Һәптилик хәвәрләр (25-майдин 31-майғичә)

Мухбиримиз җүмә
2013.05.31
erkin-asiya-radiosi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Хәлқаралиқ тәшкилатлар хитайни уйғурларға қаратқан диний чәклимә сияситидә агаһландурди

Чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидә ечилған уйғурларниң диний әркинлик әһвали тоғрилиқ йиғинда хитай уйғурларға қаратқан диний чәклимә сиясити һәққидә агаһландурулди.

Йиғинни америка демократийини илгири сүрүш фонди җәмийити билән америка уйғур бирләшмиси һәмкарлишип орунлаштурған.

Уйғур кишилик һоқуқ программисиниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗәфиски, хитайниң уйғур диний етиқадини бастуруши уйғур миллий кимликини йоқитиш истратегийәсиниң муһим һалқиси икәнликини көрсәтти.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати вашингтон шөбисиниң мәсули т. Кумар: биз хитайни хәлқара террорчилиққа қарши урушни суйиистемал қилмаслиққа қайта агаһландуримиз, деди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидин софий ричардсон: хитай уйғурларға қаратқан диний бастуруш сияситиниң ақивитини мөлчәрләш қийин, дә көрсәтти.

Йиғин ахирида зияритимизни қобул қилған америка уйғур бирләшмисиниң рәиси алим сейитоф әпәнди нөвәттә уйғур мәсилисиниң хәлқаралашқан бир мәсилигә айланғанлиқини, диний әркинлик мәсилисиниң уйғурлар учраватқан мәсилиләр ичидә әң ядролуқ мәсилә икәнликини оттуриға қойди.

Ғулҗа байкөлдә 8 мо буғдайлиқни деһқанниң разилиқисиз мәҗбурий ағдуруветиш вәқәси йүз бәргән

Ғулҗа шәһириниң қарадөң йезисида олтурушлуқ деһқан турсун турғунниң 8 мо буғдайлиқи мушу айниң 17-күни йерим кечидә намәлум кишиләр тәрипидин ағдуруветилгән.

Буниң билән 10 җанлиқ бу аилиниң бу бир йиллиқ әмгики бикар болған, бир йиллиқ озуқ-түлүки көккә сорулған. Кәнт аһалилири тәҗрибиләргә асасән, бу ишни байкөлдики терилғу йәрләрни сетивалмақчи болған хитай ширкәтлири қилғанлиқини яки йәрни ширкәткә сатмақчи болған йәрлик даириләр қилғанлиқини пәрәз қилишмақта. Әмма юқириқи һәр икки тәрәп вәқәдики мәсулийитини рәт қилған.

Зияритимни қобул қилған йәрлик деһқанлар, даириләрниң уларни 10 йилдин бери қуруқ гәп билән алдап йәрлирини әрзан баһада тартивеливатқанлиқини, йеридин айрилған деһқанларниң хитайларға мәдикар болуп ишләшкә мәҗбур болуватқанлиқини билдүрди.

Хитай баш министириниң германийә зиярити қаршилиқ намайишиға дуч кәлди

26-Май германийәдики уйғурлар тибәтләр билән бирликтә берлиндики баш министирлиқ мәһкимиси алдиға йиғилип хитай баш министири ли кечяңниң германийә зияритигә қарши бирләшмә намайиш өткүзди.

Қоллирида байрақ вә лозунка көтүргән намайишчилар анчә йирақ болмиған мәйданда әскирий мурасим билән өткүзүлүватқан күтүвелиш паалийитини хитайға қарши шоар садалири билән көмүп ташлиди.

Бу, ли кечяңниң хитай баш министири болғандин кейинки тунҗи қетимлиқ германийә зиярити болуп, униң берлиндики биринчи қәдими уйғур, тибәт, фалуңгуң вә башқа хитай коммунистлириға қарши гуруппиларниң бирләшмә қаршилиқ көрситиш намайишиға дуч кәлди.

Дуня уйғур қурултийи вә явропа шәрқий түркистан бирликиниң тәшкиллиши билән көпинчиси 500 километирдин йирақ болған җәнубтики мюнхендин кәлгән уйғур җамаәтчилики бу қетимқи бирләшмә намайишниң ғол қисмини тәшкил қилди.

Бейҗиңдики қарамайлиқ анилар: қарамайда көчмәнләр ишқа елинди, балилиримиз өз юртимизда ишсиз қалди

Қарамай шәһиридә уйғур яшлири хизмәт тапалмайватқан пәйтләрдә қарамайға йеңи кәлгән хитай ишләмчиләр дәрһал юқири маашлиқ хизмәтләргә кирәләйдикән.

Уйғур вә қазақ болуп җәмий 8 ана бу һәқсизлиқлар үстидин шикайәт қилип бейҗиңға кәлгән.

Уларниң билдүрүшичә, қарамайда нөвәттә алий мәктәпләрни пүттүрүп иш күтүп турған уйғур, қазақ қатарлиқ яшларниң сани 5 миңға йетидикән.

Әрздар дилбәр ханимниң баян қилишичә, улар бейҗиңға кәлгини 18 күн болған болсиму, әрзини аңлайдиған йәр тапалмиғанниң үстигә бейҗиң сақчилириниң паракәндичилик селишиға учриған.

Германийәниң берлин шәһиридики алий рәһбәрләр йиғинида уйғур мәсилиси оттуриға қоюлди

Германийәниң берлин шәһиридә чақирилған “мәдәнийәт дипломатийиси вә кишилик һоқуқ” мавзулуқ хәлқаралиқ йиғинда уйғур мәсилиси оттуриға қоюлди.

Йиғин яш әвладларни мәдәнийәт дипломатийәси билән тәрбийиләш мәқситидә чақирилған болуп, 5-айниң 27-күнидин 6-айниң 1-күнигичә давамлишиду. Бу йиғинға русийәниң сабиқ баш министири михаил касяноф, естонийиниң сабиқ ташқи ишлар министири вә һазир явропа парламент әзаси кристина оҗуланд ханим қатарлиқ сиясәтчиләр, аммиви тәшкилат мәсуллири вә мутәхәссисләрдин болуп 70 әтрапида киши қатнашмақта. Бу алий йиғинға уйғурларға вакалитән дуня уйғур қурултийи иҗраийә һәйити мудири долқун әйса қатнашти.

Долқун әйса йиғинда “хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики пәрқлиқ сиясити вә уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийити” темисида доклат бәргән. Доклат йиғин әһлиниң қаттиқ диққитини қозғиған. Долқун әйса әпәнди йиғин җәрянида бир қисим юқири дәриҗилик әрбаблар билән айрим-айрим учришип уйғур мәсилисини аңлатқан.

Қағилиқ наһийә базирида қанлиқ вәқә йүз берип аз дегәндә 5 киши өлгән

Радио аңлиғучилиримиз йоллиған учурларға қариғанда, 25-май қағилиқ наһийә базирида бир қанлиқ вәқә йүз бәргән, вәқәдә 2 уйғур вә 3 хитай өлгән.

Игиләнгән мәлуматларда қағилиқта қанлиқ бир вәқәниң йүз бәргәнлики вә қағилиқ вәзийитиниң нөвәттә җиддийлики испатланди. Мәлум болушичә, вәқә қағилиқ наһийә базиридики тәнтәрбийә мәйданиға йеқин бир җайда йүз бәргән.

Вәқәдә өлгүчиләрдин аз дегәндә бир нәпири сақчилар тәрипидин етип өлтүргән, бир нәпири дохтурханида җан үзгән.

Қағилиқта бултур 2-айниң 28 -күниму бир мәйдан қанлиқ тоқунуш йүз бәргән. Вәқәдә 9 уйғур хитай сақчи вә пуқралириға пичақлиқ һуҗум қилип 13 кишини чанап өлтүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.