Һәптилик хәвәрләр (10-сентәбирдин 16-сентәбиргичә)

Мухбиримиз қутлан
2016.09.16
erkin-asiya-radiosi-yengi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Пүтүн дунядики уйғурлар өзлири яшаватқан әлләрдә 2016-йиллиқ қурбанлиқ һейтни күтүвалди

12-Сентәбир, йәни өткән дүшәнбә күни һәрқайси әлләрдә яшаватқан уйғур җамаити 2016-йиллиқ қурбан һейтни күтүвалди.

Америка, канада, германийә, түркийә, шиветсийә, голландийә, норвегийә, австралийә, японийә қатарлиқ әлләрдики уйғур җамаити өзлири турушлуқ әлләрдә бир йәргә җәм болуп қурбан һейт намизини бирликтә оқуди. Намаздин кейин җамаәт уйғур хәлқиниң һөрийити, миллий мәвҗутлуқи вә уйғурлар вәтининиң истиқбали үчүн коллектип дуа қилди.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим қурбан һейт мунасивити билән радийомиз арқилиқ пүтүн дунядики уйғурларға һейтлиқ салам йоллиди.

Уйғур дияри даириләрниң юқири бесимлиқ “бихәтәрлик” тәқиблири ичидә бу йиллиқ қурбан һейтни күтүвалди

Уйғур аптоном районлуқ даириләр бу йиллиқ қурбан һейтниң хитайларниң тавуз чағини билән бир вақитқа тоғра кәлгини үчүн һөкүмәт мәмурлири билән мәктәпләрни 7 күнлүк дәм елишқа қоюп беридиғанлиқини елан қилған.

Хитай һөкүмәт таратқулирида икки байрам мәзгилидә уйғур аптоном районида қаттиқ “бихәтәрлик тәдбирлири” елинидиғанлиқи һәққидә хәвәр берилгән. Даириләр йәнә қурбан һейт намизиниң 40 минут ичидә оқулуп болуши һәққидә мәсчитләргә уқтуруш тарқатқан.

Уйғур дияридин радийомиз зияритимизни қобул қилған кишиләрниң билдүрүшичә, даириләр аммиви сорунларда бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткәндин башқа йәнә, мәмурларниң идарә ‏- җәмийәтләрдә нөвәтчилик қилидиғанлиқини уқтурған.

Бортала шәһәрлик сақчи идариси рабийхан аниниң паспорт мәсилисидә мәлумат бериштин өзини қачурди, һәтта тенивалди

Бортала шәһәрлик сақчи идарисиниң 82 яшлиқ рабийхан аниниң паспортини тартивалғанлиқи һәққидики хәвәр ашкара болғандин кейин күчлүк инкас пәйда қилди.

Чәтәлдики балисини көрүш үчүн “отқа кирсәмму мәйли” дегән нийәткә кәлгән рабийхан ана тартивелинған паспортини қайтурувелиш үчүн бирқанчә айдин буян сақчи идарисигә күндә беришни давамлаштурған.

Мухбиримиз бу һәқтә бортала шәһәрлик сақчи идарисигә көп қетим телефон қилип сүрүштүргән болсиму, әмма улар бу һәқтә еғиз ечиштин өзини қачурди, һәтта тенивалди.

Хитайниң нәняң сақчи идариси тутуш буйруқи чиқарған уйғурларниң кимлики ениқланди

Бу йил 31‏-авғуст, хитайниң хенән өлкиси нәняң шәһәрлик сақчи идариси 4 нәпәр уйғурға тутуш буйруқи чиқарған иди. Униңда ават бәшериқлиқ айҗамал рози, абдунур нурулла, айшәм әкрәм қатарлиқ 3 уйғур вә салаһийити намәлум йәнә бир кишиниң шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң әзаси икәнлики, уларниң йеқинда чеградин қанунсиз киргәнлики, хаңҗуда өткүзүлгән 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини мәзгилидә террорлуқ һуҗуми елип бериши мумкинлики агаһландурулған иди.

Радийомизниң бу һәқтики ениқлашлири давамида айҗамал рози билән абдунур нурулланиң әр-аял икәнлики, ават бешериқ йезилиқ пиланлиқ туғут кадирлириниң һамилидар айҗамал розиниң 4-балисини мәҗбурий чүшүрүвәткәнлики мәлум болди.

Явропа парламенти илһам тохтини сахароф мукапатиға рәсмий намзат қилип таллиди

Хитай түрмисидә йетиватқан уйғур зиялийси илһам тохти явропа парламенти тәрипидин сахароф мукапатиға рәсмий намзат қилип көрситилди.

Явропа парламентиниң 15-сентәбир күни елан қилған бу һәқтики хәвиридә, илһам тохтиниң түркийәлик журналист җан дүндар, қирим татарлириниң сиясий рәһбири мустафа җәмил оғли қатарлиқлар билән бирликтә бу йиллиқ сахароф мукапатиға рәсмий намзатлиққа көрситилгәнлики билдүрүлгән.

Сахароф мукапати явропа парламентиниң әң алий кишилик һоқуқ мукапати болуп, илһам тохтиниң рәсмий намзатлиққа көрситилиши алаһидә диққәт қозғимақта.

Муһаҗирәттики уйғурларниң иҗтимаий һаяти вә турмуш әнәнисидики өзгиришләр диққәт қозғимақта

Өткән әсирниң 50-йиллиридин буян ғәрб дунясида, болупму түркийә вә явропа әллиридә олтурақлишишқа башлиған уйғурлар бүгүнки күндә муәййән дәриҗидә көләмләшкән җамаәткә айланмақта.

Бүгүнки күндә муһаҗирәттики уйғурларниң никаһ вә тойлишиш мунасивәтлири һәмдә өлүм вә ахирәтлик мурасимлиридики өзгиришләр уйғур мәдәнийитигә қизиққучи җәмийәтшунасларниң диққитини қозғиди.

Түркийә вә явропа әллиридин радийомиз зияритини қобул қилған диний саһәдики сәрхилләр муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң бүгүнки реал иҗтимаий мәсилилири һәққидә пикир баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.