Һәптилик хәвәрләр (16-июлдин 22-июлғичә)

Мухбиримиз қутлан
2016.07.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
erkin-asiya-radiosi-yengi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Рабийә қадир ханим: “түркийә һөкүмитиниң мәсилиләрни тинчлиқ йоли билән һәл қилалайдиғанлиқиға ишинимән!”

Өткән җүмә кечидә түркийәдә йүз бәргән һәрбий сиясий өзгириш мәғлуп қилинғандин кейин, түркийәниң һәрбий, мәмурий системиси билән дөләт аппаратлирида кәң көләмдә тазилаш башланған.

Пүтүн дуня түркийәниң нөвәттики сиясий вәзийитидин әндишилиниватқан бир пәйттә, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим радийомиз зияритимизни қобул қилип, түркийә вәзийити һәққидә өз қарашлирини билдүрди.

Рабийә ханим түркийә һөкүмити билән түркийә президенти рәҗәп таййп әрдуғанни тинчлиқ үчүн соғуққан болушқа, түрк хәлқниң арзуси вә түркийәниң қиммәт қаришиға һөрмәт қилишқа, хәлқара қанун вә кишилик һоқуқ мизанлириға мас һалда тәдбир көрүшкә чақирди.

Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләр җаң чүншйәнниң хотәндә сөзлигән сөзлиригә җиддий инкас қайтурди

Уйғур аптоном районлуқ даириләр “муқимлиқ хизмитини һимайә қилиш” бойичә 14-июлдин 17-июлға қәдәр хотәндә нәқ мәйдан йиғини ачқан.

Мәзкур йиғинда уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари җаң чүншйән “террорчиларға тәшәббускарлиқ билән һуҗум қозғап, мустәһкәм мудапиә системиси қуруш” һәққидә көрсәтмә бәргән.

Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләр бу һәқтә җиддий инкас қайтурди. Улар бирдәк, җаң чүншйәнниң мәзкур көрсәтмиси униң 2014-йили 13-сентәбирдә хотән вилайитидики мәсул кадирларға қилған сөзидики “өз гөшини өз йеғида қоруш” чақириқиниң давами вә йәниму илгирилигән вариянти, дәп қаримақта.

Әнглийәниң “шәрқий түркистан ислам һәрикити” тәшкилатини террор тизимликигә киргүзүши уйғур тәшкилатлирида әндишә қозғиди

Йеқинда әнглийә һөкүмитиниң “шәрқий түркистан ислам һәрикити” тәшкилатини террор тизимликигә киргүзүши чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң әндишисини қозғимақта.

Америка һөкүмити 2002‏-йили сентәбирдә “шәрқий түркистан ислам һәрикити” тәшкилатини террор тизимликигә киргүзгән, әмма 2004‏-йили тизимликтин өчүргән иди. Хитай һөкүмити йеқинқи йилларда мәзкур тәшкилатни йәнә америкиниң террор тизимликигә киргүзүш үчүн көп тиришқан болсиму, әмма мувәппәқ болалмиған иди.

Һалбуки, әнглийә ташқи ишлар министирлиқи йеқинда “шәрқий түркистан ислам һәрикити” ни “террорчи вә бөлгүнчи” тәшкилатлар тизимликигә алған. Әнглийәниң бу қарари д у қ ниң әндишисини қозғиди һәмдә хитайниң буни уйғурларни давамлиқ бастуруштики козир қиливелишидин әндишә қилидиғанлиқини билдүрди.

Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати уйғур елидики екологийилик муһит кризиси һәққидә доклат елан қилди

20-Июл күни америкидики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” тәшкилати уйғур елидики екологийәлик муһит кризиси һәққидә мәхсус доклат елан қилди.

“земин болмай туруп, һаятлиқ болмайду - хитай һөкүмитиниң уйғур елидики екологийилик муһитни қоғдаш һәрикитини бастуруши” дәп мавзу қоюлған мәзкур доклат хәлқарадики һәр саһәниң диққитини чәкти.

Мәзкур доклатта пакитлар көрситилип, даириләрниң юқири бесимлиқ сиясәтлириниң әмәлийәттә уйғур елидики екологийилик муһитниң булғинишини еғирлаштуруватқан әң асаслиқ амил икәнлики йәкүнләп чиқилған.

Үрүмчидә “ислам динида оттураһал йол тутуш идийәси” темисида хәлқаралиқ йиғин чақирилған

“тәңритағ тори” ниң хәвиригә қариғанда, 20-июл күни үрүмчидә “ислам динида оттураһал йол тутуш идийиси” темисидики хәлқаралиқ муһакимә йиғини ечилған.

Йиғинға хитай, русийә, қазақистан, таҗикистан, қирғизистан, өзбекистан қатарлиқ алтә дөләттин кәлгән диний затлар, тәтқиқатчи вә һөкүмәт хадимлири қатнашқан. Мәзкур йиғинда “оттураһал йол идийәсини тәшәббус қилип әсәбийликкә қарши туруш” һәққидә хитабнамә елан қилинған.

Чәтәлләрдики көзәткүчиләр мәзкур йиғин һәққидә инкас қайтурди. Улар, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики һәрқандақ бир наразилиқ һәрикитини “диний радикаллиқ” вә “террорлуқ” қа бағлап қаттиқ бастуруп кәлгәнликини, бу йиғин арқилиқ оттура асиядики қошна дөләтләрниң һәмкарлиқини қолға кәлтүрүшни мәқсәт қилғанлиқини илгири сүрмәктә.

Даириләрниң уйғур елидин бу йил һәҗгә барғучиларни сиясий өгинишкә тәшкиллиши диққәт қозғимақта

Игилинишичә, хотән вилайәтлик диний ишлар идариси мәхсус уқтуруш чиқирип, 2016-йили хотәндин һәҗгә барғучиларни бир һәптилик сиясий өгинишкә тәшкиллигән.

Бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилған бир нәпәр һөкүмәт хадими вә йәрлик аһалиләр бу йиллиқ курсниң ечилиш вақти вә курсниң мәқсити һәққидә соаллиримизға җаваб бәрди.

Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләр бу һәқтә инкас қайтуруп, даириләрниң йиллардин буян уйғурларниң һәҗ қилишиға қарита түрлүк чәклимиләрни чиқирип, һәҗгә баридиғанларниң санини чәкләватқанлиқини вә уларни һөкүмәтниң һәр хил шәртлиригә бойсунушқа қиставатқанлиқини әйиблиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.