“базфид” тори: “хитай даирилири уйғур районида бирла вақитта 1 милйон адәмни солап қоялайду”

Мухбиримиз нуриман
2021.07.21
“базфид” тори:  “хитай даирилири уйғур районида бирла вақитта 1 милйон адәмни солап қоялайду” Уйғур елидики йиғивилиш лагир вә түрмилири | сөрәт топлими
Social Media/ RFA

21-Июл күни “базфид” (Buzzfeed) тори “хитай даирилири уйғур районида бирла вақитта 1 милйон адәмни солап қоялайду” сәрләвһилик йеңи бир доклат елан қилди. Бу доклат “базфид” ториниң лагерлар һәққидики тәкшүрүшиниң 5- бөлүми һесаблиниду.

Доклатқа асасланғанда, уйғур районида қурулған лагер, түрмә вә башқа тутуп туруш орунлириниң көлими 2016-йили рәсмий байқалғандин буян изчил кеңәйтилгән. Бүгүнки күндә бирла вақитта 1 милйон кишини солап қоялайдиған дәриҗигә йәткүзгән.

Бу мәлуматлар уйғур районидики һәр 25 киши ичидә бирла вақитта 1 дин артуқ адәмни тутуп қелиш яки қамап қоюшқа йетәрлик бошлуқ бар икәнликини билдүридикән. Бу сан, тутуп турулуватқан җинайәтчиләрниң сани әң көп һесаблинидиған американиң түрмә сиғимчанлиқидин йәттә һәссә юқири икән.

Хитай тәрәп бу һәқтә ню-йорктики баш консулханисиға әвәтилгән соалларға һечқандақ җаваб бәрмигән.
Хитай ишлири анализчиси гордон чаң әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип мундақ деди:“бу доклат хитайниң бастуруш көлиминиң көпинчимизниң ойлиғинимиздинму кәңри икәнликиниң испати. Буниңдин қариғанда америка вә униң хәлқарадики башқа иттипақдашлириниң хитайға йүргүзгән җаза тәдбирлири бәк үнүмлүк болмиғандәк туриду. Шуңа мениңчә, америка техиму күчлүкрәк тәдбир қоллиниши керәк. Мәсилән хитайға мәбләғ селишни, хитай ширкәтлири билән сода қилишни, техникилиқ һәмкарлиқни тохтитиши керәк. Америка чоқум өз пуқралирини қоғдиши керәк. Бу қоғдаш хитай шинҗаң дәп атайдиған йәр билән алақиси болған барлиқ иқтисади алақини үзүшни өз ичигә алиду”.
Доклатта көрситилишичә, хитай даирилири 2016-йилидин башлап мәктәп вә башқа аммиви имарәтләрни вақитлиқ тутуп туруш мәркизигә айландурған. Андин у орунларни наһайити тезла түрмә вә лагерлар системисиға өзгәрткән болуп, лагерлар американиң аляска штати чоңлуқидики бу районниң һәммә булуң- пучқақлирини қаплиған.

Тәһлилдә байқилишичә, қәшқәр, хотән вә қизилсу қатарлиқ уйғурлар нопуси көп болған районларда тутуп туруш орунлири техиму көп икән. Америка ташқи ишлар министирлиқи хитайниң уйғур районида “милйон” мусулманни тутуп қелиши мумкинликини ейтқан вә 2018-йилдин башлап қолға елинғанларниң саниниң давамлиқ ешип бериватқанлиқи мәлум болғаниди. Мәзкур доклатта йәнә йеңи тутуп туруш орунлириниң давамлиқ қурулуватқанлиқии оттуриға қоюлған.
Сүний һәмраһ сүрәтлиридики лагер вә түрмә қурулушиниң орунлириға қариғанда, қәшқәр, хотән, ақсу қатарлиқ уйғур районниң җәнубидики районларда лагерлар пүткүл районниң булуң-пучқақлириғичә кеңәйгән.

Гордон чаң әпәнди бейҗиң тәрәпниң уйғур райониға қаратқан бастурушини тохтатмиғучә хәлқараниң һәр хил усулларда хитайға бисим қилишни тохтатмаслиқи керәкликини тәкитлиди. У, мундақ деди:“америка хәлқара олимпик комитетиниң бейҗиңда өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпик мусабиқисини <ирқи қирғинчилиқ> вә <инсанийәткә қарши җинайәт> билән булғанмиған башқа шәһәрләргә йөткишини тәләп қилиши керәк. Униңдин башқа йәнә америка хәлқара олимпик комитетиниң хитайниң тәнһәрикәтчилириниң барлиқ олимпик мусабиқилиригә қатнишишини чәклиши керәк. Хәлқара олимпик комитети 1963-йили җәнуби африқиға мушу усулни қолланған”.

У йәнә мундақ деди: “бу лагерларни дәрһал тақитишимиз керәк. Хитай тәрәп бу тәләпни орундимиғучә хитай билән һечқандақ мунасивәт қилмаслиқ керәк”.

Лагерлар һәққидики бу йүрүшлүк доклатни мега раҗакопалан вә әлисон келлиң қатарлиқ журналистлар бирликтә язған болуп, мега раҗагопалан америкадики “базфид” ториниң даңлиқ мухбири. У илгири “базфид” ториниң хитайда турушлуқ ишханисиниң мәсули болуп, хитайда турған 6 йил җәрянида хитайниң уйғурларни кәң көләмлик бастуруши вә уларни йиғивелиш лагерлириға қамап җазалаватқанлиқи һәққидә нурғун мақалә, хәвәрләрни язған. У бу җәрянда йәнә чәтәл ахбарат васитилириниң зияритини қобул қилип, райондики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини ашкарилиған. Шуниңдин кейин хитай һөкүмити униң виза илтимасини рәт қилғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.