Һәптилик хәвәрләр (24-авғусттин 30-авғустқичә)

Мухбиримиз ирадә
2019.08.30
hepte-tormaqalel.jpg Һәптилик хәвәрләр (24-авғусттин 30-авғустқичә)
Photo: RFA

Америка дөләт мәҗлиси әзалири дуня банкисидин уйғур елигә берилгән қәрзни сүрүштә қилди

Америка дөләт мәҗлиси әзалиридин марко рубийо билән кристофер симис дуня банкисиниң президенти давид малпасқа мәктуп йоллап, мәзкур банкиниң уйғур елидики “техникилиқ тәрбийәләш қурулуши” ға 50 милйон доллар қәрз бериш мәсилисини сүрүштүрди.

Улар мәктупида, хитай һөкүмити уйғур елидә “кәспий җәһәттин тәрбийәләш” нами астида йиғивелиш лагерлирини йолға қоюватқан бир пәйттә, бу мәсилиниң қаттиқ диққәт қозғайдиғанлиқини тәкитлиди.

Юқиридики икки дөләт мәҗлис әзалири дуня банкисиниң президентидин уйғур ели даирилиригә берилгән бу қәрз пулиниң йиғивелиш лагерлири билән мунасивити бар-йоқлуқи, бу қәрзниң қәйәрдә, қандақ орунда ишлитилгәнлики һәққидә тәкшүрүш елип барған-бармиғанлиқини сүрүштә қилған вә өзлиригә бу һәқтә рәсмий язма җаваб қайтурушни тәләп қилған.

Дуня банкисиниң мәзкур қәрз мәсилиси оттуриға чиққандин кейин, түрлүк инкаслар пәйда болди вә дуня банкиси өзлирини ақлиди.

Оқутқучи арсланниң лагерда өлгәнлики “тик-ток” бетидә ашкариланди вә даириләр тәрипидин дәлилләнди

Мушу айниң 14-күни хитайчә “доуйин” (тик-ток) тор бетидики бир видийолуқ учур вә инкаслардин ғулҗа шәһәр дөңмәһәлләлик яш оқутқучи арсланниң икки күн аввал вапат болғанлиқи вә лагерда җан үзгәнлик еһтималлиқи ашкариланған.

Мухбиримизниң ғулҗа шәһиридики алақидар орунларға қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида, арсланниң ғулҗа шәһәр 5‏-башланғуч мәктәп оқутқучиси икәнлики вә өлүмидин бурун лагерда икәнлики айдиңлашти.

“доуйин” торидики сүрәт вә көрүнүштин арсланниң 30 яшлар чамисида икәнлики вә бир пәрзәнтниң атиси икәнлики мәлум.

Қазақистанлиқ боксчи һезим избақи америкадики мусабиқидә чемпийон болди

Қазақистанлиқ уйғур бокс маһири һезим избақи 24‏-авғуст күни америкиниң оклахома штатида өткүзүлгән еғир дәриҗиликләр бокс мусабиқисидә рәқиби армонт самерсни йеңип чемпийон болған.

Бу, 24 яшлиқ һезим избақиниң өткән йили дуня кәспий бокс сәһнисигә қәдәм қойғандин бери 2‏-қетим рәқибини йеңиши болуп һесаблинидикән.

Һезим избақи 1995‏-йили қазақистанниң алмута шәһиридә туғулған болуп, у 10-11 яшлиридин башлап бокс мәшиқини башлиған. У нөвәттә қазақистандики истиқбали парлақ тәнһәрикәтчиләрниң бири, дәп қаралмақтикән.

Уйғур бокс маһири һезим бақи, америкада өз хәлқини тонутқанлиқидин хурсән болғанлиқини билдүргән. Мәлум болушичә, қазақистандики уйғурлар сан җәһәттин аз болсиму, әмма улар арисидин тәнһәрикәтниң һәр қайси түрлиридә бир қисим дуня, асия вә оттура асия чемпийонлири йетишип чиққан.

Хитайниң б д т ға әза дөләтләрни дуня уйғур қурултийи билән көрүшмәсликкә чақириши тәнқидкә учриди

Хитай һөкүмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий әлчилики б д т ға әза дөләтләр һәм шундақла хәлқаралиқ органларниң җәнвәдә турушлуқ әлчиликлиригә мәктуп йоллап, улардин дуня уйғур қурултийи билән алақә қилмаслиқни тәләп қилған.

Мәктупта дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйсаниң “зораванлиқ вәқәлиригә четилған җинайәтчи вә террорчи” лиқи илгири сүрүлгән.

Дуня уйғур қурултийи баянат елан қилип, долқун әйса әпәндигә қилинған юқиридики әйибләшләрни қаттиқ рәт қилди.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң канада шөбиси башлиқи фәридә диф ханим буниңға инкас қайтуруп, хитай һөкүмитиниң террорлуқни баһанә қилип уйғурларни бастуруватқанлиқини тәкитлиди шундақла кишилик һоқуқ кеңишигә әза дөләтләр вә уларниң җәнвәдики вәкиллирини хитайниң чәклимә вә тәһдитлиригә боюн әгмәсликкә чақирди.

Нурмәмәт һаҗим: “хитай оғуллиримниң пулини көзлигән болса алсун, әмма җениға қәст қилмисун!”

Түркийәдә яшаватқан, йеши сәксәнгә йеқинлашқан нурмәмәт һаҗиниң радийомизға билдүрүшичә, униң үрүмчидә тиҗарәт қилидиған икки оғли хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинғандин бери һечқандақ из-дерикини алалмиған.

Бу затниң үрүмчидә 20 нәччә йилдин буян йәккә тиҗарәт билән шуғуллинип келиватқан чоң оғли 52 яшлиқ абдуқеюм нурмәмәт һаҗи 2017йили-7 айда, иккинчи оғли 48 яшлиқ абдулмиҗит һаҗи 2017-йили 4-айда тутқун қилинған. Уларниң 67 милйон йүән банка һесабатиниң тоңлитилғанлиқи мәлум.

Нурмәмәт һаҗим түркийә һөкүмитигә оғуллирини қутулдуруш тоғрилиқ көп қетим илтимас сунған әмма һазирғичә бу һәқтә ярдәмгә еришәлмигән. Хитай һөкүмити уйғур елидә лагер түзүмини йолға қойғандин буян асаслиқ тутқун нишанлириниң бириниң уйғур пулдарлар болғанлиқи мәлум.

Үрүмчи шәһәрлик җ х идарисиниң сабиқ муавин башлиқи қадир мәмәтниң тутқунда икәнлики ашкариланди

Йеқинда үрүмчи вәзийитидин хәвәрдар кишиләрдин бири хитай һөкүмитигә нисбәтән садақәтмәнликтә, уйғур сиясий мәһбусларға қарита қаттиқ қоллуқта даң чиқарған үрүмчи шәһәрлик җ х идарисиниң сабиқ муавин башлиқи қадир мәмәтниң тутулғанлиқини мәлум қилди.

Мухбиримизниң үрүмчидики сақчи хадимлириға елип барған телефон зиярәтлири давамида қадир мәмәтниң тутқунда икәнлики айдиңлашти.

Телефон арқилиқ соралған соалға җаваб бәргән сақчи хадимлири қадир мәмәтниң тутқунда икәнликини дәлилләш билән биргә, униң делосиниң “дөләт мәхпийәтлики” гә ятидиғанлиқини билдүрди.

Һазирчә қадир мәмәтниң тутулғанлиқиға бир айдин ашқанлиқи мәлум, әмма униң тутқун қилинишиға немә сәвәб көрситилгәнлики намәлум.

Қадир мәмәтниң тутқун қилиниши уйғур аптоном райониниң сабиқ рәиси нур бәкриниң тутқун қилинишиға охшаш йәнә бир типик вәқә дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.