Һәптилик хәвәрләр (23 - өктәбирдин 29 - өктәбиргичә)

Мухбиримиз җүмә
2010.10.29

Түркийә ташқи ишлар министири қәшқәрни зиярәт қилди

Түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давудоғлу пәйшәнбә күни қәшқәрдә зиярәттә болди. У қәшқәрдики зиярити давамида түркийиниң уйғурларға көңүл бөлидиғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: "түркийә бир қолида уйғурларниң һәқ ‏- һоқуқлирини қоғдайду, йәнә бир қолида хитай билән болған мунасивәтлирини давам қилиду. Биз хитай билән яхши мунасивәт орнитиш билән бирликтә уйғур қериндашлиримизғиму ярдәм қолимизни сунимиз."

Мәлум болушичә, түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давудоғлу һәмраһлири билән биллә қәшқәрдики мәхмут қәшқири вә йүсүп хас һаҗип мәқбәрисини зиярәт қилған. Анатолийә хәвәр агентлиқи бу һәқтики учурида әхмәт давудоғлуниң бу зиярәттин интайин һаяҗанланғанлиқини вә "биз һазир әҗдадлиримизниң маканлирини зиярәт қилмақтимиз" дегәнликини хәвәр қилди.

Әхмәт давудоғлу уйғур диярини зиярәт қилған тунҗи түрк ташқи ишлар министири болуп, у, бу зияритиниң символлуқ әһмийәткә игә икәнликини ейтқан.

Норвегийидики уйғурлар б д т күнини хатирилиди

24 - Өктәбир бирләшкән дөләтләр тәшкилати қурулған күн. Бу күн дуняниң һәрқайси җайлирида һәр хил шәкилдә тәбриклиниду. Норвегийидики уйғурларму 24 - өктәбир б д т күнини хатирилиди.

Норвегийидики б д т күнини хатириләш паалийитини гҗөвик коммуна вә қизил крест җәмийити бирликтә уюштурған.

Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси пәрһат яқуп әпәндиниң баян қилишичә, бу йиллиқ хатириләш паалийитигә норвегийә уйғур комитетиниң орунлаштуруши билән гҗөвик вә осло шәһири қатарлиқ җайлардин кәлгән уйғур қериндашларму қатнашқан.

Паалийәткә йәнә, уйғурлардин башқа африқа, бирма вә афғанистандин кәлгән кишиләрму қатнашқан болуп езиливатқан милләтләрни тонуштуруш паалийәтниң асаслиқ мәзмуни қилинған.

Бу қетимқи б д т күнини хатириләш паалийитигә уйғур вә башқа милләтләрдин болуп, икки йүзгә йеқин адәм қатнашқан. Паалийәт достлуқ, инақлиқ вә уйғурларға яңритилған алқишлар ичидә ғәлибилик тамамланди.

Қәшқәр тәвәсидә "5 - июл вәқәси"гә четишлиқ һәр қандақ адәмниң сиртқа чиқиши чәкләнди

Қәшқәр тәвәсидә 2009 - йилидики "5 - июл вәқәсигә четишлиқи бар" дәп қаралған һәр қандақ адәмниң сиртқа чиқиши чәкләнгән. Хоңкоңда чиқидиған "сумруғ" қанилиниң тор бетидә берилгән хәвәрдә көрситишичә, бу хилдики сиясәт қәшқәр шәһири қоған йезисида кәскин йолға қоюлған.

Хәвәрдә нәқил қилишичә, мәзкур йеза җанбаз кәнти аманлиқ сақлаш тармақ әтритиниң башлиқи ву җиге мундақ дегән: " өткән йили қалаймиқанчилиқ териғанларниң йезидин чиқишиға йол қоюлмайла қалмай, уларниң сиртқа чиқип, иш қилишиға әсла рухсәт қилинмайду."
 
Ву җигениң билдүрүшичә, "5 - июл вәқәси" дин кейин, мәзкур йезида үч дәриҗилик мудапиә әтрити қурулған. Улар адәттә мәһәллигә сирттин кәлгән адәмләрни сүрүштүрүш вә тизимға елиш қатарлиқ вәзипиләрни өтигәндин башқа, "5 - июл вәқәси" дин кейин үрүмчидин юртиға қайтурулған адәмләрниң күндилик паалийәтлирини из қоғлап көзитип туридикән.

Хитай һөкүмити "5 - июл вәқәси" вә униңдин кейин, бундақ сиясәтләрниң йолға қоюлғанлиқини рәт қилип келиватқан иди.

Һөкүмәт даирилири маралбеши деһқанлириниң тәлипиниң орунлуқ икәнликини етирап қилди

Өткән һәптә маралбеши наһийисиниң сериқбуя базиридики 50 дин артуқ деһқан, қәшқәр вилайәтлик валий мәһкимисигә берип коллектип наразилиқ билдүргән. Улар наразилиқини валий мәһкимисиниң қорусиға топлишип, җим олтурувелиш шәклидә елип барған болуп, бу наразилиқ даириләрниң вә шәһәр хәлқиниң күчлүк диққитини тартқан иди.

Маралбеши наһийиси вә сериқбуя базиридики алақидар даириләрдин игилишимизчә, даириләр деһқанларниң тәлипини орунлуқ дәп қарайдиғанлиқи, мәсилини бир тәрәп қилиш үчүн бу һәқтә тәкшүрүш елип бериватқанлиқини билдүрди.

 Игилишимизчә, сериқбуя базарлиқ партком вә һөкүмити мәсилини һәл қилиштин өзини қачуруватқан болуп, улар әгәр бу деһқанларниң тәләплирини орундиса, у чағда башқа җайлардики деһқанларниңму һәқ тәләп қилип, оттуриға чүшидиғанлиқи, буниң билән мәсилиниң чоңийип кетишидин әндишә қилидикән.

Игиләшлиримиздин қариғанда, наһийилик һөкүмәтму, наразилиқ һәрикәтлириниң кеңийип кетишидин әндишә қилмақта.

Хитай сақчи даирилири үрүмчидә пуқрачә кийингән сақчилар қошуни қурған

Хитай сақчи даирилири үрүмчидә пуқрачә кийингән сақчилар қошуни қуруп, бу йил 18 - өктәбирдин башлап кочида чарлашқа орунлаштурған. Бу хитай һөкүмитиниң "5 - июл вәқәси" дин кейин алған әң йеңи бихәтәрлик тәдбирлириниң бири дәп қаралмақта.

Үрүмчидики мунасивәтлик сақчи даирилиридин игилигән учурлиримизға қариғанда, пуқрачә кийингән сақчиларға йәнә уйғур җамаити арисидики сиясәткә қарши сөз - чөчәк вә иш - һәрикәтләр үстидин пайлақчилиқ қилиш вәзиписиму берилгән.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң қаришичә, пуқрачә кийингән сақчи қошунлириниң кеңәйтилиши, уйғур елидә қанунсиз адәм тутуш қилмишлирини йәниму еғирлаштуруветидикән.

Үрүмчи шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идариси людаван сақчи әтритиниң сабиқ алаһидә сақчиси, һазир шветсарийидин панаһлиқ тилигән ниҗат абдуреһим, пуқрачә кейингә сақчи қошунидики уйғурларни виҗданий азаб тартқандин көрә, хизмитидин дәрһал истепа беришкә дәвәт қилди.

'Йеңисарда деһқан болмақ тәс' шеириниң апториға кәлгән җазалар

Йеңисар наһийисидики әрздар һеким сейит, әслидә бир хәлқ қошақчиси вә сазәндә. У өткән йили һөкүмәт орунлириға әрзнамә йезиш билән бирликтә, "йеңисарда деһқан болмақ тәс" намлиқ шеирни йезип, җәмийәткә тарқатқан болуп, у шеирида хитайниң деһқанларға қаратқан сиясәтләрни тәнқид қилған иди.
 
Һеким сейит, язған бу шеири сәвәбидинму йәнә бир қатар җазаларға тартилған. Йеңисар даирилири униң той - төкүнләрдә  саз челишини чәклигән. Буниң билән һеким сейит өзиниң асаслиқ иқтисадий кирим мәнбәсидин айрилип қалған.

Йеңисар наһийилик һөкүмәт һеким сийитни тойға чақирмаслиқ һәққидә аммини агаһландурған. Бу йил ичидә хитай сақчилири уни бир нәччә қетим той сорунлиридин елип кәткән.
 
Мәлум болушичә, һеким сейит нөвәттә йеңисарниң қишлақлиридики қирғиз чарвичиларниң тойлирида саз челип, тирикчиликини давамлаштурмақта.

Дуня уйғур яшлириниң қериндашлиқ учришиши германийидә өткүзүлди

"Дуня уйғур яшлириниң хәлқаралиқ достлуқ, һәмкарлиқ вә қериндашлиқ учришиши"2010 - йили 10 - айниң 22 - күни германийиниң мюнхен шәһиридә дағдуғилиқ өткүзүлди. Учришишни дуня уйғур қурултийи яшлар комитети тәшкиллигән болуп, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати вә германийә уйғур аяллири комитети тәшкилләш хизмитигә йеқиндин һәмкарлашқан.

Бу қетимқи паалийәткә америка хәлқара демократийини илгири сүрүш фондидин луиса ханим, д у қ муавин рәиси әсқәрҗан, д у қ баш катипи долқун әйса, д у қ ниң явропа парламентиға аит ишлириға мәсул хадими мәмәт тохти вә германийидики көплигән җамаәт қатнашти.
 
Бу паалийәтни тәшкиллигән д у қ яшлар комитетиниң рәиси ғәюр әпәндиниң билдүрүшичә, бу қетимқи учришишқа 9 дөләттин кәлгән 40 қа йеқин яшлар вәкили келип қатнашқан. У бу йиғинниң дуня уйғур яшлириниң кәлгүсидә шәрқий түркистан дәвасини қолға елишиға ул салидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.