Һәптилик хәвәрләр (21-сентәбирдин 27-сентәбиргичә)
2019.09.27

Уйғурлар мәсилиси б д т ниң йиллиқ кеңишидә муһим салмақ игилиди
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң мушу һәптидә чақирилған 74-нөвәтлик йиллиқ кеңиши мәзгилидә уйғурлар мәсилиси әң муһим мәсилиләр сүпитидә көпчиликниң диққитигә сунулди.
Тунҗи қетим америка президенти доналд трампниң саһибханилиқ қилиши билән б д т да чақирилған диний әркинлик темисидики йиғинда уйғурлар дуч келиватқан паҗиә муһим темилардин болди. Буниңға улапла чақирилған уйғурлар темисидики мәхсус йиғинда уйғур вәкилләр техиму тәпсилий мәлуматлар бәрди.
Шу күни өткүзүлгән уйғурлар һәққидики мухбирларни күтүвелиш йиғинида американиң ярдәмчи ташқи ишлар министири дейвид стилвел уйғур мәсилисиниң террорлуқ билән алақиси йоқлуқини алаһидә тәкитлиди.
Лагер шаһити зумрәт давутниң баянлири зор тәсир қозғиди
Хитай һөкүмитиниң “тәрбийиләш мәркизи” намидики лагерлириниң биридә ятқан зумрәт давут миң мушәққәттә һөрлүккә чиққандин кейин лагерларниң қандақ мудһиш макан икәнлики һәққидә ашкара гуваһлиқ бәрди.
Болупму зумрәт давут б д т да өткүзүлгән уйғурлар һәққидики мәхсус йиғинда гуваһлиқ берип, лагердики аялларниң мәҗбурий туғмас қиливетилиши, лагер тутқунлириниң миллий кимликини инкар қилишқа мәҗбурлиниши һәққидә мәлумат бәрди.
Хитай һөкүмити нөвәттә лагерларни “кәспий тәрбийиләш мәктипи” дәп пәрдазлаватқан болуп, зумрәтниң гуваһлиқи хитай һөкүмитиниң дуняни қандақ алдаватқанлиқини биваситә паш қилди.
Уйғур тутқунларниң пойизда йөткилиши һәққидики видйо зор ғулғула қозғиди
Йеқинда көзлири теңилған вә пут-қоллири кишәнләнгән нәччә йүз уйғур мәһбусниң корла пойиз истансисида сақчиларниң қаттиқ назарити астида йөткиливатқанлиқи һәққидики син көрүнүши тарқалди.
Бу син көрүнүши тарқалғандин кейин австралийә ташқи ишлар министири марис пәйн, американиң ярдәмчи ташқи ишлар министири дейвид стилвел қатарлиқлар буниң “адәмни шүркүндүридиған қорқунчлуқ мәнзирә” икәнликини билдүрди.
Еғир қамаққа һөкүм қилинған уйғур мәһбуслириниң хитай өлкилиридики түрмиләргә йөткиливатқанлиқи һәққидә түрлүк учурлар мәлум болған болуп, бу қетимқи син көрүнүши буни йәнә бир қетим дәлиллиди.
Аилә әзалириниң бир-бирини “паш қилиши” омумлашмақта
Хитай һөкүмитиниң һазир һәрқайси вилайәт вә наһийәләрдә аһалиләрни “бир-бирини паш қилиш” қа тәшкилләштин башқа, һәрқайси аилә әзалириниму бу долқунға сөрәп кириватқанлиқи ашкара болмақта.
Радиомизға кәлгән инкаста ейтилишичә, нөвәттә лагердикиләр еғир җисманий җаза вә өлүм тәһдитлири арқилиқ өз аилә әзалириниң башқиларға техи мәлум болмиған “хаталиқи” яки “мәсилиси” ни паш қилишқа зорланмақта икән. Буниңдин паш болған учурлар арқилиқ техиму көп кишиләр лагерға қамилишқа башлиған.
Бәзи анализчилар бу пакитларға асасән “лагерларниң террорлуқ мәсилиси билән алақиси йоқ. У пәқәт йеңичә ирқий қирғинчилиқниң васитиси болмақта” деди.
Зор тутқунда маарип саһәси изчил муһим нишан болмақта
Хитайниң далйән университетини пүттүргән һәсәнҗан исмаил юрти корлаға қайтип кәлгәндин кейин “606 тил мәктипи” ачқан һәмдә “җаһан” пул-муамилә ширкити қурған. Милйонлап пул тепиватқан бу ширкәтниң саһиби һәсәнҗан 2018-йили тутқун қилинған.
Мухбиримизниң әһвал ениқлиши җәрянида корла шәһәрлик маарип идарисиниң муавин башлиқи һәмдә 6-оттура мәктәпниң мудири шәрәп һейтниң 2019-йилниң бешида тутқун қилинғанлиқи мәлум болди.
Или иккинчи дарилмуәллимин мәктипидә 25 йилдин буян биологийә оқутқучиси болуп ишләватқан шавкәт абдулламу йеқинда “чәтәлгә пул салған” дегәндәк йоқилаң баһаниләр билән қолға елинип, 25 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған.
Хитай б д т да уйғурларниң ички әзалирини мәҗбурий көчүрүш вә сетиш билән әйибләнди
Әнглийәдики “хитай коллегийәси” намлиқ бир мустәқил хәлқ сот мәһкимисиниң адвокати һамид саби 24-сентәбир күни б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 42-нөвәтлик йиғинида хитайниң уйғурларниң ички әзалирини мәҗбурий көчүрүватқанлиқи вә сетиватқанлиқи һәққидә гуваһлиқ бәрди.
У гуваһлиқ сөзидә б д т ға әза дөләтләрниң “ирқий қирғинчилиқ” билән әйиблиниш мумкинчилики болған җинайәткә қарши җиддий тәдбир елиш “мәҗбурийити” ниң барлиқини агаһландурди.
Уйғур дияридики лагер тутқунлириниң сирлиқ өлүми һәққидә көплигән мәлуматлар оттуриға чиқиватқан болуп, бир қисим анализчилар буниң мушу хилдики ички әзалар содиси билән мунасивәтлик икәнликини тәкитләп кәлмәктә.