Һәптилик хәвәрләр (30-июлдин 5-авғустқичә)

Мухбиримиз җүмә
2011.08.05

Қәшқәрдә хитай сақчи вә пуқралириға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

30-Вә 31-июл қәшқәрдә икки қетим хитай сақчи вә пуқралириға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди. Даириләр вәқәдә өлгәнләрниң 18 кишигә йәткәнликини елан қилди.

Бу һәқтә һазирғичә ашкариланған хәвәрләрдин мәлум болушичә, 30-июл қәшқәрдики “ана дияр” дохтурханиси алдида аптомобил партлаш вәқәси йүз бәргән.

Хитай ахбаратлири дәсләптә тарқатқан хәвәрләргә қариғанда, 31-июл икки уйғур яш қәшқәрдә көчмән хитайлар топлишип базар шәкилләндүргән йеңи базар райониға аптомобил билән һуҗум қилип, 8 хитай пуқрасини өлтүргән вә 28 нәпирини яридар қилған.

Бу икки қетимлиқ вәқәдә бир қисим уйғур һуҗумчиларниңму өлтүрүлгәнлики илгири сүрүлгән болсиму, җәмий қанчә адәмниң өлгән вә яриланғанлиқи һазирчә муқим әмәс.

Қәшқәрдин кәлгән хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитай даирилири вәқәдин кейин қәшқәрдики пүтүн йол еғизлирини қамал қилип, кимлик тәкшүрүшкә башлиған.

Рабийә қадир: һуҗумда һәр икки тәрәптин өлгәнләргә хитай һөкүмити җавабкар

Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим радиомиз зияритини қобул қилип, хитайниң һуҗумчилар үстидики әйибләшлирини рәт қилди.

30-Вә 31-июл қәшқәр шәһиридә йүз бәргән хитай сақчи вә пуқралириға һуҗум қилиш вәқәси һәққидә 1-авғуст қәшқәр вилайәтлик партком вә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт айрим-айрим һалда баянат елан қилип, һуҗумни “зораванлиқ вә террорлуқ һәрикити” дәп әйиблиди.

Бу мунасивәт билән уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим радиомиз зияритини қобул қилип, хитайниң һуҗумчилар үстидики әйибләшлирини рәт қилди.

Һуҗумчиларни “шу хил қаршилиқ йолиға мәҗбурланған кишиләр” дәп атиған рабийә ханим, һуҗумда һәр икки тәрәптин өлгәнләргә хитай һөкүмити җавабкар дәп көрсәтти.

Уйғурлар рамзанни диний вә сиясий бесимлар ичидә башлиди

Бу йиллиқ мубарәк рози ейи авғустниң 1-күни башланди. Игилишимизчә, уйғурлар бу роза ейини пәқәт иқтисадий бесимла әмәс, бәлки йәнә еғир сиясий вә роһий бесимлар ичидә башлиған.

Қәшқәр сериқ боя базиридики бир уйғур аял, вәзийәтниң илгирикидин чиңлиқини, буниңда қәшқәрдә 8-ай киргәндин буян йүз бәргән вәқәләрниңму тәсири барлиқини еһтиятчанлиқ билән тилға алди.

Қәшқәр тәвәсидики бир уйғур деһқан нөвәттики қейин вәзийәтни қисқила чүшәндүрүп: кирим өрлимиди; бирақ мал баһаси өрләп тохтимиди, деди.

Хитай даирилири қәшқәр “йеңи базар вәқәси” гә четилип тутуш буйруқи чиқирилған икки уйғур яшни етивәткәнликини билдүрди

Хитай даирилири қәшқәр “йеңи базар вәқәси” гә четишлиқи барлиқини илгири сүрүп, тутуш буйруқи чиқарған икки яшни қәшқәр шәһәр әтрапидики бир шаллиқта етип ташлиған.

Хитай сақчи даирилири муһәммәтили тиливалди вә турсун һәсәнниң 30-вә 31-июл күнлири йүз бәргән қәшқәр “йеңи базар вәқәси” билән четишлиқи барлиқини илгири сүрүп, бу уйғурларни тутуп бәргәнләргә 100 миң йүәндин мукапат беридиғанлиқини елан қилған иди.

Хитайниң уйғур аптоном районидики һөкүмәт баянатчиси ху хәнмин дүшәнбә күни қәшқәрдә мухбирларға, муһәммәтили тиливалди вә турсун һәсәнниң хитай аманлиқ күчлири тәрипидин қәшқәр шәһәр сиртидики бир шаллиқтики тоқунушта етип өлтүрүлгәнликини билдүргән.

Әркинлик лоңқиси” ни голландийә уйғур яшлар партийиси командиси утти

27-Июлдин башлап голландийидә өткүзүлгән дуня уйғур яшлириниң “әркинлик лоңқиси”ни талишиш путбол мусабиқисидә голландийә уйғур яшлар партийиси командиси, шветсийә“уйғуристан” командисини йеңип, чемпийон болди.

3-Ликини талишиш үчүн мусабиқиләшкән германийә “фчуйғур” командиси билән франсийә “тарим” командиси ичидә германийә командиси йеңип 3-болди.

Нәтиҗидә голландийә 1-ликини, шветсийә 2-ликни, германийә 3-ликни алди. Мусабиқә интайин һаяҗан вә иптихарлиқ иликидә аяғлашти. Мусабиқидә утуп чиққучиларға дуня уйғур қурултийи тәйярлиған һәрхил дәриҗидики лоңқилар тарқитип берилди.

Уйғурлар дүшәнбә күни хитайниң венадики баш әлчиханиси алдида намайиш қилди

Уйғурлар дүшәнбә күни хитайниң австрийә пайтәхти венадики баш әлчиханиси алдида намайиш қилип, хитай даирилириниң йеқиндин буян хотән, қәшқәр қатарлиқ җайларда йүргүзгән зораванлиқ һәрикитигә наразилиқ билдүрди.

20 Нәччә кишилик намайишчи “уйғурларға демократийә, кишилик һоқуқ”, “шәрқий түркистан хәлқини қирғин қилиш тохтитилсун” дегәндәк лозункиларни көтүрүп, хитайға қарши шоарларни товлиди.

Бу уйғурларниң австрийә пайтәхти венада хитайға қарши елип барған тунҗи намайиштур.

Қәшқәрдики бир хитай аял: өйимизгә мөкүнүп олтуруп, талағиму чиқалмайватимиз

30-Вә 31-июл қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләр қәшқәрдики хитай пуқралири арисида вәһимә пәйда қилған.

Өзиниң қәшқәрдә туғулғанлиқини билдүргән бир хитай зияритимизни қобул қилип, қәшқәрдики хитай пуқралириниң вәһимә ичидә өйидин талаға чиқалмас болуп қалғанлиқини билдүрди.

Бу хитай пуқраси өз әндишисини ипадиләп мундақ деди: өзимизниң һаятиғиму капаләт йоқлуқини билдуқ. Өйимизгә мөкүнүп олтуруп, талағиму чиқалмайватимиз. Бу хил әндишиләрни қәшқәрдики башқа хитай пуқралириму йәнә башқа хәлқара ахбаратларғиму билдүргән иди.

“4-авғуст сәмән йоли вәқәси” ниң үч йиллиқи хатириләнди

2008-Йили 4-авғуст йүз бәргән “сәмән йоли вәқәси” ниң үч йиллиқ хатирә күни йетип кәлди. Бир қисим уйғурлар һәр йили мәзкур вәқәдики икки уйғур пидаийни әсләп, бу күнни һәрхил шәкилләрдә хатирилимәктә.

2008-Йили 8-айниң 8-күни өткүзүлидиған бейҗиң олимпик мусабиқиси мунасивити билән дуняниң көзи хитайға тикилгән бир чағда, йәни 8-айниң 4-күни қәшқәр сәмән йолида абдурахман азад вә қурбанҗан һимит исимлик икки пидаий қәшқәр чегра мудапиә қораллиқ сақчи әтритигә һуҗум қилип, 17 сақчини өлтүрүп, 16 сақчини яриландуруп, дуня мәтбуатлирини ләрзигә кәлтүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.