Һәптилик хәвәрләр (12-декабирдин 18-декабирғичә)

Мухбиримиз қутлан
2015.12.18
erkin-asiya-radiosi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Голландийәдә рабийә қадир ханимниң муһаҗирәттики 10 йили дағдуғилиқ хатириләнди

12-Декабир күни голландийәдә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң муһаҗирәттики он йили дағдуғилиқ тәбрикләнгән.

Тәбрикләш паалийитини “голландийә уйғур бирлики”, “түрк өйи” вә “явро-асия тәшкилати мунбири” қатарлиқ орунлар бирликтә тәшкиллигән.

Йиғин қатнашчилири рабийә ханимниң уйғур дәваси йолида сунмас ирадә вә тинимсиз күрәшләр билән өткүзгән муһаҗирәттики 10 йилини қизғин тәбриклигән.

Паалийәттә рабийә қадир ханимға пүтүн түрк системисидики тәшкилатлар намидин “мәһмуд қәшқәрий күмүш медали” тәқдим қилинған. “голландийә уйғур бирлики” уйғурлар намидин рабийә ханимға бир данә алтун медал тәқдим қилған.

Даириләр муқимлиқ сақлаш үчүн уйғур елиниң җәнубидики сақчиханиларға ярдәмчи сақчи қобул қилмақтикән

Мәлум болушичә, даириләр муқимлиқ сақлаш үчүн уйғур елиниң җәнубидики йеза-базарлиқ сақчиханиларға зор санда ярдәмчи сақчи қобул қилмақтикән.

Йеқинда уйғур елиниң җәнубий вилайәтлиридин радиомиз зияритини қобул қилған икки нәпәр ярдәмчи сақчи бу әһвалниң растлиқини дәлиллиди.

Игилинишичә, ават наһийәсидики сақчиханилар ярдәмчи сақчилиққа илтимас қилғучиларни сиясий җәһәттин ишәнчлик болсила оқуш тарихиға шәрт қоймастин қобул қилмақтикән.

Гума наһийәсидики ярдәмчи сақчиларниң җиддий пәйтләрдә 24 саәт нөвәтчиликтә туридиғанлиқи, уларниң вәзипә даирисиниң муқимлиққа аит һәрқандақ ишқа четилидиғанлиқи мәлум болмақта.

Уйғур елидики деһқан рәссамлар иҗадийәтлириниң сиясий тәшвиқатчилиқ йолиға йетәклиниватқанлиқи мәлум

Игилишимизчә, уйғур елидики деһқан рәссамлар нөвәттә хитай компартийәсиниң райондики сиясий тәшвиқати үчүн хизмәт қилишқа йетәкләнмәктикән.

Уйғур елиниң мәкит, чақилиқ вә башқа җайлиридин мәлум болушичә, деһқан рәссамлар йеқинқи йиллардин буян “җуңхуани сөйүш”, “диний әсәбийликниң тәсирини түгитиш” мәзмунидики рәсимләрни сизишқа уюштурулмақтикән.

Муһаҗирәттики уйғур рәссамлар бу һәқтә пикир баян қилип, деһқан рәссамлар иҗадийитиниң сиясий тәшвиқатчилиқ йолиға йетәклиниши әмәлийәттә “сәнәткарларниң әркин туйғусини контрол қилиш” тин башқа нәрсә әмәс, дегәнләрни илгири сүрди.

Нобел мукапатиға еришкән түрк алими әзиз санҗар әнқәрә сәпиридә уйғурларға отлуқ салам йоллиди

2015-Йиллиқ нобел химийә мукапатиға еришкән түрк алими әзиз санҗар әпәнди 14-декабир күни әнқәрә айродромиға йетип кәлгәндә, уни түрк җамаити билән бирликтә уйғур вәкиллириму күтүвалған.

Әнқәрәдә олтурушлуқ миркамил қәшқәри билән оғли муҗаһит қәшқәри уйғур җамаитигә вакалитән әзиз санҗар әпәндигә гүлдәстә тәқдим қилған. Бешиға уйғур допписини кийип гүлдәстә қобул қилған әзиз санҗар әпәнди пүтүн уйғур хәлқигә өзиниң отлуқ салимини йоллиған.

Доктор әзиз санҗар әпәнди “д н а” үстидә елип барған тәтқиқатлирида дәвр бөлгүч йеңилиқ яратқанлиқи үчүн 2015-йиллиқ нобел химийә мукапатиға еришкән.

Хитай таратқулириниң бай көмүркан һуҗумчилирини “меңиси ююлған кишиләр” дейиши көзәткүчиләрдә соал пәйда қилмақта

Хитай һөкүмәт таратқулири йеқинда байдики көмүркан һуҗумчилирини “әсәбий дини идийә” ләр билән “меңиси ююлған кишиләрдур” дәп хәвәр бәргән.

“шинҗаң гезити” бу һәқтики хәвиридә бай көмүркан һуҗумчилиридин турғун әмәт исимлик тирик қолға чүшкән бир гумандарниң өз қилмишидин “това” қилғанлиқи илгири сүрүлгән. Униңда йәнә бай һуҗумчилириниң диний әсәбийлик түпәйли “меңиси пүтүнләй ююлуп җинайәт йолиға маңған” лиқи тилға елинған.

Хитай һөкүмәт таратқулириниң бай вәқәси һәққидә бәргән бир-биригә зиддийәтлик хәвәрлири көзәткүчиләрниң күчлүк гуманини қозғимақта.

Гуннар ярриң намидики мәркизий явроасия илмий йиғмиси вә униң рәқәмлик кутупханиси илим саһәсигә ечиветилгән

Шиветсийәлик мәшһур уйғуршунас гуннар ярриң намидики илмий йиғма 2012-йили ситокһолм университетидин истанбулдики шиветсийә тәтқиқат институтиға көчүрүлгәнлики мәлум.

Йеқинда мәзкур йиғминиң рәқәмлик кутупханиси ясилип, гуннар ярриң топлиған уйғур тил-йезиқидики қолязмилар вә классик мәнбәләрниң електронлуқ нусхиси торға қоюлған.

Мәзкур илмий йиғма нөвәттә уйғуршунаслиқ тәтқиқати билән шуғуллиниватқан билим адәмлириниң күчлүк диққитини қозғимақтикән.

Игилинишичә, уйғур тәтқиқатиға қизиқидиған һәрқандақ киши мәзкур институтниң тор бетидин бу материялларни көрәләйдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.