Һәптилик хәвәрләр (23 - январдин 29 - январғичә)
Мухбиримиз җүмә
2010.01.29
2010.01.29
Хитайниң дөләтлик путбол командисиға бир уйғур яш талланди
Хитайниң дөләтлик путбол командисиға бир уйғур яшму талланған. Хитайниң "соху" универсал торида "чиңдав гезити"дин нәқил елип көрситишичә, бу нөвәтлик хитай дөләтлик путбол командисиниң мәшиқ тизимликигә җәмий 29 нәпәр путболчи киргүзүлгән.Буларниң ичигә хитай дөләтлик өсмүрләр командисидин мәмәтҗан исимлик бир уйғур яшни өз ичигә алған 4 нәпәр путболчи таллинип, хитай дөләт командисиға киргүзүлгән.
Мәлум болушичә, мәмәтҗан әсли қәшқәрдин болуп, у илгири шәндуң "лунең" командисида топ тәпкән. Хәвәрдә бу, "хитай дөләтлик путбол командиси тарихида тунҗи қетим бир уйғур йигитниң хитай дөләтлик путбол командисиға таллиниши" дәп көрситилгән.
Мәзкур команда бу йил 6 - февралдин 14 - февралғичә, японийиниң токйо шәһиридә елип берилидиған шәрқий асия ләвһә талишиш һәл қилғуч мусабиқисигә қатнишидикән.
Пакистанда өмәр мухтәр исимлик бир уйғур ғайиб болди
Пакистанда яшаватқан өмәр мухтәр исимлик бир уйғурниң бир йилдин бери из-дерики болмиған. У, 1990 - йилларда оқуш иши билән уйғур елидин пакистанға кәлгән. Оқуши пүткәндин кейин, афғанистанлиқ бир уйғур қизи билән өйлүк-очақлиқ болған вә аилиси билән бирликтә пакистанниң исламабад шәһиридә яшиған.Өткән йилниң оттурилирида өмәр мухтәр уштумтут ғайиб болған. Ханими өмәр мухтәр һәққидә һечқандақ учур алалмиғандин кейин, икки балиси билән бирликтә афғанистанға қайтишқа мәҗбур болған.
Өмәр мухтәрниң ханими өткән һәптә пакистанға йәнә бир қетим келип, ериниң из - дерикини сақчилардин сүрүштә қилған, әмма йәнила нәтиҗигә еришәлмигән.
Хитай йәнә 5 уйғурға өлүм җазаси, 8 уйғурға муддәтлик вә муддәтсиз қамақ җазалири бәрди
25 - январ үрүмчи оттура сот "5 - июл үрүмчи вәқәси"гә алақидарлиқи илгири сүрүлгән йәнә 13 нәпәр уйғур үстидин сот ечип, буларниң ичидики 4 нәпиригә өлүм җазаси, йәнә бир нәпиригә икки йил кечиктүрүлүп иҗра қилинидиған өлүм җазаси, қалған 8 нәпиригә муддәтлик вә муддәтсиз қамақ җазалири бәрди.Бу хитай һөкүмити 5 - июл үрүмчи вәқәсигә алақидар делолар үстидин ачқан әң йеңи соттур. Шинхуа ахбаратида сот һәққидә берилгән хәвәргә қариғанда, бу нөвәт һөкүм елан қилинған 13 җавабкарниң һәммиси уйғур.
Мәлуматларға қариғанда, хитай даирилири бу җәрянда әң аз дегәндиму 26 адәмгә өлүм җазаси бәргән. Йәнә нурғун уйғурни муддәтлик вә муддәтсиз қамақ җазалириға һөкүм қилған.
Д у қ әзалири италийиниң җәнубий тирол районида зиярәттә
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики һәйәт италийиниң җәнубий тирол районида рәсмий зиярәт паалийити елип барди вә зияритидин кейин шветсарийиниң пайтәхти берн шәһиригә кәлди.Италийиниң җәнубий тирол районида 3 милләт бар болуп, бу җай дунядики әң алий аптономийә һоқуқи берилгән районларниң биридур. Бу районни өткән йили далай ламаму зиярәт қилған иди.
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим вә д у қ баш катипи долқун әйса қатарлиқ кишиләрдин тәркиб тапқан һәйәт, италийидики зияритини аяғлаштурғандин кейин шветсарийиниң пайтәхти берн шәһиригә кәлди вә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.
Рабийә қадир ханимниң ейтишичә, улар шветсарийә гүәнтанамодики уйғурлардин икки нәпирини елишни ойлишиватқанлиқи үчүн, шветсарийә һөкүмитиниң бу қарарни чиқиришини илгирилитиштә җамаәтчиликниң диққәт - етибарини қозғаш нийитидә мәзкур паалийәтни уюштурған икән.
Хитай 'шинҗаң мәсилиси' тоғрисида йиғин чақирип, мәбләғ селиш вә бихәтәрликни күчәйтишни тәкитлиди
Хитай даирилириниң сәйшәнбә күни бейҗиңда ачқан уйғур мәсилисигә даир йиғин хитай компартийиси мәркизи комитет сиясий бюроси бу йил ичидә чақиридиған "шинҗаң мәсилиси" тоғрисидики йиғинниң тәйярлиқи икән.Мәзкур йиғинға хитай мәркизи комитетидики алақидар бөлүмләр вә дөләт ишлар кабинети қармиқидики мунасивәтлик комитет, министирлиқлар вә уйғур елидә нефит, тәбиий газ, кан байлиқлирини ечиш билән шуғуллинидиған чоң ширкәтләрниң мәсуллири қатнашқан.
"Шинҗаң мәсилиси" һәққидики хизмәт йиғининиң қачан ечилидиғанлиқиға даир күнтәртипкә аит конкрет мәсилиләр бизгә мәлум әмәс. Йиғинға риясәтчилик қилған җу йүнкаң йиғиндики сөзидә, йиғинниң бу йилниң ахирлириға қәдәр ечилидиғанлиқини илгири сүргән.
Бу йил уйғур районида йөткәп ишқа орунлаштуруш йәнә давам қилмақчи
25 - январ уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт әмгәк күчи вә иҗтимаий капаләт хизмити йиғини ачқан. Йиғинда уйғур йезилиридин бир милйон 200 миң ешинча әмгәк күчини сиртқа йөткәп ишқа орунлаштурулуш мәсилиси оттуриға қоюлған.Буниң ичидә 700 миң киши шәһәр, базарларға йөткәп ишқа орунлаштурулидикән. Әмма хәвәрдә бу кишиләрниң қайси шәһәр-базарларға йөткилидиғанлиқи һәққидә ениқ мәлумат берилмигән.
Хитай ташқи ишлар министириниң түркийә зияритидә уйғур мәсилиси оттуриға қоюлди
Хитай ташқи ишлар министири яң җйечи, 2010 - йили 1 - айниң 27 - күни әтигәндә түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давут оғлу билән истанбулдики чираған сарийида айрим учрашти вә ахбарат елан қилиш йиғини чақирди.Түркийә ташқи ишлар министири юқириқи учришишта уйғур мәсилисиниң оттуриға қоюлғанлиқини тилға алди.
Әхмәт давут оғлу сөзидә, уйғур аптоном райониниң хитай вә түркийә оттурисида иқтисадий вә мәдәнийәт саһәләрдә достлуқ көврүки болғанлиқини вә түркийиниң уйғур районида һәр түрлүк хизмәтләргә һәссә қошалайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлигәнликини илгири сүрди.
Яң җйечи, "асияниң мәркизидә достлуқ вә һәмкарлиқ алий дәриҗиликләр йиғини" ға қатнишиш үчүн истанбулға кәлгән иди.
Обама бу йиллиқ асасий хизмәт нишани америкидики ишсизлиқ мәсилисини һәл қилиш дәп көрсәтти
Америка президенти барак обама йиллиқ дөләт әһвали һәққидә бәргән доклатида, өткән йиллиқ хизмити вә 2010 - йиллиқ нишанлири үстидә тохталди. У сөзидә асаслиқи америкиниң иқтисади вә хәлқниң турмуш сәвийисини илгири сүрүш мәсилилирини алаһидә тәкитлиди.У, хизмәт пурсити яритип, америкида нөвәттә мәвҗут болуп туруватқан ишсизлиқ мәсилисини һәл қилишниң 2010 -йилдики әң муһим хизмәтләрниң бири икәнликини көрсәтти.
Америка президенти барак обама сөзидә йәнә саламәтлик суғуртиси ислаһатини елип бериш қарариниң қәтий икәнликини билдүрди. У америкиниң ташқи сиясити һәққидә тохталғанда, иранни агаһландурди, бу йил сентәбиргичә ирақтин әскәр чекиндүридиғанлиқи вә афғанистан бихәтәрлики мәсилиси қатарлиқлар үстидә тохталди.
Әлҗәзирә телевизийә истансиси осама бин ладинниң авази елинған бир ун алғу лентисини елан қилди
Хәлқара мәтбуатларниң хәвәр қилишичә, әлҗәзирә телевизийә истансиси осама бин ладинниң авази елинған бир ун алғу лентисини елан қилған. Буниңда ладин өткән йили негирийилик өмәр фарух абдумуталипниң роҗистива байрими мәзгилидә америка айропиланини партлитишқа урунғанлиқини мәдһийилигән.Америка авазиниң бу һәқтики хәвиридә көрситилишичә, осама бин ладин сөзидә америкини агаһландуруп, әгәр давамлиқ исраилийини қоллиса, униң техиму илгирилигән һалда һуҗумға учрайдиғанлиқи билдүгән.