Һәптилик хәвәрләр (20-өктәбирдин 26-өктәбиргичә)

Мухбиримиз җүмә
2012.10.26

Рабийә қадир ханим: “әң аввал шеһитләр қәбрилирини йоқлайли, уларниң аилилирини һейтлайли....”

Дуня уйғур қурултийи рәһбири рабийә қадир ханим қурбан һейтлиқ зияритимизни қобул қилип, уйғур хәлқигә җүмлидин пүтүн дуня мусулманлириға һейтлиқ салам йоллиди.

У сөзидә уйғурларни алди билән шеһитләрниң қәбрилири вә уларниң аилә тавабиатлирини йоқлашқа чақирди.

Рабийә қадир ханим йәнә уйғурларниң қаттиқ чәклимиләргә қаримай һейтни хушаллиқ иликидә өткүзүшкә тиришиватқанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмити бу йиллиқ рози һейттин башлапла уйғурларға қаратқан диний чәкләш сияситини техиму күчәйткән иди.

Мәшқавул абликим абдурешит уйғур хәлқиниң ғурури иди

Уйғур йеқинқи заман тәнтәрбийә саһәсидики мәшһур мәшқавул абликим абдурешит бу йил 10-айниң 23-күни 54 йешида кесәл сәвәби билән аләмдин өтти.

Абликим абдурешит 20 йиллиқ җапалиқ тиришиш нәтиҗисидә 20 дин артуқ йетишкән боксчини йетиштүрди. У тәрбийилигән боксчилар илгири-ахир болуп бәш қетим сидней, афина вә бейҗиң қатарлиқ шәһәрләрдики олимпик мусабиқилиригә қатнашқан, уйғурлар үчүн ғурур вә шан-шәрәп  қучқан иди.

Униң әң тонулған шагирти абдушүкүр устазиниң изини бесишқа тиришидиғанлиқини билдүрди.

Хитай һәҗ өмикидики уйғурларниң қаттиқ назарәт қилиниши әйибләнди

Сәуди әрәбистандики уйғур  затлар уйғур елидин кәлгән  һәҗчиләрниң наһайити қаттиқ назарәт астида һәҗ қиливатқанлиқи әйиблиди.

Сәуди әрәбистандики җамаәт әрбаби сираҗидин әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити уйғурларниң һәҗ қилишиға сан вә башқа җәһәтләрдин чәклимә қойғандин сирт, уйғурларниң һәҗ җәрянидики паалийитиниму қаттиқ назарәт астиға алған.

Даириләр уйғурларниң паспортини йиғивелип, уларниң меһманхана сиртиға чиқиши, чәтәлликләр билән сөзлишиши, халиған җайни тавап қилиши, йәрлик уйғур муһаҗирлар билән учришиши вә базар айлинишини мәни қилған.

Сираҗидин әпәнди йәнә хитай даирилириниң ноқул яшанғанларни һәҗгә тәшкилләп, “аяллар әрлириниң һәмраһлиқида һәҗ қилиш” тин ибарәт һәҗ қаидисигә  хилаплиқ қилғанлиқини әйиблиди.

Атуштики от апитидә зиянға учриған уйғур содигәрләр һәққиниң капаләткә еришишидин әндишә қилмақта

Бу йил 10 айниң 8-күни атуш шәһириниң топа райони, йәни таҗикистан чеграсидики 1-амбарға от кетип, йүздин артуқ уйғур содигәрниң мели көйүп кәтти.

Амбар башқурғучилар вә йәрлик содигәрләрниң баян қилишичә, бу қетимқи иқтисади зиян 5-6 милйон доллар әтрапида икән. Отниң қандақ кәткәнлики һазирғичә тәкшүрүп ениқланмиған.

Хитай сақчилири 5-июлдин кейинки ғайиблар һәққидә ялған сөзлимәктә

Хитай сақчилири 5-июлдин кейин из-дерәксиз  ғайиб болған бир қисим уйғур яшлирини тутқанлиқидин тенивалмақта.

Өткән һәптә  5-июлдин кейин ғайиб болғанлардин җүмә турсунниң дадиси турсунахун һәсән өйидин оғлини тутуп кәткән сақчи муһәммәтҗан абләтни қәшқәр йеңишәһәрдә учритип тонувалғанлиқини, әмма сақчиниң униң оғлини тутқанлиқидин тенивалғанлиқини паш қилған иди.

Сақчи муһәммәтҗан абләт мухбиримизға бәргән җавабидиму, өзиниң җүмә турсунни тутмиғанлиқини ейтти.

Муһәммәтҗан абләт, өзиниң 5-июлдин кейин, үрүмчигә аталмиш тазилашқа барғанлиқини рәт қилипла қалмастин, йәнә башқиларниң барғанлиқиниму рәт қилди. Әмма, ғайиб җүмә турсунниң дадиси билән көрүшкән дәсләпки қетимда, сақчихана башлиқиниң үрүмчигә барғанлиқини ейтқан иди.

Яшлар авази тор бити яшларниң алқишиға еришти

Австралийидики яшлар тәрипидин қурулған “яшлар авази” тор бити қисқа вақит ичидә чәтәлләрдики уйғурларниң диққитини қозғиған.

Тор бәт қурғучилиридин бири үмид зияритимизни қобул қилип, уйғур миллий мәвҗутлуқиниң асасий болған дин, тил  вә мәдәнийәтни яшлар арисида омумлаштуруш мәқситидә бу тор бәтни қорғанлиқини билдүрди.

Тор бети инглизчә вә уйғурчә икки хил тилда нәшр қилинған болуп, тор бетидә уйғурларға мунасивәтлик мақалиләр, уйғур тили дәрслики вә сөһбәт хатирилири берилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.