Һәптилик хәвәрләр (27-июлдин 3-авғустқичә)
2018.08.03
Америкидики 6 нәпәр сенатор помпейоға хәт йезип уйғур журналистларни қоғдашни тәләп қилди
26-Июл күни америкидики тәсири зор 6 нәпәр сенатор америка ташқий ишлар министери майк помпейоға имзалиқ мәктуб йоллап, “әркин асия радийоси” да хизмәт қиливатқан уйғур журналистларни қоғдашни тәләп қилди.
Мәктубта “әркин асия радийоси” ниң америкидики чәтәлләргә қарита хәвәр беридиған 5 муһим таратқуниң бири икәнликини, америка һөкүмитиниң башқа бир дөләтниң учиға чиққан вастиләрни қоллинип америкидики уйғур журналистларға тәһдит селишиға вә уларниң биваситә уруқ-туғқанлирини тутқун қилишиға қарап турса болмайдиғанлиқи алаһидә тәкитләнди.
Мәктубта йәнә помпейониң йоқири дәриҗилик бир дипломат болуш сүпити билән хитайға бу мәсилиниң америка һөкүмити җиддий көңүл бөливатқан вә алдинқи орунға қойиватқан бир мәсилә икәнликини ениқ билдүрүп қойиши тәләп қилинған.
Америкиниң б д т дики баш әлчиси хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясәтлирини әйиблиди
Америка ташқий ишлар министирлиқи уюштурған тунҗи нөвәтлик “диний әркинликни илгири сүрүш йиғини” 26-июл кәчқурун америка пайтәхти вашингтондики “йәһуди қәтлиами музейи” да хуласиләнди.
Хуласә йиғинида муһим сөз қилған америкиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики баш әлчиси никки һәйли ханим хитайниң уйғурларни нишан қиливатқан бастуруш сиясәтлирини қаттиқ әйиплиди. У “инсанларниң диний әркинлик һоқуқини рәт қилиш әң типик истибдатлиқтур” деди һәмдә хитайниң уйғур дияридики лагерларни дәрһал тақишини тәләп қилди.
Никки һәйли ханим диний әркинлик йиғинида америкиниң муавин президенти майк пәнс, америка ташқий ишлар министери майк помпәйодин кейин хитайниң уйғурларға қаритиватқан бастуруш сиясәтлирини әйиплигән америкиниң йәнә бир нәпәр йоқири дәриҗилик әмәлдаридур.
Кучаниң ханиқатам йезисида 5 миңдәк кишиниң йиғивелиш лагерида икәнлики ашкариланди
Мухбиримизниң лагерлар һәққидә куча наһийәсидин әһвал игилиши давамида кучаниң ханиқатам йезисида 5 миңдәк кишиниң йиғивелиш лагерида солақлиқ икәнлики, улардин һазирғичә бирсиниңму қоюп берилмигәнлики ашкариланди.
Ханиқатам йезилиқ сақчиханисиниң бир хадими ханиқатам йезисида лагерға адәм апиришниң бир айдин буян тохтиғанлиқини, әмма лагерға елип кетилгән 5 миңчә кишидин техи бирсиниңму қойиветилмигәнликини билдүрди.
Куча наһийәси тарим ойманлиқиниң шималий қисмидики истератегийәлик орни муһим, аһалиси зич, уйғур мәдәнийити чоңқур йилтиз тартқан бир бостанлиқ болуп, хитай һөкүмитиниң уйғурларни нишан қилған тәқип сиясити әң қаттиқ йүргүзиливатқан наһийәләрниң бири икән.
Хитай һөкүмити бу йиллиқ һәҗ таваб қилғучиларға “из қоғлиғуч” орнитидикән
Хитай һөкүмәт таратқулириниң билдүришичә, хитай һөкүмити бу йил хитайдин һәҗ тавабити үчүн сәуди әрәбистаниға баридиған мусулманларға алаһидә лайиһиләнгән “из қоғлиғуч” әсваби есип қойидикән.
Иккилик код чапланған бу әсвабқа һәҗ қилғучиниң рәсими вә башқа тәпсилий учурлири киргүзүлидикән. Хәвәрдин мәлум болушичә, бу йиллиқ һәҗ тавабити үчүн хитайдин мәккигә баридиған 3300 һаҗиға мушу хилдики әсваб есип қоюлидикән.
Хитай ислам җәмийити “бу әсваб һаҗилиримизниң бихәтәрлики үчүн есилиду” дәп чүшәнчә бәргән болсиму, әмма адрян зенз қатарлиқ чәтәллик мутәхәссисләр буни хитай һөкүмитиниң һәтта һәҗ тавабитигә баридиған һаҗилардинму хатирҗәм болалмайватқанлиқиниң бир ипадиси, дәп қаримақта.
Тайланд түрмисдә тутуп туруливатқан уйғур мусапир билал аләмдин Өткән
4 Йилдин бери тайланд түрмисидә тутуп туруливатқан уйғур мусапирлиридин билалниң 1-авғуст күни кесәллик сәвәби билән аләмдин өткәнлики илгири сүрүлди. Бу хәвәр хәвәр иҗтимаий таратқулар арқилиқ тарқалғандин кейин чәтәлләрдики уйғур җамаитини чоңқур қайғуға чөмдүрди.
Мәлум болушичә, у 2014-йили хитайдин қечип чиқип тайландқа киргәндә “чеградин қанунисиз киргән” дегән җинайәт билән қолға елинған икән. Өткән йили билалниң қан ракиға гириптар болғанлиқи ениқланғанған болуп, әмдила 24 яшқа киргән бу уйғур яш түрмә шараитида йетәрлик давалинишқа еришәлмигән.
Дуня уйғур қурултийи бу мунасивәт билән җиддий баянат елан қилди вә б д т мусапирлар мәһкимисини шәрқий-җәнубий асия әллиридә йилларчә тутуп туруливатқан уйғур мусапирлирини 3-бир дөләткә орунлаштуруш үчүн күч чиқиришқа чақирди. Игилинишичә, һазирғичә тайландта тутуп туруливатқан уйғур мусапирлардин йәнә 61 нәпири бар икән.
Вашингтонда “уйғур зиялийлар әнҗүмәни” өткүзүлди
27-Июл күни америка пайтәхти вашингтондики җорҗи вашингтон университетида “уйғур зиялийлар әнҗүмәни” ечилди.
Дуняниң һәрқайсий җайлиридин кәлгән уйғур зиялийлириниң баш қошуши билән ечилған бу йиғинда уйғур елидики еғир вәзийәт нуқтилиқ муһакимә қилинди. Муһаҗирәттики уйғурларниң нөвәттики қилишқа тегишлик хизмәтлири вә мәҗбурийәтлири һәққидә пикир-тәклипләр оттуриға қоюлди.
Бу йиғинға уйғур зиялийлиридин доктор мәмтимин әла риясәтчилик қилди. Шәрәп меһмини сүпитидә йиғинға қатнашқан дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханим сөз қилип, зиялийларниң нөвәттики пәвқуладдә вәзийәттә өз ролини җарий қилдуруши лазимлиқини тәкитлиди.