә икәнлики мәлум болған.
“тил-әдәбият дәрслики” мәсилисигә четилип қалған уйғур сәрхиллири еғир қамақ җазалириға һөкүм қилинған болуп, камил реһимниң қандақ җазаға мәһкум болғанлиқи һазирчә намәлум.
Хитай һөкүмитиниң хитайларни уйғур қизлириға өйлиниш чақириқи қаттиқ ғулғула қозғиди
Йеқинда хитайниң аммиви таратқулирида хитай өлкилиридики хитай яшлирини уйғур дияриға келип, уйғур қизлириға өйлинишкә дәвәт қилиш мәзмунидики еланлар көпләп оттуриға чиқти
Уйғур әрлириниң лагерларға көпләп қамилиши һәққидә түрлүк учурлар оттуриға чиқиватқанда хитай даирилириниң һимайисиз қалған уйғур қиз-чоканлириға хитай өлкилиридин лайиқ чақириши һәмдә буниңдики мәқсәтләр һәр саһә кишилири арисида күчлүк инкас қозғимақта.
Мәлум болушичә, хитай даирилири 2014-йилидин башлап чәрчән қатарлиқ җайларда уйғур қизлири билән тойлашқан хитайларға маддий мукапат беришни йолға қойған болуп, бир қисим анализчилар “бу ши җинпиң тәкитләватқан ‛милләтләрниң қошулуп кетишини алға сүрүш” тәдбириниң җиддий иҗра қилиниватқанлиқиниң ипадиси” деди.
Уйғурлар ачқан шәхсий китабханилар печәтләнмәктә
Йеқинда уйғур дияридики шәхсий китабханиларниң тақиливатқанлиқи һәққидә көпләп учурлар мәлум болушқа башлиди. Бир қисим китабханиларға печәт селинған болса, йәнә бир қисим китабхана игилири муддәтлик қамаққа һөкүм қилинған
Йеқинда пенсилванийә университетиниң оқутқучиси дейвид детмән қәшқәр вә хотән қатарлиқ җайларда бир қисим шәхсий китабханиларниң печәтләнгәнлики һәққидики фото сүрәтләрни елан қилди.
Анализчиларниң пикричә, шәхсий китабханиларниң тақилиши бир қисим уйғурларни иқтисадий зиянға учритиштин башқа, техиму муһими уйғур тили вә мәдәнийитини йоқитиштики бир муһим васитә һесаблинидикән.
Әзиз нурумов хәлқаралиқ җюҗитсу мусабиқисидә чемпийон болди
Қазақистанлиқ уйғур яшлиридин әзиз нурумов йеқинда астанә шәһиридә өткүзүлгән җюҗитсу мусабиқисидә алтун медалға еришип, уйғурларға йәнә бир қетим шәрәп кәлтүрди.
Мәлум болушичә, әзиз нурумув 1984-йили туғулған болуп, буниңдин илгириму көп қетим хәлқаралиқ мусабиқиләрдә алтун медалларға еришкән икән.
Оттура асия уйғурлиридин чиққан бир қисим яшлар йеқинқи йиллардин буян тәнһәрикәтниң охшимиған түрлиридә яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүватқан болуп, уйғурларниң хәлқарада тонулушиға бәлгилик һәссә қошуп кәлмәктә икән.