Һәптилик хәвәрләр (9-декабирдин 15-декабирғичә)
2017.12.15
Илһам тохтиға “ваймар кишилик һоқуқ мукапати” тәқдим қилинди
10-Декабир күни “хәлқара кишилик һоқуқ күни” мунасивити билән германийәдики ваймар шәһәрлик һөкүмәт бу йиллиқ “ваймар кишилик һоқуқ мукапати” ни хитай түрмисидики уйғур зиялийси илһам тохтиға бериш мурасими өткүзди.
Мурасимда хитай түрмисидики илһам тохтиниң қутулуши үчүн паалийәтләрдә болуватқан һәр саһә кишилири нутуқ сөзләп, бу мукапат арқилиқ илһам тохти вә уйғурлар мәсилисини хәлқараға техиму яхши тонутқили болиду, деди.
Мукапат тарқитиш мурасимиға қатнашқили кәлгән уйғур җамаити мурасимдин кейин, ваймар шәһәрлик һөкүмәтниң алдида хитайниң зулумиға наразилиқ билдүрүп намайиш қилди.
Биологийәлик учурларни топлашниң пүткүл уйғурларға кеңийиши зор ғулғула қозғиди
Хитай һөкүмитиниң “һәқсиз саламәтлик тәкшүрүши” намида уйғур дияридики барлиқ кишиләрниң ген әвришикиси вә башқа биологийәлик учурлирини архиплаштуруп чиққанлиқи хәлқарада зор ғулғула қозғиди.
Хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири бу һәқтә пикир қилип, “хәлққә мәнпәәт йәткүзүш” намидики бу “һәқсиз саламәтлик тәкшүрүши” ниң әмәлийәттә кишиләрниң шәхсийәт һоқуқини дәпсәндә қилиш икәнликини көрсәтти.
“кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” бу мунасивәт билән мәхсус зор һәҗимлик баянат елан қилди. Баянатта хитай һөкүмитиниң уйғурлар бихәвәр һалда уларниң биологийәлик учурлирини топлашниң қанунсизлиқ икәнлики алаһидә тәкитләнди.
Аталмиш “хитай сақчиси” чәтәлдики уйғур оқуғучилардин пул үндүрмәкчи болған
Йеқинда өзини “хитай сақчиси” дәп ативалған кишиләрниң чәтәлләрдики бир қисим оқуғучиларға тәһдит селип, улардин пул үндүрмәкчи болғанлиқи ашкариланди.
Мәлум болушичә, аталмиш “хитай сақчиси” чәтәлдики оқуғучиларниң үндидариға учур йоллап, уларниң “өгиниш мәркизи” дики ата-анисини чиқирип бәрмәкчи болған. Буниң бәдилигә болса оқуғучилардин пул тапшурушни тәләп қилған.
Хитай һөкүмитиниң сақчиханилири бу әһвал һәққидики соалларға җаваб берип, “сақчиларниң үндидар арқилиқ чәтәлләрдики оқуғучилардин пул үндүрмәкчи болуши һәмдә уларға тәһдит селиши қанунсизлиқ,” деди. Әмма чәтәлдә оқуватқан уйғурларниң ата-анилирини мәҗбурий “тәрбийәләш” кә елип кетишни “нормал әһвал” дәп ақлиди.
Хитай һөкүмити “террорлуқ” қа даир әһвалларни паш қилғанларға ғайәт зор мукапат беришни уқтурди
Уйғурлар диярида изчил давам қиливатқан “террорлуқ” вә “әсәбийлик” кә қарши туруш һәрикәтлири җәрянида һөкүмәт тармақлириниң түрлүк шәкилләрдики “маддий җәһәттин мукапатлаш” чарисини қоллиниватқанлиқи мәлум болмақта. Бу чарилар бирдәк хәлқ аммисини “террорчи” вә “һеҗрәтчи” дәп қариған кишиләр һәққидә “йип учи” билән тәминләшкә қизиқтурмақта икән.
Йеқинда хотән вилайитиниң бу һәқтики мукапатлаш чарисини иҗра қилиш үчүн вилайәт малийәсидин 100 милйон сом мәбләғ аҗратқанлиқи мәлум болди.
Анализчилар бу һәқтә пикир қилип “бу һал, хитайниң шунчә зор әскирий күчиниң уйғурлар дияридики қаршилиқни бастурушқа әсқатмиғанлиқини көрситиду,” деди.
Тәблиғ сөзләшниң еғир “җинайәт” болидиғанлиқи ашкариланди
Уйғурлар дияридики қаттиқ сиясий контроллуқниң бир ипадиси қолға елинғанларға һәддидин еғир җаза берилишидә әкс етиватқанлиқи мәлум болмақта.
Мухбиримизниң әһвал ениқлиши җәрянида гуминиң пиялма йезисидики бир кәнт секретари шу йезидики диний зат әхмәт исламға “қанунсиз тәблиғ қилған” дегән җинайәт билән өлүм җазаси берилгәнликини тилға алди. Йәнә бәзиләр униңға өлүм җазаси әмәс, бәлки муддәтсиз қамақ җазаси берилгәнликини алға сүрди.
Анализчилар бу һәқтә пикир қилип, “диний тәблиғ паалийити үчүн бир кишигә бу қәдәр еғир җаза бериш уйғурларниң һазирқи әһвалиниң қайси дәриҗигә берип йәткәнликини көрситиду,” деди.
Мутәхәссисләр хитайниң тарих сәпсәтисини инкар қилди
Хитай һөкүмити йиллардин буян уйғур дияриниң “әзәлдинла хитайниң бир қисми” икәнликини тәшвиқ қилип кәлмәктә. Бу мәсилидә улар һәрвақит миладидин бурунқи 60-йили хән сулалисиниң бу җайда “ғәрбий юрт қоруқчибәг мәһкимиси” тәсис қилғанлиқини испат қилип көрситиду.
Йеқинда хитай һөкүмити тәшкиллигән бир гуруппа хитай археологлар һазирғичә тепилмай кәлгән мәзкур “ғәрбий юрт қоруқчибәг мәһкимиси” ниң орнини бүгүр наһийисидин “тапқан” лиқини елан қилған. Әмма бу һәқтә тәпсилий мәлумат берилмигән.
Чәтәлләрдики хитай вә уйғур тарихшунаслири бу мәсилә һәққидә пикир қилип, “хитай һөкүмитиниң бу сәпсәтиси пут тирәп туралмайду,” деди.