Һәптилик хәвәрләр (18 - сентәбирдин 24 - сентәбиргичә)

Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.09.24

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 15 ‏ - нөвәтлик йиғинида д у қ вәкили кәсий полиас ханим

Өткән һәптә ечилған б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 15 ‏ - нөвәтлик йиғиниға дуня уйғур қурултийиниң җәнвәдә турушлуқ вәкили кәсий полиас ханим "хитай һөкүмити уйғурларниң һәрқандақ шәкилдики йолуқ қаршилиқ һәрикәтлирини бастуруватиду; диний ибадәтлирини чәкләватиду; миллий кимликлирини аҗизлаштурушқа урунуватиду; қәшқәр қәдимий шәһириниң чеқилиши; уйғур миллий кимлики вә мәдәнийитигә қилинған ашкара бир һуҗумдур" дәп сөз қилған.

Бу сөзләрдин биарам болған йиғиндики хитай вәкилләр өмики дәрһал наразилиқ билдүрүп, кәсий ханимниң сөзлирини, йиғинниң әсли музакирә темиси билән мунасивәтсиз дәп көрситип, арқа - арқидин 3 қетим униң сөзини тохтитишқа урунған болсиму, нәтиҗә бәрмигән.
 
Йиғин риясәтчиси вә америка вә әнглийә вәкиллириму хитай вәкилләр өмикиниң йолсизлиқиға арқа - арқидин наразилиқ билдүргән вә кәсий ханимни сөзини давамлаштурушқа чақирған.

Кәсий ханим зияритимизни қобул қилип, "хитай тәрәп тәләплириниң йолсизлиқини билиду. Лекин улар уйғур мәсилисиниң б д т ға елип кирилишини халимайду. Шуниң үчүн улар мениң сөзлиримни аңлашқа тақәт қилалмиди," деди.

Хитай "сот системисидикиләрниң 2 - қетимлиқ шинҗаңға ярдәм бериш хизмәт йиғини" үрүмчидә ечилди

19 - Сентәбирдин 21 - сентәбиргичә хитай "сот системисидикиләрниң 2 - қетимлиқ шинҗаңға ярдәм бериш хизмәт йиғини" үрүмчидә ечилди.

Йиғинда хитай алий хәлқ сот мәһкимисиниң баш содийиси ваң шиңҗүнниң пүтүн мәмликәттики һәр дәриҗилик сот мәһкимилирини уйғур аптоном районидики сотларниң дело бир тәрәп қилишиға ярдәм беришкә буйруқ берип "мәмликәттики һәр дәриҗилик сот мәһкимилири шинҗаңниң миллий бөлгүнчиләргә, диний радикал вә террорчиларға қарита зәрбә беришигә һәм муқимлиқни ишқа ашурушиға ярдәмдә болуши керәк, шуниңдәк хәлқни бейитип чегрини қоғдашқа әдлийә җәһәттин капаләтлик қилишимиз керәк," дәп тәкитлигән.
 
Буниң алдида йәни өткән йили, "5 - июл вәқәси"дин кейинла, хитай компартийисиниң уйғур елигә қойған сабиқ секретари ваң лечүән, "5 - июл" тутқунлирини қаттиқ җазалаш һәққидә мәхсус телевизийә нутқи бәргән шундақла 5 - июлға даир делоларни бир тәрәп қилишқа уйғур елиниң һәр дәриҗилик сот мәһкимилиридин 100 дин артуқ содийини үрүмчигә йөткәп кәлгән иди.

Йеқинда уйғур аптоном райониниң әдлийә сепидә хизмәт қиливатқан исмини ашкарилашни халимиған бир адвокат радиомизға учур йәткүзүп, хитай даирилириниң барлиқ сот системисини һәрикәткә кәлтүрүп уйғур елидә сиясий җинайәткә четишлиқ делоларни болупму дәлилләп 5 - июлда қолға елинған уйғурларниң делолирини җиддий бир тәрәп қилишқа қатнишиватқанлиқини дәлиллиди.
 
Дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса әпәнди, "хитай һөкүмитиниң ‏уйғур елидики бөлгүнчиликкә даир делоларни бир тәрәп қилишта уйғур ели ичидики сот мәһкимилири вә иҗрачилиридин башқа пүтүн хитайдики сот мәһкимилирини һәрикәткә кәлтүргәнликиниң өзила, хитайниң 5 - июлда тутқун қилған уйғурларниң пәрәздинму көплүкини испатлайду" деди.

Рабийә қадир ханим америкиниң юта штатида бир қатар паалийәтләрни елип барди

Рабийә қадир ханим, 20 ‏ - сентәбирдин 23 - сентәбиргичә, америкиниң юта штатида бир қатар паалийәтләрни елип барди. Рабийә қадир ханим юта университетини өз ичигә алған бир қанчә мәшһур университетларда уйғурларниң тарихи вә һазирқи сиясий вәзийити тоғрисида нутуқ сөзләп, оқутқучи вә оқуғучиларниң юқири баһасиға еришкән.

22 ‏ - Сентәбир күни, рабийә ханим йәнә ютаниң мәркизи софитлак шәһиригә йетип берип, юта университети оттура шәрқ вә асия институтиниң тәклипигә бинаән, уйғурларниң вәзийити һәққидә доклат бәргән.

Юта университетида йәнә, рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән "муһәббәтниң 10 шәрти" намлиқ һөҗҗәтлик филим қоюлған. Филим ахирлашқандин кейин рабийә қадир ханим юта университетиға тәвә асия вә оттура шәрқ институтиниң президент, доктор вә профессорлири билән учрушуп уйғурлар мәсилиси үстидә муһим сөһбәтләрни елип барған.

Рабийә қадир ханимниң юта штатидики паалийәтлири, ютадики нопузлуқ гезит - журнал радио вә телевизийиләрдә берилгән. Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим - 23 сентәбир америка юта штатидики үч күнлүк зиярәт паалийәтлирини нәтиҗилик аяғлаштуруп вашингтонға қайтип кәлди.

Хитай "4 ни ениқлашни йәниму күчәйтип, районниң узун муддәтлик әминликигә капаләтлик қилиш"ни тәкитлигән

"Тәңритағ" ториниң 20 - сентәбирдики хәвиридә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң тәшкилат бөлүм башлиқи хән йоңниң кадирлардин бу һәрикәт җәрянида "асаси қатламға сиңип кирип, 4 ни ениқлашни йәниму күчәйтип, районниң узун муддәтлик әминликигә капаләтлик қилиш"ни тәләп қилғанлиқи билдүрүлди.

Истансимиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң орунлаштуруши билән 2010 - йили 6 - айниң ахиридин башлап, уйғур районидики кадирлардин сәйярә тәкшүрүш әтрити тәшкиллинип, пүткүл уйғур аптоном райони даирисидә "төтни билиш, төтни ениқлаш, төтни игиләш хизмити" елип бармақта икән. Уйғур аптоном районида давамлишиватқан "төтни ениқлаш, төтни игиләш" хизмити уйғурларға қаритилған.
 
Инкаслардин бу қетимқи тәкшүрүштә, илгири сиясий хаталиқлар билән җазаланғанлар, түрмидә йетип чиққанлар, бултур үрүмчидә йүз бәргән "5 - июл үрүмчи вәқәси" гә охшаш вәқәләргә қатнашқанлар һәм яқа юртларда уруқ - туғқан балилири барларниң нуқтилиқ тәкшүрүш обйекти қилинип, тәкшүрүш җәрянида һәр бир аилиниң әһвалидин язма хатирә қалдурулмақта.

Хитай - японийә арисидики сенкаку араллири мәсилисиниң җиддийлик дәриҗиси йәниму юқири көтүрүлди

Хитай билән японийә оттурисидики сенкаку араллириға болған игидарчилиқ һоқуқи мәсилисидин пәйда болған җиддийликниң дәриҗиси, бу һәптә йәниму юқири көтүрүлди.
 
Хитай - японийә оттурисидики җиддийликниң шәрқий деңиздила әмәс, б д т чоң йиғинидиму ипадисини тапти. Хитай баш министири вен җябав сәйшәнбә күни ню - йоркқа йетип берипла 'әгәр токйо хитайниң кемә башлиқини дәрһал қоюп бәрмисә, талаш - тартиштики араллар үстидә давамлишиватқан елишишниң дәриҗиси өрләйду' дәп японийигә тәһдит салди.

Хитай ташқи ишлар баянатчиси җяң йү чаршәнбә күни, америкини шәрқи деңиз мәсилисидин нери турушқа чақирди.Хитай баянатчи бүгүнки сөзидә, шәрқи деңиз мәсилисини пәқәт талаш - тартиштики араллар билән тутишидиғанла дөләтләрниңла сөзлишиши керәкликини әскәрткән.

Японийә тәрәп җүмә күни хитайниң белиқчилар кемиси капитанини қоюп беридиғанлиқини елан қилди. Лекин хитай шеняңшида төт нәпәр японийилик саяһәтчини чәкләнгән һәрбий районни сүрәткә елиш билән әйибләп тутқун қилди.

Америка президенти обама пәйшәнбә күни японийә баш министири билән учришип бирликтә мухбирларға сөһбәт елан қилип " америка - японийә иттипақдашлиқи дуня тинчлиқи вә бихәтәрликиниң ул теши "дәп баянат бәрди. Бу ахбаратларда хитайға берилгән җиддий сигнал дәп мулаһизә қилинмақта.

Америка президенти обама җүмә күни, шәрқи җәнуби асия дөләтлири билән йиғин өткүзди вә бирләшмә баянат елан қилмақчи.

Түркийидики 7 - нөвәтлик хәлқаралиқ анатолийә мәдәнийәт вә сәнәт фестивалида уйғурлар

9 - Айниң 17 - күнидин 26 - күнигичә өткүзүлидиған 7 - нөвәтлик хәлқаралиқ анатолийә мәдәнийәт вә сәнәт фестивалида уйғурларниң бай сәнитини тонуштурушиға пурсәт яритип берилгән.

Бу фестивалға түркийидин 23 җәмийәт вә вәхпә, оттура асия түркий җумһурийәтлири вә башқа түркий милләтләрдин вәкилләр қатнашмақта.

Алаһидә тәклипкә бинаән истанбулдин кәлгән уйғур нахша - усул өмики оюн қоюп болғандин кейин, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбисиниң башлиқи хәйрулла әфәндигил әпәнди сәһнидә сөз қилип уйғурларниң бай сәнитини тонуштурушиға шәрт - шараит яритип бәргәнликигә рәһмәт ейтти.

Оттура асия түркий җумһурийәтлири һәрқайси, түркий милләтләр вә түркийидин кәлгән миңлиған фестивал әһли қоллирида көк байрақ билән түркийиниң ай - юлтузлуқ қизил байриқини ләпилдәткән һалда уйғур нахша - усуллирини көрди.

Хитайниң уйғурларға қаратқан "диний йосунда кийинишни чәкләш" һәрикити йәнә күчәйтилгән

Бу һәптә куча, хотән, ғулҗа қатарлиқ җайлардин радиомизға кәлгән учурлардин, бу йил рамзан ейи вә хитайниң дөләт байрими мәзгилидә, хитайниң уйғурларға қаратқан "диний йосунда кийинишни чәкләш" һәрикитиниң йәнә күчәйтилгәнлики мәлум.

Бу йил рамзан мәзгилидә, куча наһийисиниң ханиқатам йезиси ( ханиқа атам йезиси дәпму атилиду, хитай һөкүмити бу җайниң исмини куча наһийиси 7 - район дәп өзгәрткән. - Аптордин) қатарлиқ җайларда, "диний йосунда кийинишни чәкләш" һәрикити йәнә бир қетим күчәйтилгән.

Инкаслардин куча сақчи даирилири вә йеза кадирлириниң һәр пәйшәнбә күни базарға киргән аялларниң йүзини мәҗбури ачқузуветидиғанлиқини, йүзини йөгигән аяллар, сақал қойған әрләргә 200йүәндин 1000 йүәнгичә җәриманә қоюлидиғанлиқи ашкариланди.

Хотәндин инкас қилғучи бу йил рамзан мәзгилидә йезилиқ һөкүмәтниң деһқанларниң роза тутушиға қарита назарәтни күчәйткәнликини вә рамзан мәзгилидә түнәккә охшаш йиғилишларни өткүзүшини чәклигәнликини илгири сүрди.

Или тәвәсидин игилишимизгә қариғандиму бу йил яз пәслидә һөкүмәт даирилири һәрқайси йезиларда мәхсус адәм бәлгиләп, "диний йосунда кийинишни чәкләш" һәрикити елип барған. Униң билдүрүшичә, һазир улар турушлуқ җайда узун көңләк кийип, йүзини йөгәп йүрүдиған аяллар асасән қалмиған. Сақал қоюп йүрүдиған әрләрму барғанчә азийишқа башлиған.

Хитай һөкүмитиниң уйғур қатарлиқ мусулманларниң диний етиқади вә миллий әнәнисигә қарита елип барған чәкләш сиясәтлири, хәлқара кишилик һоқуқ җәмийәтлири һәм ғәрб демократик әллириниң үзлүксиз әйиблишигә учрап кәлмәктә.

Хитайдики "2010‏ - йиллиқ инглиз тили нутуқ вә талант мусабиқиси"дә, уйғур маһир үмид һаҗи чемпийон болған

Хитай бойичә өткүзүлгән, мәмликәтлик 2010‏ - йиллиқ инглиз тили нутуқ вә талант мусабиқисидә, үрүмчидә мусабиқигә чүшкән уйғур маһири үмид һаҗи чемпийон болған.

Хитайниң CC TV сода елип берилған бу қәдәм басқучлуқ юқири өлчәмлик мусабиқидә, үрүмчидики малийә - иқтисад университетиниң компютер кәспини пүттүргәндин кейин, ғулам тил мәркизидә оқутқучилиқ қилғач чәтәлләргә оқушқа бериш үчүн имтиһанға тәйярлиқ көрүватқан үмид һаҗи юқири маһарити вә йеңилмәс роһи билән риқабәтчилирини йеңип биринчи болуп талланған.

Үмид һаҗи һәр бир маһарәт көрситиш пурсәтлиридә өзини әмәс бәлки уйғур мәдәнийити тонуштурған.
 
Һәл қилғуч мусабиқидә қолидики равабни сетип, рак кесилигә гириптар болған савақдишиға ианә топлашни мәқсәт қилип нутуқ сөзлигәндә, баһалиғучи һәм тамашибинлар униң нуқсансиз инглизчә тил қабилийитигә қайил болупла қалмай, униң йүксәк инсанпәрвәрлики һәм җүритидин тәсирләнгән.

Бу, уйғурларниң хитай бойичә өткүзүлгән инглиз тилидин маһарәт көрситиш мусабиқисидә тунҗи қетим утуп чиқиши әмәс. Өткән йилдики охшаш мусабиқидиму бир уйғур яш таҗи тақиған иди.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.