Һәптилик хәвәрләр ( 17 - майдин 24 - майғичә)
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.05.23
2008.05.23
Гүәнтанамодики уйғурлар мәсилиси музакирә қилинди
20 - Май күни америка дөләт мәҗлиси ташқи мунасивәтләр шөбә комитетида гүәнтанамо түрмисидики мәһбуслар һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлгән болуп, башқа мәһбуслар қатарида 17 нәпәр уйғурниң мәсилисиму муһим тема қилинған.Гүәнатамодин қоюп берилгән, миллити түрк болған германийә пуқраси мурат қурназ, тели - камера арқилиқ йиғинға қатнишип, өзиниң гүәнтанамода тутуп турулуш җәрянидики сәргүзәштилири һәққидә мәлумат бәргән.
Америка ташқи ишлар шөбә комитетиниң рәиси бел делаһәнт әпәнди, йиғинниң ечилиш нутқини сөзлигәндә уйғур мәһбуслар мәсилисини тилға елип, "гүәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларни америкиға орунлаштуруш гүәнтанамодики уйғурлар мәсилисини һәл қилишниң бирдин - бир йоли " дәп көрсәткән.
Узундин буян гүәнтанамодики уйғурлар үчүн адвокатлиқ қиливатқан себин вәлит йиғинда қилған сөзидә, гүәнтанамодики уйғурлар мәсилиси вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити үстидә тохталди.
У мундақ дегән: "гүәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларниң бири болған һузәйфә пәрһат диний әркинлик тәләп қилған вә хитайниң пиланлиқ туғут сияситигә қарши чиққан. Хитайда, пәрһатқа охшаш ой - пикирдә болғанларни " мәниви террорчилар " дәп атайду. Һөкүмәт мәниви террорчилиқ категорийисигә киргән хаталиқларни ишлигән уйғурларни қаттиқ җазалайду. Бәзилирини өлүмгә һөкүм қилип, һөкүмни иҗра қилиду."
Адвокат себин вәлләт йәнә, гүәнтанамодики уйғурларниң һечқачан америкиға дүшмән позитсийидә болмиғанлиқи һәмдә америка дөләт мәҗлисиниңму бу уйғурларни дүшмән дәп бекитмигәнликини көрситиш билән биргә уларни америкиға орунлаштурушни тәләп қилған.
Һүсәйин җелилниң түрмидин язған мәктуби елан қилинди
22 - Май күни канаданиң даңлиқ гезити һесабланған "йәр шари вә хәт - чәкләр" гезити икки йилдин бәри хитай түрмисидә йетиватқан канада пуқраси һүсәйинҗан җелилниң анисиға язған бир парчә хетини елан қилған.Мәзкур хәт 10 - мартта йезилған болуп, һүсәйинҗан җелил хетидә анисиниң өзини беқип чоң қилғанлиқиға қаримай, мана әмди йәнә икки пәрзәнтини беқиватқанлиқи һәмдә өзиниң анисиниң һалидин хәвәр алалмиғанлиқидин әпу сориған.
Мәзкур гезитиниң көрситишичә, хитай изчил һалда һүсәйинҗан җелилниң аилә - тавабатлири билән көрүшүшни рәт қилип, кәлгән болуп, йеқинда канада ташқи ишлар министирлики хитайниң канададики баш әлчисини чақиртип, униңдин һүсәйинҗан җелилни аилиси билән көрүштүрүш һәққидә хитай һөкүмитигә ейтишини тәләп қилған.
Президент буш америка әскириниң қилмиши үчүн әпу сориди
Америка президенти җорҗ буш 20 - май күни ирақ баш министири нури малики билән телефонда сөзлишип, америка әскириниң қурани кәримгә оқ етип мәшиқ қилғанлиқидәк қилмиши үчүн әпу сориған һәмдә бу әскәрниң сотқа тартилидиғанлиқини билдүргән.Униңдин илгири йәнә америкиниң бағдадта турушлуқ һәрбий рәһбәрлириму ирақ баш министири, диний рәһбәрлири билән көрүшүп, әпу сориған иди.
Бир хитай зиялиси б д т ға очуқ хәт йезип хитай һөкүмити үстидин шикайәт қилди
Өзини хитай сүргүндики һөкүмитиниң вәкили дәп атиған бейҗиңда турушлуқ бир хитай зиялиси ваң җавҗүн, 22 - май күни б д т ға очуқ хәт йезип, хитай һөкүмити үстидин шикайәт қилди."Бошүн" торида елан қилинған мәзкур хәттики мәзмунға қариғанда, очуқ хәттә, б д т вә явропа иттипақиға хитап қилинған болуп, хитай хәлқ җумһурийитиниң хитайға хәлқиғә вәкиллик қилалмайдиғанлиқи, шуңа хитайниң б д т даимий әзалиқидин чиқирилиши керәклики оттуриға қоюлған.
Мәзкур хәттә йәнә хитай һөкүмитиниң олимпик тәшвиқати билән болуп, сичүәндики йәр тәврәштин алдини елиш чарилирини қолланмиғанлиқи, һөкүмәтниң мәзкур еғир вәқәниң келип чиқишида җавабкарлиқи барлиқи муһим сәвәбләр тәриқисидә көрситилгән.
Русийә президенти медведев хитайни зиярәт қилди
Өзиниң президентлиқ вәзиписини тапшурувалғандин кейинки, тунҗи сәпири сүпитидә қазақистанни зиярәт қилған русийә президенти димирий медведев 23 - май күни астана сәпирини ахирлаштуруп, бейҗиңға йетип кәлди һәмдә хитай дөләт рәиси ху җинтав билән көрүшүп, икки дөләт мунасивәтлири һәққидә кәң пикир алмаштурди.Дмитрий медведев русийә - хитай мунасивәтлириниң буниңдин кейин техиму тәрәққи қилидиғанлиқиға болған ишәнчисини изһар қилған, ху җинтав болса, икки дөләтниң истратегийилик һәмкарлиқ мунасивәтлирини раваҗландурушқа аит төт түрлүк тәклипни оттуриға қойған. Ахирида икки рәһбәр" русийә билән хитайниң муһим хәлқаралиқ ишлар һәққидики бирләшмә баянати" ни имзалиған.
Мәзкур баянатта, русийә билән хитайниң хәлқара мәсилиләр, бихәтәрлик, террорчилиққа қарши күрәш, қатарлиқ көп тәрәпләр бойичә икки мәмликәтниң ортақ мәйдани баян қилинған. Русийә федератсийисиниң 3 - президенти, 42 яшлиқ дмитрий медведевниң президентлиқ вәзиписигә тәйинләнгәндин кейинки тунҗи сәпирини ғәрб дөләтлиридин әмәс, бәлки алди билән қазақистан һәм хитайдин башлишиниң москваниң ташқи сияситиниң йеңи йүзлинишидин дерәк беридиғанлиқи тәһлил қилишмақта.
Далай лама олимпиккә қатнишиш арзусини ипадә қилди
Тибәт роһаний даһийси далай лама йеқиндин буян явропадики бәш дөләттә зиярәттә болған һәмдә лондонда зиярәттә болуш җәрянида, әгәр олимпик йиғиниға тәклип қилинса мәмнун болидиғанлиқини, лекин хитай билән болидиған сөһбәт тибәт вәзийитини яхшилашқа яриса андин қатнишидиғанлиқини билдүргән.Бирақ хитай тәрәп буниңға соғуқ инкас қайтурған. Далай лама һәтта сичүәндики йәр тәврәш апитигә учриған хәлқтин һал сориған һәмдә ианә топлашқа дәвәт қилған.
"Көз йешида нәмләнгән земин" намлиқ китаб түркчә нәшир қилинип тарқитилди
Австралийидә яшайдиған сөйүнгил чанишев ханимниң 50 - 60 - 70 - йилларда уйғур диярида бешидин кәчүргән һаят мусаписини әкис әттүрүп язған " көз йешида нәмләнгән земин" намлиқ әсири өткән йили түркийидики тәклимакан уйғур нәширияти вә униң башлиқи абдуҗелил туран әпәнди тәрипидин уйғур тилида нәшир қилинғандин кейин йеқинда түркчә нәшир қилинип тарқитилди.Мәзкур китабниң түркчисини истанбулдики шаирә нуралә гөктүрк ханим тәрҗимә қилған болуп, китаб түрк дуняси тәтқиқат мәркизи тәрипидин нәшир қилинип тарқитилған. Бу китабниң түркләрниң уйғурларниң өткән әсирниң иккинчи йеримида бешидин кәчүргән мусапилирини билишида пайдилиниш қиммити барлиқи билдүрүлмәктә.