Һәптилик хәвәрләр (23-майдин 29-майғичә)

Мухбиримиз җүмә
2015.05.29
erkin-asiya-radiosi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Рабийә ханим дуня дөләтлирини уйғур мәсилисигә арилишишқа чақирди

Хитайниң уйғур елида 181 террорлуқ делосини паш қилғанлиқи һәққидә зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим бу мәлуматниң маһийәттә уйғур мәсилисиниң хитайниң ички мәсилиси әмәс, бәлки хәлқаравий вә дуня дөләтлириниң арилишиши зөрүр болған мәсилә икәнликини билдүрди.

У мундақ деди: биз хитайға таянмисиму, өз хәлқини беқип кетәләйдиған америка вә явропа дөләтлирини хитай билән болған мунасивитидә өзлириниң қиммәт қаришиға һөрмәт билдүрүш нуқтисидин болсиму, уйғур мәсилисигә арилишишқа, хитай өзидики мәвҗут мәсилиләрни иқрар қилишқа мәҗбур болған бүгүнкидәк пурсәтләрдә, ениқ вә һәққаний позитсийә билдүрүшкә дәвәт қилимиз. Мәнчә америка вә явропа дөләтлириниң хитайға мундақ бир соал қойидиған вақит кәлди.

Рабийә ханим йәнә бир дөләтниң бир районида бир йил ичидә 181 террорлуқ гуруһи байқалса, бу дөләтни тинч вә бихәтәр дөләт дегини болмайдиғанлиқини әскәртти.

У мундақ деди: әгәр реаллиқ шундақ болса, бу чоң хәвп-хәтәрниң мәнбәси мәйли диний, мәйли сиясий, мәйли иқтисадий болсун, бу дуняға ашкарилиниши керәк. Буниңға ялғуз хитай әмәс, пүтүн дуня баш қатуруши керәк.

Америкидики мусулман натиқ: уйғурлар бесим астидиму өз етиқадини сақлап қалалайду

Америкида көзгә көрүнгән мусулман натиқ ноуман әлихан уйғурлар еғир бастурушларға дучар болуватқан болсиму, әмма уларниң етиқадини сақлап қалалайдиғанлиқиға қәтий ишинидиғанлиқини билдүрди.

У, бу сөзләрни 23- май балтимор шәһиридә өткүзүлгән шималий америка ислам чәмбирикиниң 40-нөвәтлик йиллиқ йиғилиши җәрянида радиомизға билдүрди.
У мундақ деди: биләмсиз, уйғурлар тарихтиму шундақ диний бастурушларға учриғанда, аилисидә исламни өгитишни тохтатмай, иман- етиқадни чиң сақлап, өз кимликини қутқузуп қалған. Иншаалла, улар һазир әң еғир күнләргә дучар болуватқан болсиму, бу синақтин өтүп кетәләйду, уларниң йәнила етиқадини чиң сақлап қалалайдиғанлиқиға ишәнчим камил.

Ноуман әпәнди йәнә келәр йили шәрқий түркистанға беришни пиланлаватқанлиқи, уйғурлар үчүн дуа қилидиғанлиқи вә уйғурларға салам йоллайдиғанлиқини билдүрди.

Америка қәләмкәшләр мәркизи дуня китаб йәрмәнкисидә хитайға қарши наразилиқ намайиши өткүзди

28- Май америка қәләмкәшләр мәркизи ню-йоркта өткүзүлүватқан дуня китаб йәрмәнкисидә хитайға қарши наразилиқ намайиши өткүзди вә америка китаб йәрмәнкисиниң хитайға “шәрәп меһманлиқ” орни берип, униңдики мәвҗут чәклимиләрни диққәткә алмиғанлиқини тәнқид қилди.

Намайишчилар уйғур өктичи зиялий илһам тохти, нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шавбо қатарлиқларниң рәсимлирини көтүрүп, бу кишиләрни қоюп беришни, башқа язғучиларға чәклимә қоюшни тохтитип, уларниң әркин пикир қилишиға йол қоюшни тәләп қилди.

Америка қәләмкәшләр мәркизиниң илгири сүрүшичә, йәрмәнкә хитай әдәбиятиға алаһидә илтипат көрсәткән болсиму, лекин у 44 нәпәр язғучи вә журналистниң хитай түрмисидә йетиватқанлиқи, нурғун язғучи, журналистларниң паракәндичилик, тәһдиткә учрап, бәзилириниң сүргүндә яшаватқанлиқидәк реаллиқни нәзәрдин сақит қилған.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати канада шөбиси һүсәйин җелил үчүн мәктуп йезиш паалийити уюштурған

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң канадада турушлуқ әзалири хитай түрмисидә йетиватқан канада пуқраси һүсәйин җелил үчүн мәктуп йезиш паалийити уюштурған.

“нягра хәвәрләр тори” ниң ейтишичә, мәктуп йезиш паалийитидә һүсәйин җелил давасиға мәсул болған вилф руләнд сөз қилған.

У мундақ дегән: “хитай гәрчә һүсәйин җелилни ‛террорчи‚ дәп қарилисиму, әмма хәлқара кәчүрүм тәшкилати уни бир кишилик һоқуқ қоғдиғучиси, дәп қарайду.”

Игилинишичә, һүсәйин җелил үчүн йезилған мәктуплар хитай дөләт рәһбәрлири, канада баш министири стефен һарпер қатарлиқларға әвәтилидикән.

Канада пуқраси һүсәйин җелил 2006- йили өзбекистанға туғқан йоқлап барғанда қолға елинип, хитайға өткүзүп берилгән. Хитай уни “террорлуқ җинайити” билән әйибләп муддәтсиз қамаққа буйруған иди.

Уйғур елида “долқун һашар” йолға қоюлған

Ақсуниң тоқсу наһийисидә “долқун һашар” дәп нам берилгән йеңи бир түрлүк һашарниң йолға қоюлуватқанлиқи ашкариланди.

Мәлум болушичә, долқун һашар һәр күни сәһәр саәт бәштә башлинип әтигән саәт 9 ғичә, әгәр зөрүр тепилса саәт 11 яки чүшкә қәдәр давамлишидикән. 18 яштин 60 яш арилиқидики әр-аял әмгәк күчлири қатнишидиған бу һашар һәптидә 5 күн елип берилидикән.

Юлтузбағ йезисидики бир кәнт секретариниң билдүрүшичә, бу һашарға қатнашмиғанларға 100 сом җәриманә қоюлғандин башқа, бу түзүмгә қарши турғанларниң қануний мәсулийити сүрүштә қилинип, тутуп туруш яки тохтитип қоюш җазаси берилидикән.

Хәлқара қанунларда өткән әсирниң алдинқи йеримидила әмәлдин қалдурулуп болған һашарниң уйғур йезилирида һәрхил нам вә шәкилләрдә һелиһәм давамлишиватқанлиқи мәлум болмақта.

Хотән лайқада бир хитай әмәлдари пичақлап өлтүрүлгән

15-Май хотән наһийәсиниң лайқа йеза мәркизидә бир хитай әмәлдари пичақлап өлтүрүлгән. Зияритимизни қобул қилған лайқа йеза сақчилири, өлгүчиниң лайқа йезисиниң муавин башлиқи ваң фамилилик хитай икәнликини дәлиллиди.

Мәлум болушичә, шу күни чүштин кейин саәт 5 тин ашқанда ваң тамақ йейиш үчүн кетиватқанда 20 яшлар өпчөрисидики қеюм абла исимлик бир уйғур яш пичақ билән униңға һуҗум қилған. Нәтиҗидә ваң нәқ мәйданда өлгән. Һуҗумчи қечип кәткән болсиму, әмма шу күни кечиси саәт 12 әтрапида тутулған.

Һалбуки, сақчилар вәқәниң тәпсилати вә һуҗумчиниң мәқсити һәққидә мәлумат беришни рәт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.