Сақчи хадими: “йеши 60 тин һалқиғанларниңла һейт намизи оқушиға рухсәт берилди”
2023.04.25
Уйғур елида бу йил һейт намизи бәзи җайлар чәкләнгән, бәзи җайларда аз сандики мәсчитләр ечилип, йеши 60 тин һалқиған, аз бир қисим җамаәт биләнла оқулған. Даириләр һейт намизиниң өйләрдә хупянә оқулуп қелишини тосуш үчүн, коча вә өй тәкшүрүш елип барған.
2017-Йилдики чоң тутқундин кейин, миллий өрп-адәт вә диний йосунлар қаттиқ чәклиниш вә “җинайәт” сүпитидә җазаға тартилиш билән бирликтә йәнә чәклимә юмшитилидиған, һәтта чәкләнгән һәрикәтләр риғбәтәндүрдиған әһвалларму көрүлгән. Шуңа роза тутуш вә намаз оқуш қатарлиқ ибадәтләрни тоғра яки хата дәп қараш мәсилисидә аһалиләрдила әмәс, вәзипә иҗра қиливатқан һөкүмәт хадимлиридиму ениқсизлиқ вә гаңгираш пәйда болған. Биз бу йиллиқ роза һейтниң қандақ башланғанлиқи, болупму һейт намизиға рухсәт қилинған-қилинимиғанлиқи һәққидә мәлумат елиш үчүн, уйғур елиниң һәрқайси җайлирдики алақидар орунларға телефон қилдуқ.
Ғулҗа наһийәсиниң дөңмазар, нилқа наһийәсиниң оластай сақчиханилири бу йил роза һейт намизиниң оқулған яки оқулмиғанлиқи һәққдики соалимизға җаваб берәлмиди. Өзини ашкарилашни халимиған аһалиләрдин бири, нөвәттә нилқа вә күнәсләрдә мәсчитләр асасән чеқилип болғанлиқи, һейт намизиға рухсәт берилгән тәқдирдиму, намаз оқушқа орун йоқлуқини илгири сүрди. Тоққузтара наһийәсиниң ақтөпә сақчихансиму һейт намизи тоғрилиқ еғиз ачалмиди.
Маралбеши наһийәсидики бир аилиликләр қоросидин телефонимизни қобул қилған бир ханим, бу йил маралбеши наһийә базирида һейт намизиниң оқулмиғанлиқи қолум-қошна вә уруқ-туғқанлар ара һейт пәтисиниңму болмиғанлиқини баян қилди.
Қәшқәр пәйзиваттики аһалиләрдин бириму бу йиллиқ роза һейтта өйидә саңза селинмиғанлиқи, һейт пәтиси үчүн башқиларни зиярәт қилмиғанлиқини ейтти. Әмма у һейт өткүзүшниң чәкләнгәнлики һәққидә бирәр уқтурушниң бар-йоқлуқи һәққидә җавап берәлмиди.
Ақсуниң яркөврүк йезисидики бир сақчи хадиминиң дейишичә, бу йезидики бир мәсчит роза һейт намизи үчүн ечилған болсиму, әмма мәзкур мәсчит сақчилар тәрипидин қаттиқ назарәт қилинған.
Бай наһийәси булуң йезилиқ сақчиханисиниң бир хадиминиң ашкарилишичә, бу йезидиму бир мәсчит һейт намизи үчүн ечилған. Әмма йеши 60 тин һалқиғанларниңла һейт намизи оқушиға рухсәт қилинған. Бу хадимниң йәнә дейишичә, йеши 60 тин төвәнләрниң һейт намизи оқумаслиқи ашкара уқтуруш қилинған; йеши 60 тин һалқиғанларниң болса һейт-намизи оқуш яки оқумаслиқ әркинлики барлиқи билдүрүлгән.
Мәлум болушичә, уйғур дияридики чоң тутқундин кейин қаттиқ чөчүп кәткән аһалиләр, һейт намизини оқушни әмәс, бәлки оқумаслиқ “әркинлики” ни таллиған. Нәтиҗидә бай наһийәсиниң 10 миң нопуслуқ булуң йезисида пәқәт 12 кишила һейт намизиға қатнашқан. Бу 12 кишиму һейт намизини 3 нәпәр рәсмий сақчи вә бирқанчә нәпәр ярдәмчи сақчиниң назарити астида оқуған; сақчилар һейт намзиға қатнашқанларниң кимликлирини хатириливалған.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, юқурида уйғур елида бу йиллиқ һейт намизиниң бәзи җайларда чәкләнгәнлики, бәзи җайларда болса йеши 60 тин һалқиған аз сандики җамаәт билән оқулғанлиқи һәққидә аңлитиш бәрдуқ.