Һәптилик хәвәрләр (19-декабирдин 25-декабирғичә)

Мухбиримиз қутлан
2015.12.25
erkin-asiya-radiosi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Бай һуҗумчилиридин тәслим болған гумандар турғун әмәтниң чарва мәйдан секретариниң оғли икәнлики илгири сүрүлмәктә

Хитай таратқулири йеқинда хәвәр берип байдики көмүркан һуҗумчилиридин гумандар турғун әмәтниң өз аилиси тәрипидин сақчиға тапшурулғанлиқини илгири сүргән иди.

Бу учурға асасән радиомиз гумандар турғун әмәтниң кимлики һәққидә ениқлаш елип барди.

Йәрлик даириләр униң кимлики һәққидә мәлумат беришни изчил рәт қилған болсиму, әмма шу йәрлик аһалиләрдин бири турғун әмәтниң канчи йезисиға қарашлиқ чокатал чарва мәйдан партийә ячейка секретариниң оғли икәнликини билдүрди. Байдики көмүркан һуҗумидин кейин мәзкур секретар вәзиписидин елип ташлинип тутқун қилинғанлиқи вә делосиниң тәкшүрүлүватқанлиқи мәлум.

Игилинишичә, мәзкур секретар оғлиниң байдики көмүркан һуҗумиға қатнашқанлиқи шундақла һуҗум гумандарлириниң иш-паалийәтлиригә көз юмғанлиқи билән әйибләнмәктә икән.

Муһаҗирәттә яшаватқан шаһитлар 1985-йилидики 12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикитиниң 30 йиллиқ хатирисидә әслимә тәқдим қилди

1985-Йилидики 12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикитигә 30 йил толған бүгүнки күндә америкидики уйғур җамаити бир йәргә җәм болуп бүгүнки заман уйғур тарихидики бу зор вәқәни дағдуғилиқ хатирилиди.

Тарихшунаслар буниңдин 30 йил бурун үрүмчидә йүз бәргән уйғур оқуғучилар намайишини “мәдәнийәт инқилаби” ахирлашқандин кейинки хитайда көрүлгән тунҗи оқуғучилар һәрикити шундақла 1980-йиллардики дуня коммунизм лагерида мәйданға кәлгән әң дәсләпки демократик һәрикәтләрниң бири, дәп һесаблимақта.

19-Декабир күни вашингтонда өткүзүлгән “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” ниң 30 йиллиқини хатириләш паалийитидә әйни чағда намайишқа йетәкчилик қилған вә қатнашқан бир қисим шаһитлар өз әслимилирини аңлатти.

Тәшвиқатчи қурбанҗан сәмәт бейҗиңдики хитай сақчилириниң сорақ-соаллириға дуч кәлгән

Үндидар вә фәйсбок қатарлиқ иҗтимаий таратқулардин мәлум болушичә, “мән шинҗаңдин кәлдим” намлиқ китабниң аптори қурбанҗан сәмәт бейҗиңдики хитай сақчилириниң сорақ-соаллириға дуч кәлгән.

Қурбанҗан сәмәтниң хитай сақчилири тәрипидин айрим өйгә елип керилип сорақ қилиниватқан чағда тартилған рәсими йеқиндин буян иҗтимаий таратқуларда кәң тарқалмақта.

Мәлумки, “мән шинҗаңдин кәлдим” намлиқ китаби билән хитай тәшвиқат саһәсидики даңдар шәхскә айланған қурбанҗан сәмәт бу йил яздин буян америка, японийә, түркийә, мисир вә явропа әллиридә айлинип йүрүп хитай тәшвиқати үчүн лексийә сөзлигән.

Көзәткүчиләр, хитай һөкүмитиниң сиясий тәшвиқати үчүн думбақ челиватқан қурбанҗан сәмәттәк шәхсләрниңму хитай сақчилириниң соал- сорақлириға дуч келиши хитай үчүн һәр қандақ уйғурниң гуман обйекти һесаблинидиғанлиқини чүшәндүрүп бериду, дәп қаримақта.

Атақлиқ тилчи мирсултан османофниң илмий әмгәклири түркийә илим саһәсидикиләрниң муәййәнләштүрүшигә еришти

18-Декабир күни түркийә пайтәхти әнқәрәдики ғази университетида атақлиқ шаир, мәшһур җамаәт әрбаби вә язғучи мәрһум абдуреһим тиләшүп өткүр вапатиниң 20 йиллиқи һәмдә заманимиздики йетүк тилчи мирсултан османоф туғулғанлиқиниң 85 йиллиқиға беғишланған “уйғур тәтқиқати илмий муһакимә йиғини” өткүзүлди.

Мирсултан османоф өзиниң пүтүн өмрини һазирқи заман уйғур тили вә уйғур тили диалектлири һәққидики мәхсус тәтқиқатларға беғишлиған пешқәдәм тилчи. Униң қәдимки уйғур тили һәмдә чағатай түркий тили тәтқиқати саһәсидә қолға кәлтүргән илмий әмгәклири дуня түркологийә саһәсиниң муәййәнләштүрүшигә еришкән.

Мирсултан әпәнди мәзкур йиғинда сөз қилип, уйғур тили тәтқиқатидики шунчә зор илмий нәтиҗилиригә қаримай, өзиниң миллити вә илмий саһәдики мәҗбурийәтлири үчүн ташлиған қәдиминиң техи ахирлашмиғанлиқини тәкитлигән.

Түркийәдики даңлиқ түрколог әхмәт биҗан әрҗиласун муһакимә йиғинда сөз қилип тилчи мирсултан османофниң илмий әмгәклиригә юқири баһа бәргән.

Гума йезилиридики уйғур деһқанлириниң 50 пирсәнти ақсудики биңтуәнниң кевәзликлиридә яллинип ишлимәктикән

Уйғур деһқанлириниң өз вәтинидә йәрсиз қелип биңтуәнниң кевәзликлиридә ялланма әмгәк күчи сүпитидә ишләшкә мәҗбур болуши диққәт қозғимақта.

Бу әһвалниң уйғур елиниң җәнубидики бир қисим районларда, болупму гума наһийәсиниң бир қисим йезилирида омумйүзлүк мәвҗутлуқи билинмәктә.

Йеқинда гумидики оқутқучилар радиомиз зияритини қобул қилип, тәвәликтики мутләқ көп қисим уйғур әр-аялларниң биңтуәнниң кевәзликлиригә кәткәнликини, мәктәп балилириниң қаранчуқсиз қалғанлиқини ашкара қилған иди.

Гума наһийәсиниң мокойла йезилиқ сақчиханиси зияритимизни қобул қилип, йәрликтики уйғур деһқанлириниң йиллардин буян биңтуәндики кевәзликләргә ялланма әмгәк күчи сүпитидә еқип кетиватқанлиқини дәлиллиди.

Уйғур елиниң қисмән җайлирида қизил тарқиливатқанлиқи мәлум

Радиойимизниң или областиниң қисмән җайлиридин игилигән мәлуматлириға қариғанда, бу йил декабир кириши билән или тәвәсидә қизил тарқилишқа башлиғанлиқи мәлум.

Хитай таратқулиридин мәлум болушичә, уйғур елидики юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш тармақлириму алдинқи күнидин башлап қизилдин юқумлинишниң алдини елиш ваксиниси әмләш һәққидә җиддий уқтуруш тарқатқан.

Уқтурушта даириләр районда бу йил қизил тарқилишниң илгирики йиллардикидинму балдур башланғанлиқини агаһландурған.

Мәлумки, хитайни өз ичигә алған дуняниң көп қисим җайлирида қизил ваксиниси әмләш омумйүзлүк ишқа ашқан бүгүнки дәврдә уйғур елида қайта көрүлүватқан қизил юқуми дуня сәһийә саһәсиниң диққитини қозғимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.