Һәптилик хәвәрләр (26-өктәбирдин 1-ноябирғичә)

Мухбиримиз җүмә
2013.11.01
erkin-asiya-radiosi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

28-Өктәбир тйәнәнменгә аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, 5 киши өлгән

28-Өктәбир тйәнәнменгә аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, 5 киши өлгән, 38 киши яриланған. Хәвәрләрдә баян қилинишичә, күндүз саәт 12 дин 20 өткәндә бир аптомобил, тйәнәнмен равиқи алдики ришаткиға қаттиқ соқулған вә ришаткини бөсүп өтүп, пиядиләр йолидики кишиләргә урулған.

Хитай һөкүмити мәзкур вәқәни уйғурлар кәлтүрүп чиқарғанлиқи, гумандарларниң пичан вә гумидин кәлгән уйғурлар икәнликини билдүргән.

Мәзкур вәқә хәлқара мәтбуатларда күчлүк инкас қозғиған.

Бирләшмә агентлиқида уйғурларниң тили, дини, мәдәнийити һуҗумға учраватқанлиқи, тәбиий байлиқлар вә яхши хизмәтләрдин районға кәлгән хитай көчмәнләр пайдилиниватқанлиқи, уйғурларниң бу әһвалларға интайин нарази икәнлики көрситилгән.

Хитай демократик затлар, тйәнәнмен аптомобил һуҗуми җуңнәнхәй вә дуняға берилгән күчлүк сиясий сигнал, дәп көрсәтсә, японийә мәтбуати хитай тйәнәнмендики аптомобил вәқәсидин ич-ичидин қорқуп кәтти, язған.

Рабийә қадир дуня җамаәтчиликини тйәнәнменгә аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәсини тәкшүрүшкә чақирди

Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим 28-өктәбир йүз бәргән тйәнәнменгә аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәси һәққидә мәхсус баянат елан қилип, дуня җамаәтчиликини вәқәни тәкшүрүшкә вә хитайни мәзкур вәқәниң тәпсилатини ашкарилашқа чақирди.

Рабийә қадир ханим вәқәниң, хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан чекидин ашқан бесим сиясәтлири билән мунасивәтлик икәнликини ейтти.

У йәнә, хитай даирилириниң бу вәқәни баһанә қилип, уйғурлар үстидин йәнә бир қетимлиқ тутуш вә бастуруш елип беришидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

Хитай даирилири тйәнәнмендики машина һуҗумиға алақидар 5 уйғурни тутқун қилған

Хитай даирилири чаршәнбә күндики баянатида тйәнәнмендики машина һуҗумни “террорлуқ вәқәси” дәп атиди вә вәқәгә четишлиқи егири сүрүлгән 5 уйғурни тутқун қилғанлиқини билдүрди.

Бейҗиң шәһәрлик сақчи идарисиниң баянатиға қариғанда, мәзкур машина һуҗумини тәшкиллигүчиләр ана, оғул вә келиндин ибарәт бир аилә кишилири болуп, буларниң һәммиси уйғур икән.

28-Өктәбир хитайниң сиясий җәһәттин әң сәзгүр орунлиридин гугуң сарийиниң кириш ишики-тйәнәнмендә машина билән һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән. Вәқәдә һуҗумчиларни өз ичигә алған 5 адәм өлгән, 38 адәм яриланған.

Хитай һөкүмити мәзкур вәқәни “террорлуқ һуҗуми” дәп елан қилған болсиму, бу вәқә ғәрб мәтбуатлирида “уйғурларниң сиясий баянати” дәп шәрһләнмәктә.

Илһам тохти 28-өктәбир вәқәси һәққидә тохталди

Тйәнәнменгә аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәсидин кейин мәтбуатларниң зияритини қобул қилған уйғур зиялийси илһам тохти вәқәниң тәпсилати ениқланмиғучә вәқәни террорлуқ билән бағлимаслиқ керәкликини тәкитлигән.

У, германийә авазиниң зияритини қобул қилғанда, сақчи даирилири вәқә һәққидә елан қилған дәлил-испатларниң мүҗмәл икәнликини билдүргән.

У мундақ дегән: мениңчә сақчиларниң вәқә һәққидики баянатида нурғун әһваллар ениқ чүшәндүрүлмигән. Һөкүмәт учурида тилға елинған “җиһад байриқи” қатарлиқ нәрсиләрни һәқиқий испат дәп қарашқа боламду? буниси ениқ әмәс.

У йәнә даириләрни вәқәгә сәвәб болған амилларни шәрһләшкә чақирған.

Америка дөләт мәҗлисиниң бир қисим әзалири хитайниң кишилик һоқуқ кеңишигә әза болушиға қарши турмақта

Америка дөләт мәҗлисиниң бир қисим әзалири хитайниң б д т кишилик һоқуқ кеңишигә әза болушиға қарши турмақта.

Б д т кишилик һоқуқ кеңиши 11-айниң 12-күни сайлам өткүзүп, кишилик һоқуқ кеңишигә әза 47 дөләтни бекитип чиқиду.

Америка авазиниң хәвәр қилишичә, америка дөләт мәҗлиси әзаси дана рорабачер бу һәқтики сөзидә хитайда мәзкур кеңәшкә әза болуш салаһийитиниң қәтий йоқлуқини әскәртип :хитайниң сиясий түзүми шундақла униң пуқралар үстидин йүргүзүватқан бесими вә охшимайдиған сиясий қарашлар вә диний әркинликкә қиливатқан һуҗумини нәзәрдә тутқанда, бундақ бир дөләтни әза қилип қоюш кишилик һоқуқ вә демократийигә қилинған һақарәт, дегән.

Буниңдин сирт, америкиниң сабиқ дөләт ишлар министири маделин албирайт ханимму хитай-америка мунасивәтлири комитетиниң йиғиниға қатнашқанда қилған сөзидә “хитайда йеқиндин буян кишилик һоқуқ актиплири, ахбарат органлириға қаритилған бесимниң күчийип кетиши адәмни толиму әндишигә салиду” дегән .

Токйода япон шаирлири шаир османҗан савутниң вапатини хатирилиди

10-Айниң 27-күни токйодики әдәбият салунида түрк, япон, малай вә уйғур шаирлири җәм болуп, уйғур шаири османҗан савутниң вапат болғанлиқини хатирилиди. Шаир османҗан савут 18-өктәбир үрүмчидә кесәл сәвәбидин аләмдин өткән иди.

Шаир османҗан савутни хатириләш паалийитини уйғур әдәбиятидики нәмунилик шеирларни япон тилиға тәрҗимә қиливатқан уйғур әдәбияти тәрҗимә гурупписи орунлаштурған.

Хатириләш паалийити алди билән шәрқий түркистан дөләт маршини орунлаш билән башланди.

Бу хатириләш паалийитигә көзгә көрүнгән япон шаирлири, бир қисим уйғур әдәбияти тәтқиқатчилири вә уйғур әдәбияти һәвәскарлири қатнашти.

Паалийәттә алди билән сөз қилған уйғур әдәбияти тәтқиқатчиси юда: османҗан савут ялғуз уйғур әдәбиятидики нәмунилик шаирлардин болупла қалмастин, бәлки йипәк йолидики шеирийәттә чақниған бир юлтуздур, деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.