Һәптилик хәвәрләр (5-июлдин 11-июлғичә)

Мухбиримиз қутлан
2014.07.11
erkin-asiya-radiosi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати америкидики уйғурларға иптар зияпити бәрди

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати америка дөләт ишлири министири җон кәрриниң бейҗиң сәпири мәзгилидә америкидики уйғурларға иптарлиқ зияпәт берип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан рамизан чәклимисигә наразилиқ билдүрди.

9- Июл күни кәчтә америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән иптар зияпитигә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим алаһидә меһман сүпитидә тәклип қилинди.

Рабийә ханим иптар зияпитидә мәхсус сөз қилип, уйғурларниң рамизан мәзгилидә дунядики башқа мусулманларға охшимиған һалда диний етиқад әркинлики җәһәттә қаттиқ бесимға учраватқанлиқини билдүрди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтондики мудири т. Кумар сөз қилип, “мусулманларниң улуғ рамизан паалийәтлирини чәклигән бирдин-бир дөләт хитайдур, бу чәклимигә учраватқан бирдин-бир хәлқ уйғурлардур. Бизниң мундақ бир күндә иптар паалийити уюштурушимиз, уйғурларға ‛силар ялғуз әмәс‚ дегән садани йәткүзүш үчүндур.” деди.

Пәйзаватта хитай сақчи башлиқи өлтүрүлүп җәсити су амбириға ташливетилгән

Хитай мәтбуатлири алдинқи күни пәйзаватниң миша йезисида “29‏-май вәқәси” ни садир қилған 4 нәпәр гумандарниң тутулғанлиқини хәвәр қилди.

Вәқә йүз берип бир айдин кейин елан қилинған бу хәвәрдә вәқә садир қилғучиларниң бир “террорлуқ шайкиси” икәнлики вә вәқәдә бир нәпәр сақчиниң өлгәнлики илгири сүрүлгән, әмма вәқәгә алақидар тәпсилатлар тилға елинмиған иди.

Радиомизниң игилишичә, вәқәдә өлгүчи қәшқәр вилайәтлик қатнаш баш сақчи әтритиниң башлиқи ли хоңҗаң болуп, у йеқинда “қаттиқ зәрбә бериш гурупписи” ға башлиқ болуп пәйзаватниң миша йезисиға әвәтилгән икән.

Ашкарилинишичә, 4 нәпәр уйғур һуҗумчи ли хоңҗаңни пичақ тиқип өлтүргәндин кейин җәситини мишаниң төвән тариша кәнтидики орпа су амбириға ташливәткән.

Қәшқәр педагогика институти оқуғучиларниң роза тутушини қаттиқ чәклигән

Хитай даирилири өз қолидики һөкүмәт таратқулири вә ислам әллиридики әлчиханилири арқилиқ баянат берип уйғур аптоном районида мусулманларниң роза тутушини чәкләшкә даир һечқандақ бәлгилиминиң йоқлуқини билдүргән иди.

Һалбуки, радиомиз зияритини қобул қилған қәшқәр педагогика институтиниң оқуғучилири рамизан мәзгилидә мәктәп мәмурийитиниң учиға чиққан васитиләрни қоллинип оқуғучиларниң роза тутушини чәкләватқанлиқини билдүрди.

Мәлум болушичә, рамизан киргәндин буян мәктәп даирилири оқуғучиларни коллектип чүшлүк тамаққа орунлаштурған. Күндә һәр бир оқуғучиға су тарқатқан. Кәчлик иптар вақти йеқинлашқанда мәктәп әтрапидики барлиқ ашханиларни, һәтта йемәк-ичмәк дуканлириниму мәҗбурий тақитивәткән.

Мәктәп мәмурийити йәнә роза тутқан яки диний ибадәттә болғанлар байқалса, уларға бакалаврлиқ унвани вә диплом берилмәйдиғанлиқини, һәтта мәктәптин чекиндүрилидиғанлиқини уқтурған.

Даириләр илһам тохтиниң аилисигә болған назарәтни йәниму күчәйткән

Тутқундики илһам тохтиниң аяли гүзәлнур ханим радиомиз зияритини қобул қилип, мушу бирнәччә күндин буян өйи әтрапиға пуқрачә кийингән сақчилар қоюлғанлиқини, униң барлиқ һәрикәтлириниң қайтидин назарәткә елинғанлиқини билдүрди.

Мәлум болушичә, илһам тохтиниң аилисигә болған назарәт йеқинда йүз бәргән бир қатар вәқәләрдин кейин қайта күчәйтилгән.

5-Июл күни илһам тохтини қоллиғучилардин америка индиана университетиниң профессори елийот сперлиң бейҗиң айрудрумидин қайтуруветилгән. 6-Июл күни хитай даирилири йәнә илһам тохтиниң йеқин достлиридин тибәтлик аял язғучи войсер билән униң ери язғучи ваң лишйоңни бейҗиңдики өйигә нәрәрбәнт қилған.

Уйғурлар дуня лоңқисини талишиш путбол мусабиқисигә йеқиндин диққәт қилмақта

Бразилийидә өткүзүлүватқан бу нөвәтлик дуня лоңқиси путбол мусабиқиси йәнә бир қетим охшимиған әл вә хәлқләрниң миллий җасаритини намаян қилмақта.

Бу нөвәтлик мусабиқә йерим һәл қилғуч басқучқа киргән бир пәйттә уйғур көрүрмәнләр пүтүн дунядики топ мәстанилиригә охшашла әң ахирқи нәтиҗигә көз тикти.

Бу һәқтә радиомиз зияритини қобул қилған уйғур көрүрмәнләр бу нөвәтлик дуня лоңқиси путбол мусабиқисиниң алдинқи нөвәтлик мусабиқиләрдин мәлум җәһәтләрдә өзгичилик яратқанлиқини билдүрди.

Улар йәнә бу қетимлиқ дуня лоңқиси путбол мусабиқисиниң һәрқайси әл вә хәлқләрниң миллий роһи шундақла өзигә хас миллий характерини җәвлан қилдуридиған сәһнә болғанлиқини, униң уйғур хәлқигиму ишәнч вә үмид беғишлиғанлиқини тәкитлиди.

Хитай даирилири “террорлуқ” қа қарши күрәш қилиш үчүн чәтәллик мутәхәссисләрни тәклип қилидиғанлиқини елан қилған

Хитай һөкүмити аталмиш “террорлуқ қарши күрәш қилиш” иқтидарини ашуруш үчүн бу саһәдики чәтәллик мутәхәссисләрни тәклип қилидиғанлиқини елан қилған.

Мәлум болушичә, хитай даирилири өз сақчилириниң хитайда йүз бериш еһтимали болған “террорлуқ” вәқәлириниң алдини елиш җәһәттики иқтидарини ашуруш үчүн зор иқтисадий селинма аҗратқан. Бейҗиңдики җамаәт хәвпсизлик университетини база қилған һалда америка, исраилийә, пакистан, австралийә қатарлиқ дөләтләрдин чәтәллик мутәхәссисләрни тәклип қилишқа тәйярланған.

Хитай һөкүмити бу йил 22-майда үрүмчидә йүз бәргән “әтигәнлик базар һуҗуми” дин кейин уйғур елидә бир йилға созулған “террорлуққа қаттиқ зәрбә бериш” һәрикитини елан қилған иди.

Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң бу қилмишини чәтәллик мутәхәссисләрни тәклип қилиш арқилиқ өзиниң уйғур елидики “қаттиқ зәрбә бериш һәрикити” ни хәлқара террорлуққа қарши күрәшниң бир парчиси қилип көрситишкә урунуш дәп қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.