Һәптилик хәвәрләр ( 25 - майдин 31 - майғичә)
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.05.30
2008.05.30
Түркийидә мәһмуд қәшқәри һәққидә илмий муһакимә йиғини ечилди
Түркийиниң әнқәрә шәһиридики һаҗитәппә университетида " мәһмуд қәшқәри вә униң яшиған дәври " мавзулуқ бир илмий муһакимә йиғини ечилди. Мәзкур йиғинға 15 дөләттин кәлгән 75 тин артуқ алим қатнашқан болуп, түркийә, русийә ,америка вә башқа оттура асия дөләтлиридин кәлгән алимлар өзлириниң муһим мақалилирини оқуп өтти.Бу йилни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң пән - маарип идариси мәһмуд қәшқәри йили қилип бекиткән болуп, мәһмуд қәшқиригә аит йиғин түркийә, түркмәнистан вә башқа дөләтләрдиму һәр хил шәкилдә ечилди.
Мәһмуд қәшқәри 11 - әсирдә өткән бүйүк енсиклопедик алим болуп, уни уйғурлар өзлириниң алими дәп пәхирләнсә, башқа түркий хәлқләрму охшашла өзлириниң алими дәп һөрмәт қилмақта һәмдә өз тарихлириға язмақта. Һаҗи тәппә университетида өткүзүлгән йиғинға бир қанчә нәпәр уйғур алимлириму иштирак қилип, өзлириниң илмий мақалилирини оқуп өткән.
Америка билән хитай арисида кишилик һоқуқ сөһбити өткүзүлди
Өткән һәптидә америка - хитай арисида кишилик һоқуқ сөһбити елип берилған болуп , америка сөһбәт өмикиниң башлиқи, ярдәмчи ташқи ишлар министири дәйвид крамер өткән сәйшәнбә күни хитай әмәлдарлириға кишилик һоқуқ хатирисини яхшилап, бейҗиң олимпик йиғининиң кәйпиятини көтүрүш тәклипи бәргән.Хитай билән америка арисидики кишилик һоқуқ сөһбити 2002 - йилидин бәри тохтап қалған болуп, бу йил әслигә кәлгән. Дайвид крәймер бу сөһбәткә баһа берип, " мәзкур сөһбәтниң әслигә келиши тоғра йөнилишкә қарап бесилған биринчи қәдәм дәп қараш керәк " дәп көрсәткән.
Америка билән хитай арисида өткүзүлгән бу қетимқи кишилик һоқуқ сөһбитидә қандақ мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқи һәққидә тәпсилий мәлумат йоқ. Әмма, ашкарилинишичә, ярдәмчи ташқи ишлар министири дәйвид крамер, хитай тәрәп билән өткүзгән сөһбитидә "тибәт тутқунлириниң сани, уларни қәйәрдә тутуп турулуватқанлиқи, уларни ақлашқа тәклип қилинған адвокатларға тәһдит селиш вәқәси" қатарлиқлар үстидә тохталғанлиқини билдүргән. У, сөһбәтниң "шинҗаң" дики миллий паалийәтчиләрни бастуруш мәсилисигә четилғанлиқини тәкитлигән болсиму, лекин буниң тәпсилий мәзмунини тилға алмиди.
Лекин, йәнә бәзи мәлуматларда дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадирниң пәрзәнтлири мәсилиси, уйғур қизлириниң ичкиригә елип кетилиши һәмдә қәшқәрдә қолға елинған уйғур християн мурити алимҗанниң мәсилиси қатарлиқ көплигән әһвалларниң дәйвид креймәрниң сөһбәттә оттуриға қоюшиға сунулғанлиқи билдүрүлмәктә.
Диор ширкити тибәтни һимайә қилған артисниң елан сүритини елип ташлиди
Франсийиниң даңлиқ маркиси "кристиян диор" ниң хитайдики тармиқи пәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитайниң һәр қайси җайлиридики " диор " маркиси дуканлирида, америка һолливоодниң мәшһур артиси шарин стонниң елан сүрәтлирини елип ташлиғанлиқини җакарлиди.Шарин стон, йеқинда өткүзүлгән гана кино фестивалида, далай ламани тилға елип, униң билән йеқин дост икәнликини, будда динида ейтилғинидәк, башқиларға қилинған зиянкәшликниң яман ақивәтләрни елип келидиғанлиқини, шуңа бу қетим сичүәндә йүз бәргән йәр тәврәш апитиниң тәңриниң әвәткән җазаси икәнликини ейтқан иди. Шарин стонниң бу әйиблиши хитайларда биарамлиқ һәм наразилиқ пәйда қилған.
Бирақ, америка авазиниң хәвәр қилишичә, җүмә күни шарин стон мәзкур ширкәт арқилиқ өзиниң апәткә учриғанлардин әпу сорайдиғанлиқи һәмдә апәттин қутулдуруш ишлириға ярдәм қилишқа тәйяр икәнликини билдүргән. Америка һоллевуд чолпининиң бу сөзлиригә нисбәтән хитай ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси инкас қайтурди
Астана билән үрүмчи арисида пойиз қатниди
Астана билән үрүмчи арисида пойиз қатнайдиғанлиқи хәвәр қилинди. Русийиниң интерфакис агентлиқиниң 21 - май күни қазақистанниң пайтәхти астанадин хәвәр қилишичә, хитай билән бирлишип мәбләғ салған қазақистанниң бир ширкити 27 - майдин етибарән астана билән үрүмчи арисида йолучилар пойизи қатнайдиғанлиқини елан қилған икән.Илгиридин тартип алмута билән үрүмчи арисида пойиз қатнаватқан болуп, лекин қазақистанниң шималий вә ғәрбий қисими билән бундақ алақә болмиған иди.
Нөвәттә, хитай йәнә қәшқәр билән қирғизистанниң ош шәһирини вә өзбекистанниң әнҗан шәһирини туташтуридиған пойиз йоли ясаш пиланини түзгән болуп, бу қурулуш хитай, өзбекистан вә қирғизистан тәрәптин қоллашқа еришилгән .
Б д т ниң ираққа ярдәм бериш йиғини стокһолимда өткүзүлди
30 - Май күни б д т ға әза 100 гә йеқин дөләтниң вәкиллири стокһолимға җәм болуп, ирақ мәсилиси һәққидә йиғин чақирди. Йиғинниң мәқсити хәлқара җәмийәтниң ираққа иқтисадий вә башқа җәһәтләрдин ярдәм беришини илгири сүрүштин ибарәттур. Йиғин ахирида стокһолм хитабнамиси елан қилинған .Ирақ баш министири малики хәлқара җәмийәттин ирақниң 67 милярд долларлиқ ташқи қәрзини кәчүрүм қилишни тәләп қилған. Йиғин қатнашчилири бирдәк һалда ирақниң тинчлиқи, тәрәққияти вә қайта қурулуши үчүн ортақ һәссә қошидиғанлиқини билдүргән.
Русийә - хитай рәһбәрлири учрашти
Алдинқи һәптидә русийә президенти демитрий медведев хитайни зиярәт қилип, хитай рәиси ху җинтав билән бир қатар келишимләрни имзалиған һәмдә бирләшмә баянат елан қилған иди.Хитай вә русийә һөкүмәт тәрәп бу сәпәрниң икки дөләт үчүн зор әһмийәтлик вә пайдилиқ болғанлиқини муәййәнләштүргән болсиму, лекин икки дөләт арисидики нурғун ихтилапларниң техи һәл болмиғанлиқи көрситилмәктә.
Русийә вә хитайчә мәтбуатларда йезилишичә, улар арисидики асасий ихтилаплар, нефит - енергийә саһәси болуп, хитай русийә билән нефит турубиси ятқузуп, нефит тошуш һәм баһа мәсилисидә бирлик һасил қилалмиған.
Һәрбий қорал ярақ содиси җәһәттә, хитай русийә илғар айропиланлириниң нусхиси бойичә өзлири күрәшчи айропилан ясиғанлиқи русийиликләрниң наразилиқини қозғиған. Униңдин башқа йәнә йирақ шәрқтики рус пуқралири билән хитай көчмәнлири арисидики зиддийәтләр күчәйгән болуп, икки дөләт арисида йәнила көплигән зиддийәтлик мәсилиләр мәвҗут икән.