Һәптилик хәвәрләр (7-сентәбирдин 13-сентәбиргичә)
2019.09.13
“уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһәси” америка кеңәш палатасида мақуллуқтин өтти
Америка дөләт мәҗлисидә музакирә қилиниватқан “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһәси” 11-сентәбир күни америка кеңәш палатасида мақуллуқтин өтүп, мәзкур лайиһәниң рәсмий қанун болуп мақуллиниш йолидики әң муһим қәдәмләрниң бири елинди.
Мәзкур қанунни баш болуп тонуштурған кеңәш палата әзаси марко рубийо вә боб мәнәндәз бирләшмә баянатида баянатида мәзкур қанунниң уйғурларға қаритилған бастуруш һәрикитиниң алдини елишта муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.
Хәлқарадики көплигән тәшкилатлар бу қарарни қизғин қарши алидиғанлиқини билдүрди һәмдә буни “уйғурлар һәққидә дуняға һәмдә хитайға берилгән бир сигнал” деди.
Катта содигәр абдуҗелил һаҗим ақланғандин кейинму түрмидин чиқалмиған
Уйғурлар дияридики катта содигәрләрдин абдуҗелил һаҗим 2017-йили “террорлуққа маддий ярдәм бериш” билән әйиблинип түрмигә ташланғаниди. Йеқинда абдуҗелил һаҗимниң наразилиқ әрзи сунуп, юқири һәқ билән адвокат яллиши арқилиқ униңға артилған җинайи ишлар һөкүми бикар қилинған.
Әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң билдүрүшичә, абдуҗелил һаҗимниң сот һөкүми бикар қилинған болсиму, өзи йәнила түрмидин қоюп берилмигән. Җисманий қийнақтин маңалмас болуп қалған абдуҗелил һаҗим нөвәттә дохтурханида давамлиқ сорақ қилинмақтикән.
Анализчилар бу һәқтә пикир қилип: “бу хилдики делолар қануний мәсилә әмәс, бәлки сиясий мәсилә. Хитай һөкүмити уйғурларниң сәрхиллирини йоқ қилишни ахирқи нишан қиливатиду” деди.
Идрис қуддус вә һезим қуддус ака-укиларниң лагерда өлгәнлики дәлилләнди
Хитай һөкүмити “кәспий тәрбийәләш мәктипи” дәп атаватқан лагерлардики начар турмуш шараити вә җисманий қийнақтин һәр күни көплигән кишиниң өлүп кетиватқанлиқи мәлум болмақта.
Йеқинда қәшқәрниң йеңишәһәр наһийәсидики әрмудун йезисидин лагерға елип кетилгән ака-ука идрис қуддус вә һезим қуддусниң илгири-кейин болуп лагерда җан үзгәнлики мәлум болди.
Мәлум болушичә, лагерларда өлүп кетиватқанлар нурғун болсиму өлгәнләрниң өлүм учури өлгүчиниң уруқ-туғқанлиридин башқиларға, һәтта кадирлар вә сақчиларғиму уқтурулмайдикән. Шу сәвәбтин лагерлардики көплигән өлүм вәқәлири һәмдә уларниң қандақ өлүп кәткәнлики изчил сир һалитидә сақлинип қалмақтикән.
Яшанған уйғур кадирларниң көпләп қамаққа һөкүм қилиниватқанлиқи мәлум болмақта
Уйғурлар дияридики лагерларға қамалғанлар ичидә яш вә оттура яш кишиләрдин башқа аллиқачан пенсийәгә чиққан, шундақла еғир кесәлләргә гириптар болуп давалиниватқан сабиқ кадирларниңму көплүки әндишә қозғимақта.
Йеқинда или областлиқ хәлқ қурултийида 30 нәччә йил ишләп пенсийәгә чиққан турсун барат вә униң аяли заһидәм түркийә сәпиридин қайтип келипла лагерға елип кетилгән. Уларниң түркийәдики қизи шәмсийә уларниң 20 йилдин қамаққа һөкүм қилинғанлиқини аңлиған.
Ғулҗа шәһәрлик 6-башланғуч мәктәптин пенсийәгә чиққан шерипҗан муһәммәт 2017-йили аяли билән тәңла тутқун қилинған. Йеқинда униң қамаққа һөкүм қилинғанлиқи, аялиниң техичә лагерда икәнлики мәлум болди.
Суда тунҗуқуп қалған үч яшлиқ балиниң ата-аниси лагерда икәнлики ашкариланди
Өткән һәптә иҗтимаий таратқуларда бир нарәсидә балиниң җәсити судин сүзүвелинғанлиқи һәққидә учур тарқалғаниди. Мухбиримизниң әһвал ениқлиши җәрянида бу балиниң турпан шәһири қариғуҗа йеза астанә кәнтидин икәнлики айдиңлашти.
Мәлум болушичә, бу йил үч яшлардики бу гөдәкниң ата-аниси турдигайит вә атикәм лагерда болуп, балиси суда тунҗуқуп өлүп кәткәндин кейин уруқ-туғқанлири билән бир қетим көрүштүрүлгән.
Өткән йиллардин буян ата-аниси лагерға елип кетилгән уйғур гөдәклириниң мушу хилдики һадисиләргә учрап өлүп кетиши көп көрүлгән болуп, лагерлар пәйда қиливатқан иҗтимаий паҗиәләрниң бири, дәп қаралмақта.
Әрәб журналистниң уйғурлар зиярити зор ғулғула қозғиди
Йеқинда әрәб журналист ниһад җарири ханим өзиниң уйғурлар диярида көргәнлирини дуняға ашкарилап, “уйғурлар ғайәт зор үсти очуқ түрмидә яшимақта икән” дәп көрсәтти.
Ниһад ханим үрүмчи, қәшқәр, хотән қатарлиқ җайларда лагер тешидики уйғурларниң қайси дәриҗидики қабаһәтлик контроллуқ вә роһий бесим астида яшайдиғанлиқини өз кәчүрмишлиригә бирләштүргән һалда җанлиқ тәсвирләп бәрди.
Ислам дуняси уйғурлар дуч келиватқан иҗтимаий паҗиәләргә қарита сүкүт қилип келиватқанда әрәб журналистниң уйғурлар һәққидики бу баянлири уйғурлар мәсилисини ташқи дуняға аңлитишта зор қиммәткә игә, дәп қаралмақта.