Һәптилик хәвәрләр (24-июндин 30-июнғичә)

Мухбиримиз қутлан
2017.06.30
erkin-asiya-radiosi-yengi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Уйғур паалийәтчиләр “26-июн шявгүән вәқәси” ниң 8 йиллиқ хатирә күнидә хитайға қарши инкас қайтурди

“26-июн шявгүән вәқәси” уйғурлар үчүн унтулмас бир қара күн. У йәнә 2009-йилидики “5-июл вәқәси” гә пилта болған бир қанлиқ вәқә.

Бундин 8 йил муқәддәм, йәни 2009-йили 6-айниң 26-күни йерим кечидә гуаңдуң өлкисиниң шявгүән шәһиридики шүри оюнчуқ завутида ишләватқан 800 дәк уйғур ишчи 10 миңдин артуқ хитайниң һуҗумиға учрап, көплигән уйғур яшлири һаятидин айрилған иди.

“шявгүән вәқәси” ниң 8 йиллиқ хатирә күнидә уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң мәсуллиридин зубәйрә ханим инкас қайтуруп, шявгүән қанлиқ вәқәсиниң һәргиз унтулмайдиғанлиқини билдүрди.

Уйғур диярида исламдики 5 пәрзниң бири болған закатниң чәкләнгәнлики ашкариланди

Йеқинда иҗтимаий таратқуларда “чен чүәнгониң рамизан мәзгилидики муқимлиқни қоғдаш йиғинида сөзлигән сөзидин билишкә тегишлик соал-җаваб” мавзулуқ бир өгиниш материялиниң сүрәт копийәси тарқалған иди.Мәзкур материялда закатниңму чәклинидиғанлиқи алаһидә тилға елинған.

Қәшқәр йеңишәһәр наһийисиниң япчан базиридики бир нәпәр кәнт секретари бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилип, закатниң чәкләнгәнликини дәлиллиди.

Хитай даирилири уйғур елида шәхсий учур вә алақә үскүнилиригә тор салған

Радийомизға кәлгән учурлардин мәлум болушичә, хитай һөкүмити йеқинда уйғур елида електронлуқ учур вә алақә үскүнилирини кәң-көләмдә тәкшүрүш һәрикитини башлиған икән. 

Үрүмчи даирилириниң бу һәқтә тарқатқан уқтурушида, аһалиләрниң әқилфон, хатирә компютер, бармақ диска қатарлиқ шәхсий електронлуқ үскүнилирини бәлгиләнгән муддәт ичидә өзлири туруватқан аһалиләр комитети вә сақчиханиларға апирип тәкшүрүштин өткүзүши тәләп қилинған.

Үрүмчи бавшән аһалиләр комитети тәвәликидики сақчи понкити мәзкур уқтурушиниң уйғур елидики аһалиләргила әмәс, бәлки уйғур елида туғулғанлики кишиләрниң һәммисигә қаритилғанлиқини дәлиллиди.

Хитай һөкүмити үч йилдин буян җүмә таһирниң әрваһидин давамлиқ пайдиланмақта

Хитай һөкүмитиниң 2014-йили пичақлап өлтүрүлгән қәшқәр һейтгаһ җамәсиниң имами җүмә таһирниң әрваһини давамлиқ тәшвиқ қиливатқанлиқи мәлум.

Бу йиллиқ роза һейт байримида уйғур аптоном районлуқ сиясий қанун комитетиниң секретари җу хәйлүн мәхсус қәшқәргә берип, йәнә бир қетим җүмә таһирниң аилә тавабиатлиридин һал сориған.

Бу мунасивәт билән муһаҗирәттики уйғур сәрхиллири җүмә таһирниң өлүми вә хитай һөкүмитиниң уйғур елидики чекидин ашқан диний сиясәтлири һәққидә инкас қайтурди.

Уйғур диярида бу йиллиқ роза һейт намизи қаттиқ тәқиб астида оқулған

Уйғур диярида бу йиллиқ роза һейт намизи хитай даирилириниң қаттиқ тәқипи вә қатму-қат назарити астида оқулғанлиқи мәлум.

Нәччә миң киши намаз оқуйдиған үрүмчидики бәйтулмәһмур мәсчитидә бу йиллиқ роза һейтта аран 200 чә киши һейт намизи оқуған. Намаз башлиништин бурун җамаәт хитайниң дөләт байриқини чиқириш вә дөләт шеирини оқушқа қатнаштурулған.

Радийомизниң қәшқәр йеңишәһәрдин игилишичә, япчан базиридики 1500 нопуслуқ бир кәнттин пәқәт 141 киши намазға қатнашқан вә 21 назарәтчиниң назаритидә һейт намизи оқуған.

Шаһитлар 1988-йили 15-июндики уйғур студентлар намайиши һәққидә әслимә тәқдим қилди

1980-Йиллар уйғур бүгүнки заман тарихида оқуғучилар һәрикити әң җанланған, хәлқниң демократийә, әркинлик вә миллий һәқ-һоқуқларға болған тәлипи күчәйгән шундақла һәр саһә бойичә миллий ойғинишниң упуқи ечилған йиллар болған иди.

Дәл ашу йилларда, йәни 1988-йили 15-июнда “шинҗаң университети ” оқуғучилириниң хитай даирилиригә қарши наразилиқ намайиши йүз бәрди. Бу 1980-йиллардики уйғур алий мәктәп оқуғучилириниң иккинчи қетимлиқ зор намайиши иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.