Һәптилик хәвәрләр (22-өктәбирдин 28-өктәбиргичә)

Мухбиримиз қутлан
2016.10.28
erkin-asiya-radiosi-yengi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Дуня уйғур қурултийи хитай һөкүмитиниң уйғур елидики паспорт йиғиш һәрикитигә қарита баянат елан қилди

Дуня уйғур қурултийи өткән җүмә күни баянат елан қилип, хитайниң уйғур елида башлиған паспорт йиғивелиш һәрикитини әйиблиди вә буниңдин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

Игилинишичә, йеқинда уйғур елиниң һәрқайси җайлиридики сақчиханилар аһалиләрниң паспортлирини йиғивелиш һәққидә уқтуруш тарқатқан. Һалбуки, даириләр һазирға қәдәр паспорт йиғивелишниң сәвәби һәққидә қайил қиларлиқ чүшәнчә бәрмигән.

Дуня уйғур қурултийиниң бу һәқтики баянатида паспорт йиғивелиш һәрикити қаримаққа барлиқ аһалиләргә қаритилғандәк қилсиму, әмма даириләрниң буни нуқтилиқ һалда уйғурларниң саяһәт әркинликигә чәклимә қоюштики бир усул қиливелишидин әндишә қиливатқанлиқи билдүрүлгән.

Үрүмчидә “һалал чошқа йеғи” мәһсулатини торда ашкарилиған икки уйғур яш қолға елинған

Йеқинда үрүмчидә 18 вә 19 яшлардики икки уйғур яшниң даириләр тәрипидин қолға елинғанлиқи мәлум болмақта.

Уйғур тәшкилатлириниң ашкарилишичә, бу икки нәпәр уйғур яш “һалал чошқа йеғи” мәһсулатини торға чиқирип ашкарилиғанлиқи үчүн қолға елинған икән.

Игилинишичә, үрүмчи шәһири сайбағ районлуқ даириләр уларни “милләтләр иттипақлиқиға зиянлиқ учурлар”ни тарқатқан, дәп қолға алғанлиқи мәлум. Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди бу һәқтә инкас қайтуруп, даириләрниң уйғур елида йүргүзүватқан учур әркинликини чәкләш сияситини әйиблиди.

Москвада хәлқаралиқ уйғур тәтқиқати илмий муһакимә йиғини өткүзүлди

10-Айниң 23-күнидин 26-күнигичә русийә пайтәхти москвада хәлқаралиқ уйғур тәтқиқати илмий муһакимә йиғини өткүзүлгән.

Мәзкур йиғинда америка, русийә, германийә, һиндистан вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән 53 нәпәр тәтқиқатчи өзлириниң уйғуршунаслиқ бойичә тәйярлиған илмий мақалилирини оқуп өткән. Йиғин җәрянида қирғизистанлиқ уйғур рәссам сабиқҗан бабаҗаноф билән қазақистанлиқ уйғур рәссам гүзәл аббас қизиниң рәсимлири көргәзмә қилинған. Йиғин җәрянида қазақистан уйғур сәнәт өмики мәхсус оюн көрсәткән.

Йиғин қатнашчилиридин доктор алимҗан һәмраһйеф билән доктор мәмтимин әла бу қетимлиқ уйғур тәтқиқати илмий муһакимә йиғини һәққидә тохтилип, униң уйғуршунаслиқ бойичә хәлқарадики муһим бир көзнәк болғанлиқини илгири сүрди.

Қирғизистандики хитай әлчиханисини партлитишқа ишләткән оқ-дорини қирғиз һәрбий вә сақчилириниң сатқанлиқи мәлум болмақта

Бу йил 30-авғуст күни хитайниң қирғизистанда турушлуқ әлчиханиси аптомобиллиқ бомба һуҗумиға учрап, вәқәдә һуҗумчиниң өлгәнлики, аз дегәндә 3 адәмниң яриланғанлиқи илгири сүрүлгән иди.

Қирғизистан таратқулири мәзкур һуҗумни таҗикистан паспортлуқ бир уйғурниң иҗра қилғанлиқини, һуҗум һәрикитини сүрийәдики шәрқий түркистан қораллиқ ғазатчи гуруһиниң пиланлиғанлиқини билдүргән иди.

Һалбуки, йеқинда қирғизистан ахбаратиниң ашкарилишичә, бишкәктики хитай әлчиханисини партлитишқа ишләткән оқ-дорини қирғиз һәрбий, сақчилириниң тәминлигәнлики мәлум болмақта. Қирғизистандики уйғур җамаити бу һәқтә радийомизға инкас қайтуруп, бу һәқтики бәзи тәпсилатларни ашкара қилди.

Мәрһум күрәш көсән вапатиниң 10-йилида замандашлириниң хатирисидә яд етилди

Күрәш көсән уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнти. Униң вақитсиз өлүми муһаҗирәттики уйғур җамаитигә зор йоқитишни һес қилдурған болсиму, әмма худди униң “күрәш өлмәйду” намлиқ нахшисида қәйт қилинғинидәк униң күрәш роһи өлмиди.

Күрәш көсән буниңдин 10 йил илгири, йәни 2006-йили 10-айниң 29-күни шиветсийәдә 47 йешида аләмдин өтти. У өзиниң қисқиғинә һаятида бир тәрәптин яңрақ авази вә җушқун нахша-музикилири билән уйғур хәлқиниң йүрәк тарини чәккән болса, йәнә бир тәрәптин вәтән дәваси йолидики һармас күрәшлири билән уйғур хәлқиниң ирадисини әкс әттүрди.

Мәрһумниң вапатиға 10 йил толған бүгүнки күндә муһаҗирәттики уйғур җамаити уни чоңқур сеғиниш билән яд әтти.

Токйода “хитайдики атом тәһдити” намлиқ муһакимә йиғини өткүзүлгән

16-Өктәбир күни японийә пайтәхти токйода шәрқий түркистан сүргүн һөкүмитиниң пиланлиши билән “хитайдики атом тәһдити” намлиқ муһакимә йиғини өткүзүлгән.

Йиғинға японийә уйғур җәмийити, японийә уйғур бирлики, асия әркинлик вә демократийә һәмкарлиқ кеңиши вә япон қурултийи қатарлиқ тәшкилатларниң вәкиллири вә атом мәсилилиригә қизиқидиған һәр саһәдики японийәликләр қатнашқан.

Йиғинда шәрқий түркистан сүргүн һөкүмитиниң президенти әхмәтҗан осман сүргүн һөкүмити намидин хитайниң 1964-йили 16-өктәбир күни тарим ойманлиқида тунҗи атом бомбисини партлатқан күнини “шәрқий түркистан хәлқиниң мусибәт күнлиридин бири ” дәп билиш қатарлиқ үч түрлүк қарар елан қилған. Йиғинда йәнә әнвәр тохти, миҗит һүсәйиноф қатарлиқ мутәхәссисләр мәхсус темилар бойичә доклат бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.