Һәптилик хәвәрләр (12-авғусттин 18-авғустқичә)

Мухбиримиз қутлан
2017.08.18
erkin-asiya-radiosi-yengi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Америка дөләт ишлири министирлиқиниң “2016-йиллиқ диний әркинлик доклати” да уйғурларға алаһидә орун берилди

Америка дөләт ишлири министирлиқи 15-авғуст күни “2016-йиллиқ хәлқара диний әркинлик доклати” ни елан қилди.

Мәзкур доклатта өткән бир йил ичидә дунядики диний етиқадқа даир мәсилиләр тилға елинип, хитай һөкүмитиниң “изчил һалда хитайдики пуқраларниң, болупму уйғурларниң диний етиқадиға зиянкәшлик қилип кәлгәнлики” илгири сүрүлди.

Америка дөләт ишлири министири рекс тиллерсон шу күни сөзлигән сөзидә хитайниң уйғурларға қаратқан диний зиянкәшликиниң өткән бир йилда техиму ашқанлиқини тилға алди.

Ақту наһийисидә 68 сақчи понкити қурулуп, мукәммәл сақчи тори бәрпа қилинған

Ақту наһийиси өткән бир йилда хитайдин ибарәт “мукәммәл сақчи дөлити” ниң ғәрбий чеграсидики әң типик өрникигә айланғанлиқи мәлум.

Ақту наһийисидики йәрлик сақчиханиларниң билдүрүшичә, өткән бир йилда ақту наһийә базирида 60 орунда сақчи қаравулханиси, 8 орунда йол еғизлирини тәкшүрүш понкити қурулған икән.

Ақту наһийиси бу йилниң ичидә хитай өлкилиридин миңға йеқин хитай сақчи қобул қилған болуп, һазир наһийә базирида 2000 дин артуқ сақчи кечә-күндүз нөвәтчилик қилмақтикән.

Дуня уйғур қурултийи мюнхенда муһим йиғин чақирған

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим йеқинда германийәгә йетип берип, қурултайниң бир қисим рәһбәрлири билән учрашқан.

13-Авғуст күни рабийә ханим д у қ ниң мюнхендики ишханисида қурултайниң асаслиқ һәйәтлири билән баш қошуп, бу йил 11-айда германийәдә чақирилидиған 6-нөвәтлик пәвқуладдә қурултайниң тәйярлиқ хизмәтлирини музакирә қилған.

Рабийә ханим шу күни мюнхенда қурултайниң асаслиқ рәһбәрлири билән бирликтә бирләшмә баянат елан қилип, дуня уйғур қурултийи ичидики кризисқа хатимә берилгәнликини җакарлиған.

Хотәндики тәкшүрүш понкитлирида уйғурлар билән хитайларға айрим өтүш ишики ясалған

Хитай һөкүмити өткән йилниң ахирлиридин башлап хотән вилайитидә кәң көләмлик бихәтәрлик тәкшүрүш тори бәрпа қилған вә вилайәт тәвәсидики барлиқ аһалиләр нуқтилирида кириш-чиқишни тәкшүрүш түзүмини йолға қойған.

Әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң радийомизға инкас қилишичә, хотәндики барлиқ йол еғизлирида уйғурлар билән хитайлар айрим-айрим өтидиған икки ишик тәсис қилинған болуп, хитайлар бу йәрдин тәкшүрүшсиз өтидикән.

Хотәндики йәрлик сақчиханилар бу әһвалниң растлиқини дәлилләп, униң муқимлиққа мунасивәтлик тәдбир икәнликини илгири сүрди.

Үч ай илгири ғайиб болған сабиқ мәһбусларниң ғулҗа наһийисидики “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” гә қамалғанлиқи мәлум болди

Буниңдин үч ай илгири аңлиғучилиримиздин бири ғулҗа наһийисиниң турпанйүзи йеза арамәһәллә кәнтидики 10 нәччә сабиқ мәһбусниң уштумтут ғайиб болғанлиқини хәвәр қилған иди.

Әйни вақитта турпанйүзидики йәрлик сақчиханилар билән кәнт кадирлири бу әһвални рәт қилип, уни ахбараттин йошурған иди.

Бу қетим радийомизниң ғулҗа наһийилик “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” дин әһвал игилиши давамида ғайиб болған мәһбусларниң бу йәргә қамалғанлиқи ашкариланди.

Уйғур миллий маарипиниң бөшүклиридин бири болған йәкән дарилмуәллимин рәсмий тақиветилгән

Йәкән дарилмуәллимин мәктипи 1944-йили қурулған болуп, өзиниң 70 йилдин артуқ мусаписидә 30 миңдин артуқ оқутқучи тәрбийиләп, тәңритеғиниң җәнубидики уйғур маарипиға өчмәс төһпиләрни қошқан.

Игилишимизчә, кейинки мәзгилләрдә йәкән наһийилик педагогика оттура техникоми дәп аталған бу мәктәп, бу йил хитай даирилири тәрипидин рәсмий тақиветилгән.

Йәкән наһийисидин радийомиз зияритини қобул қилған һөкүмәт органлири йәкән дарилмуәллиминниң тақиветилип, наһийилик 3-оттура мәктәпкә өзгәртилгәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.