Һәптилик хәвәрләр (9-июлдин 15-июлғичә)
2016.07.15
Д у д ниң 5-нөвәтлик қурултийи ахирлашти, рабийә қадир ханим йәнә бир қетим рәисликкә сайланди
Фирансийә пайтәхти парижда ечилған дуня уйғур қурултийиниң 5-қурултийи 13-июл күни ахирлашти. Рабийә қадир ханим йәнә бир қетим дуня уйғур қурултийиниң рәиси болуп сайланди.
Бу қетимлиқ қурултайда д у қ иҗраийә комитети әмәлдин қалдуруп, катибатлиқ орни тәсис қилинған. Долқун әйса баш катиплиққа тәйинләнгән. Муавин рәисләрдин өмәр қанат әпәнди рабийә ханимға ярдәмлишип, қурултайниң күндилик хизмәтлиригә мәсул болуши бәлгиләнгән. Сайлам җәрянида бәзи яшларму д у д ниң рәһбәрлик оргиниға киргән.
Дуня уйғур қурултийиниң 1-вә 2-нөвәтлик қурултийи германийәниң мюнхен шәһиридә, 3-нөвәтлики америка пайтәхти вашингтонда, 4-нөвәтлики японийә пайтәхти токйода өткүзүлгән иди.
Йәрлик уйғурлар аталмиш “қолайлиқ карта” әмәлдин қалдурулған болсиму, әмма чәклимиләрниң йәнила мәвҗутлуқини билдүрмәктә
Уйғур аптоном районлуқ даириләр бу йил 4-айда уқтуруш чиқирип, аталмиш “аммиға қолайлиқ карта” ниң 5-айниң 1-күнидин етибарән әмәлдин қалидиғанлиқини елан қилған иди.
Һалбуки, радиомиз зияритини қобул қилған йәрлик уйғур аһалиләр аталмиш “қолайлиқ карта” әмәлдин қалған болсиму, әмма йәрлик сақчиханиларниң тәкшүрүшни йәниму күчәйткәнликини билдүрди.
Уларниң билдүрүшичә, әгәрдә сирттин уруқ-туғқан яки тонуш-билишлири йоқлап кәлсә чоқум мунасивәтлик һөкүмәт орунлириға тизимлитиш тәләп қилинидикән.
Мәлумки, хитай һөкүмити уйғур елидә әмәлдин қалдурушқа мәҗбур болған аталмиш “аммиға қолайлиқ карта” әмәлийәттә йәрлик аһалиләргә еғир “қулайсизлиқ” елип кәлгән болуп, бу һәқтики тохтавсиз инкаслар радиомиз вә бир қисим хәлқаралиқ таратқуларда хәвәр қилинған иди.
Хәлқара сотниң җәнубий деңиз һәққидики һөкүми хитайни қаттиқ биарам қилди
Баш штаби голландийәниң гаага (дәнхаг) шәһиридики хәлқара сот 12-июл күни ачқан сотта хитайниң җәнубий деңизда тарихий характерлик игилик һоқуқиниң барлиқини испатлайдиған қануний асас йоқ, дәп һөкүм чиқарған иди.
Хитай даирилири буниңға нисбәтән дәрһал инкас қайтурған. Хитай компартийәсиниң орган гезити болған “хәлқ гезити” 13-июл күни баш мақалә елан қилип, “җуңгониң дөләт мәнпәәтини қоғдаш үчүн барлиқ васитиләрни қоллинишқа һазир икәнлики” ни тәкитлигән.
Хитайниң америкида турушлуқ баш әлчиси сүн тйәнкәй, хитайниң муавин дөләт мудапиә министири лю җимин қатарлиқларму арқа-арқидин қаттиқ наразилиқ билдүргән.
Мәлумки, хитайниң җәнубий деңизға болған игилик һоқуқ тәлипи узундин буян мәзкур деңиз билән чегрилинидиған филиппин, вийетнам, малайсия вә бируней қатарлиқ дөләтләрниң наразилиқини қозғап кәлмәктә.
Язғучи вә даңлиқ тәрҗиман өмәрҗан һәсән бозқирниң тутуп кетилиши муһаҗирәттики уйғур зиялийлирида күчлүк инкас қозғиди
Өмәрҗан һәсән бозқир уйғур диярида чоңқур тәсиргә игә язғучиларниң бири.
Униң “миң өйләр, биз силәргә йүз келәлмәймиз!” қатарлиқ бирқанчә китаби, “уйғурлардин немишқа биринчи қол партком секретарлири чиқмайду” намлиқ 300 парчидин артуқ тәрҗимә мақалиси, “алимҗан, сақилиңизға рәһмәт” намлиқ 30 парчидин артуқ публистик мақалиси шундақла 200 қисимдин артуқ телевизийә тәрҗимә филимлири уйғур җамаити билән йүз көрүшкән һәмдә зор тәсир пәйда қилған.
Һалбуки, өмәрҗан һәсән бозқирниң йеқинда туюқсиз тутқун қилиниши пүткүл уйғур җамаитини йәнә бир қетим әндишигә салди.
Муһаҗирәттики уйғур зиялийлиридин абдувәли аюп бу һәқтә инкас қайтуруп, “даириләрниң өмәрҗан һәсән бозқир қатарлиқ мөтидил еқимдики тор язарлирини тутқун қилиши уйғурларниң хитайдики мәвҗут системиға болған ишәнчини йәниму бәрбат қилиду,” деди.
Юрт-маканлиридин көчүрүлгән йәрлик деһқан-чарвичилар өзлириниң нөвәттики әһвалидин шикайәт қилмақта
2015-Йилиниң ахирида уйғур аптоном районлуқ даириләр мәхсус баянат елан қилип, өткән 5 йил ичидә һөкүмәтниң йүз милярд йүән мәбләғ селип, 6 милйон деһқан-чарвичини йеңи өйләргә олтурақлаштурғанлиқини елан қилған иди.
Һалбуки, қумул вилайитиниң тағлиқ районлири билән аратүрүк наһийәсиниң чарвичилиқ мәйданлиридин радийомиз зияритини қобул қилған йәрлик деһқан-чарвичилар өзлириниң нөвәттики қийин әһвалидин шикайәт қилди.
Уларниң билдүрүшичә, аратүрүк наһийәси йеқинқи 5 йил ичидә “деһқанларни йәрдин, чарвичиларни яйлақтин азад қилиш пилани” ни йолға қоймақтикән. юрт-маканлиридин айрилған йәрлик деһқан-чарвичилар шәһәрләрдики әрзан иҗарилик бина өйләргә көчүрүлүп, әң төвән турмуш капаләт пулиға тайинип яшимақтикән.
Уйғур елиниң җәнубидики “ешинча әмгәк күчлири” ни йөткәп ишлитиш пилани давамлашмақтикән
Уйғур аптоном районлуқ даириләр бу йилниң алдинқи йеримида йезилардики әмгәк күчлиридин 1 милйон 500 миң адәм қетим йөткәп ишқа орунлаштуруш пиланини ишқа ашурғанлиқини билдүргән иди.
Тәңритағ ториниң хәвиригә қариғанда, “ешинча әмгәк күчлири” ни аптоном район тәвәсидә район һалқитип ишқа орунлаштуруш, йәни шимал билән җәнуб арисида йөткәп орунлаштуруш усуллири қоллинилмақтикән.
Хәвәрдә дейилишичә, “йеза ешинча әмгәк күчлири” ни уйғур аптоном районидин хитай өлкә-шәһәрлиригә йөткәшкә алаһидә әһмийәт берилгән болуп, бу йилниң өзидә хитай өлкилиригә әвәтилгән әмгәк күчлириниң җәмий 18 миң 300 адәм қетимға йәткәнлики мәлум.