Һәптилик хәвәрләр (24-декабирдин 30-декабирғичә)
2016.12.30
Қарақаш наһийәлик парткомға һуҗум қилиш вәқәсиниң бир қисим тәпсилати айдиңлашти
28-Декабир күни қарақаш наһийәлик парткомға аптомобиллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, 5 адәмниң өлгәнлики, бирқанчә кишиниң яриланғанлиқи мәлум болди.
Бу уйғур елида тунҗи қетим наһийәлик парткомға биваситә һуҗум қилиш вәқәси болуп, хәлқара таратқуларда күчлүк инкас пәйда қилди. Хитай һөкүмити вәқәни “террорлуқ һуҗуми” дәп елан қилди.
Радийомиз 3 нәпәр һуҗумчиниң кимликини ениқлап чиқти. Йәрлик даириләрниң ашкарилишичә, һуҗумчиларниң икки нәпири қарақаш наһийәсиниң ява йезисидики ака-ука тохтимуһәммәт турсуннияз билән нурмәмәт турсуннияз икән. Йәнә бир нәпири җаһанбағ йезисидин абдуллитип мәтқурбан икән.
Туюқсиз һарақ ташлиған абдулмиҗит абләтниң 7 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинғанлиқи мәлум болди
Уйғур аптоном районлуқ даириләр түзүп чиққан “диний әсәбийликниң 75 хил аламити” намлиқ қолланмида уштумтут һарақ ташлашниңму “диний ашқунлуқ” ниң бир хил бешарити икәнлики баян қилинған.
Уйғур диярида 2014-йили башланған “қаттиқ зәрбә бериш” вә “әсәбийликни түгитиш” һәрикити давамида нәччә миңлиған уйғур яшлириниң тутқун қилинғанлиқи вә қамаққа һөкүм қилинғанлиқи мәлум.
Радийомизниң бу һәқтики әһвал ениқлиши давамида, йеңисар наһийәсиниң лоп йезисидики абдулмиҗит мәмәтниң “туюқсиз һарақ ташлиғанлиқи” вә достлириға намаз айәтлирини өгәткәнлики үчүн 7 йиллиқ кесилгәнлики ашкариланди. Шаһитлардин түркийәдә олтурушлуқ арзугүл нурмәмәтниң билдүрүшичә, охшаш әһвал хотән вә ақсудиму йүз бәргән икән.
Тонулған уйғур зиялийси абдувәли аюп өзиниң түрмидин қоюп берилгәндин кейинки кәчүрмишлирини аңлатти
Абдувәли аюпниң 2012-йили америкидин ана юртиға қайтип, ана тиллиқ маарип йолида дадиллиқ билән издинип көрүши вә ахирида түрмигә ташлиниши хитайниң юқири бесимлиқ сиясити йүргүзүлүватқан уйғур елида әң әқәллий инсаний һәқ-һоқуқларниңму ишқа ашмайдиғанлиқини көрсәткән иди.
Аридин бирқанчә йил өткән бүгүнки күндә абдувәли аюп радийомиз арқилиқ өз кәчүрмишлирини баян қилип, өзиниң түрмидин қоюп берилгәндин кейинки аччиқ сәргүзәштлири билән қандақ шараитта вәтәнни тәрк етишкә мәҗбур болғанлиқини ашкара қилди.
У, “мән тутқунлуқтин қутулуп һөр дуняға қайтип кәлдим, әмма хәлқим әң моһтаҗ болуватқан ана тилдики миллий маарип йолидин һәргизму ваз кәчмидим,” деди.
Австралийәдә өткүзүлгән “уйғур лоңқиси” ни талишиш путбол мусабиқисидә сидней уйғур командиси чемпийон болған
Австралийәдә өткүзүлгән 13-қетимлиқ “уйғур лоңқиси” ни талишиш путбол мусабиқиси 12-айниң 25-күни мелборн шәһиридә ғәлибилик ахирлашқан.
Мусабиқидә сидней уйғур командиси чемпийон болған. Мелборн уйғур командиси иккинчи, аделайд уйғур командиси үчинчи болған.
Австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси мәмтимин әланиң билдүрүшичә, “уйғур лоңқиси” сини талишиш путбол мусабиқиси австралийәдә 2006-йилидин етибарән өткүзүлүватқан болуп, униңда уйғур яшлириниң достлуқи вә өз-ара чүшиниши мәқсәт қилинған икән.
Уйғур пәрзәнти муҗаһит қәшқәри түрк дуняси пән-техника вә лайиһәләш мусабиқисидә яхши баһаға еришкән
Түркийәдә тонулған уйғур өсмүр муҗаһит қәшқәри өзи лайиһәлигән йеңи әсири билән яхши нәтиҗигә еришип, йәнә бир қетим түркийә таратқулириниң диққәт нуқтисида болған.
Муҗаһит қәшқәри лайиһәлигән пүтүн күн аптап чүшидиған айланма өй модели өткән һәптә ахирида түркийәдә өткүзүлгән “түрк дуняси пән-техника вә лайиһәләш мусабиқиси” дә алдинқи 100 проҗект қатариға киргән вә яхши баһаға еришкән.
Муҗаһит қәшқәриниң дадиси миркамил қәшқәри бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилип, кичик муҗаһитниң бу хилдики аммиви паалийәтләрдә “өз талантини намайән қилиш билән бир вақитта йәнә, шәрқий түркистан мәсилисиниму аңлитип кәлгәнлики” ни билдүрди.
Хитайниң уйғур елидики мәсчит чеқиш һәрикити түрк мәтбуатлирида күчлүк инкас пәйда қилди
Хитай даирилириниң өткән үч ай җәрянида қәшқәр, хотән вә ақсу қатарлиқ вилайәтләрдә “мәсчитләрни әлалаштуруш” вивискиси билән көплигән мәсчитләрни чеқиветиши йеқинқи бир һәптидин буян түрк таратқулирида күчлүк инкас пәйда қилди.
Түркийәниң алдинқи қатардики 4 чоң гезитиниң бири болған вә әрдоған һөкүмитигә қарита майиллиқи билингән “йеңи шәпәқ” гезити бу һәқтә “шәрқи түркистандики мәсчит битчити” дегән темида хәвәр елан қилди.
Хәвәрдә даириләрниң уйғур дияридики 3500 дәк чоң-кичик мәсчитни бихәтәрликни баһанә қилип чеқиветкәнлики, бу һәрикәтниң йәрлик мусулманларниң қәлбидә сақаймас җараһәт пәйда қилғанлиқи әскәртилди.