Һәптилик хәвәрләр (23-июлдин 29-июлғичә)
2016.07.29
Рабийә қадир ханим “йәкән вәқәси” ниң икки йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилди
Бу йил 28-июл 2014-йилидики “йәкән вәқәси” гә топ-тоғра икки йил болған хатирә күн. Әйни чағда роза һейтниң биринчи күнигә тоғра кәлгән бу қанлиқ вәқәдә йәкән наһийисиниң елишқу, хаңди қатарлиқ йезилирида йүзлигән уйғурлар хитай қораллиқ сақчи вә әскәрлири тәрипидин бастурулған иди.
Мәзкур вәқәгә 2 йил болған бүгүнки күндә йәкәндики йәрлик аһалиләр радийомиз зияритини қобул қилип, йәкәнниң нөвәттики вәзийити һәққидә инкас қайтурди.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим бу мунасивәт билән 26-июл күни “шәрқий түркистан хәлқи йәкән шеһитлиримизни әбәдийлик сөйгү ичидә яд етиду” намлиқ баянат елан қилди. Рабийә ханим йәнә бу һәқтә радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилип, йәкән вәқәсидә һаятидин айрилғанларни хатириләйдиғанлиқини билдүрди.
Д у қ ниң сабиқ рәиси әркин алиптекин 80 яшқа киргәнлики мунасивити билән уйғур җамаитигә йүрәк сөзлирини йәткүзди
Дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси әркин алиптекин д у қ ниң фирансийәдә чақирилған 5-нөвәтлик қурултийидин кейин радийомиз арқилиқ өзиниң йүрәк сөзлирини уйғур җамаитигә йәткүзди.
Бу йил 80 яшқа киргән әркин алиптекин өзиниң уйғур сиясий дәваси йолида елип барған аз кәм йерим әсирлик күрәшлири шуниңдәк бу җәрянда қолға кәлтүргән тәҗрибә-савақлири һәққидә тохталди. Шуниң билән бир вақитта у йәнә уйғур дәвасиниң бүгүни вә кәлгүси йүзлиниши һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.
Әркин алиптекин өз сөзидә йәнә дуня уйғур қурултийиниң низамнамисини йәниму мукәммәлләштүрүш, уйғур сиясий паалийәтчилириниң билим вә сапасини давамлиқ өстүрүш, тарихий тәҗрибә вә савақларни қобул қилиш қатарлиқ мәсилиләрни алаһидә тәкитлиди.
Уйғур елидики аталмиш “ешинча әмгәк күчлири” чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң гуманини қозғимақта
Йеқинда хитай һөкүмәт таратқулири хәвәр берип, уйғур аптоном районидики аталмиш “ешинча әмгәк күчлири” ни әң зор имканийәт ичидә ишқа орунлаштуруватқанлиқини билдүргән. Һалбуки, чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләр, йәрлик уйғурларниң буниңдин зади қанчилик бәһримән болуватқанлиқиға қарита өз гуманлирини оттуриға қоймақта.
Игилинишичә, уйғур аптоном районидин “ешинча әмгәк күчи” намида хитай өлкилиригә йөткәватқан йәрлик милләт яшлири йилдин-йилға көпәйгән болуп, ялғуз йопурға наһийәсидин бу йил шәндуң өлкисигә елип берилған уйғур яшлири 2000 дин ашидикән.
Әҗәблинәрлики шуки, уйғур елидики йәрлик милләттин болған яшлар “ешинча әмгәк күчи” намида хитай өлкилиригә йөткәп кетиливатқан бир пәйттә, хитай өлкилиридики алий мәктәп пүттүргән хитай яшлири уйғур елигә җәлп қилинмақтикән.
Уйғур алий мәктәп оқуғучилириниң бу йил язлиқ тәтилдә “лексийә сөзләш тәшвиқат паалийити” гә уюштурулғанлиқи мәлум болмақта
Хитай һөкүмәт таратқулириниң илгири сүрүшичә, уйғур елидики алий мәктәп оқуғучилири бу йиллиқ язлиқ тәтил мәзгилидә төвәнгә чүшкән кадирларниң хизмитигә маслишип “лексийә сөзләш тәшвиқат паалийити” гә уюштурулмақтикән.
Игилинишичә, язлиқ тәтилни өткүзүш үчүн аилисигә қайтқан студентлар уйғур елиниң җәнуб вә шималидики һәрқайси наһийәләргә чақиртилип, 18-июлдин 18-авғустқа қәдәр бир ай сиясий тәшвиқат паалийитигә қатнаштурулидикән.
Уйғур елидин радийомиз зияритини қобул қилған бир қисим кишиләр оқуғучиларниң тәтиллик тәшвиқат паалийәтлиридин учур бәрди. Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди бу һәқтә инкас қайтуруп, буни “меңә ююш” һәрикити дәп әйиблиди.
Ғәрб әллиридә өсүп йетилгән йеңи әвлад уйғур яшлири әвлад пәрқи вә қиммәт қараштики өзгиришләр һәққидә пикир баян қилди
Радиомизда бу йил январдин башлап аңлитиливатқан “ғәрб дунясидики уйғурлар” намлиқ көп қисимлиқ һөҗҗәтлик радио программиси давамлашмақта.
Мәзкур программиниң 7-айлиқ сани ғәрб әллиридә өсүп йетилгән йеңи әвлад уйғур яшлириниң мәниви дунясиға беғишланди. Бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилған муһаҗирәттики иккинчи әвлад уйғур яшлири өзлириниң кимлик туйғуси, пикир вә тәпәккур өзгичиликлири һәмдә алдинқи әвлад уйғур муһаҗирлиридин пәрқлинидиған бир қисим қиммәт қарашлири һәққидә тохталди.
Мюнхен техник университетиниң магистир аспиранти иптихар елияр билән түркийә әрҗийәс университетиниң оқуғучиси фәрух қәһриман мәзкур радийо программисида пикир баян қилди.
Америкиниң “ислам дөлити” тәшкилатиға қатнашқан уйғурлар һәққидики доклати хәлқара таратқуларниң диққитини қозғиди
Йеқинда америкидики “йеңи америка тәтқиқат мәркизи” сүрийәдә ислам дөлити тәшкилатиға қатнашқанларниң дөләт тәркибигә мунасивәтлик бир алаһидә доклат елан қилған.
Мәзкур доклатта, аз дегәндә 100 нәпәр хитай пуқрасиниң сүрийәдики “ислам дөлити” тәшкилатиға қатнашқанлиқини, уларниң һәммисиниң уйғур икәнлики илгири сүрүлгән.
Бу доклат елан қилинғандин кейин хәлқара таратқуларниң күчлүк диққитини қозғиған. Бу һәқтики көплигән хәвәрләрдә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан юқири бесимлиқ сияситиниң бир қисим уйғурларни бу йолға меңишқа мәҗбур қилғанлиқи алаһидә әскәртилгән.