Канада пуқраси һүсәйин җелилниң хитай түрмисидә йетиватқиниға 18 йил болди
2024.04.02

Он сәккиз йил илгири, йәни 2006-йили мартта канада пуқраси һүсәйин җелил аяли камилә телендибайева вә балилири билән өзбекистанға туғқан йоқлашқа барған. Шу йили 27-март өзбекистан сақчилири уни қолға алған. Әйни вақитта канада әмәлдарлири һүсәйин җелилни өзбекистанда тутуп турулуватқан орнида зиярәт қилған вә униң қоюп берилишини тәләп қилған. Әмма 2006-йили 6-айда, һүсәйин җелил хитайға өткүзүп берилгән.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң һүсәйин җелил һәққидики мәлуматлириға қариғанда, һүсәйин җелил 2007-йили 4-айниң 19-күни үрүмчи оттура хәлқ сот мәһкимиси тәрипидин “террорлуқ паалийитигә қатнашқан” вә “дөләтни парчилаш суйиқәсти бар” дегәндәк җинайәтләр билән әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған. 2016-Йили 2-айниң 1-күни, униң саламәтлики начарлашқанлиқи сәвәбидин сот униң җазасини 19 йилдин 20 йилғичә болған муддәтлик қамақ җазасиға өзгәрткән.
20 Йилға йеқин вақиттин буян уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, дуня уйғур қурултийи қатарлиқ хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә һәтта америка дөләт мәҗлисиму бу делоға наһайити көңүл бөлгән. Лекин хитай һүсәйин җелилниң канада пуқраси икәнликини изчил рәт қилип келиватқан болуп, һүсәйин җелил та бүгүнгичә хитайниң түрмисидә ятмақта.
2021-Йили хитайда җасуслуқ җинайити билән тутуп турулуватқан канада пуқралиридин майкол ковриг вә майкол спавор канадаға өткүзүп берилгән. Әмма пакитсиз әйибләш билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған һүсәйин җелил һәққидә һечқандақ ениқлима берилмигән.
Канада “уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши” ниң иҗраийә директори мәмәт тохти әпәндиниң радийомизға билдүрүшичә, улар һүсәйин җелилниң әһвалини канада ташқи ишлар министирлиқиға әскәртип турған. Канада ташқи ишлар министирлиқиниң уларға билдүрүшичә, хитай тәрәп канада һөкүмитигә һүсәйин җелилниң әһвалидин мәлумат беришни рәт қилип кәлмәктикән.
Биз бу һәқтә техиму тәпсилийрәк мәлумат елиш үчүн канада ташқи ишлар министирлиқи вә хитайниң канададики баш әлчиханиси билән алақилишишкә тириштуқ. Әмма улар елхәтлиримизгә җаваб қайтурмиди.
Һүсәйин җелилниң аяли камилә ханимдин әһвал игиләш үчүн алақә қилғинимизда, биз билән сөзлишишни рәт қилди. Бу аилиниң әһвалиға изчил йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан мәмәт тохти әпәндиниң ейтишичә, 18 йиллиқ үмидсизлик камилә ханимни чарчатқан.
Мәмәт тохти әпәнди зияритимиз давамида канада һөкүмитиниң 18 йилдин буян һүсәйин җелилниң қоюп берилиш үчүн изчил тиришчанлиқ көрситип келиватқанлиқини тәкитлиди.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқат директори һенрий шаҗивиски (Henryk Szadziewski) йеқинда һүсәйин җелилниң делосиниң һазирқи әһвали вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң униң қоюп берилиши үчүн қилған паалийәтлириниң йитәрсиз болушидики сәвәбләрни хуласиләп бир мақалә язған. У мақалисидә, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң һүсәйин җелил һәққидә елип барған сиясий паалийәтлириниң әмәлийәттә уйғурлар дуч кәлгән вәһшийликниң 20 йиллиқ испати икәнликини, буниң чоңқур ойлинишқа тегишлик бир мәсилә икәнликини оттуриға қойған.
У бу һәқтә радийомизға сөз қилип мундақ деди: “кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай билән мунасивәттә қилишқа тегишлик ишларниң һәммисини дегүдәк қилди. Башқа дөләтләрниң хитайға бесим чүшүрүши үчүнму керәклик болған барлиқ учурлар билән тәминлиди. Йеқинқи йиллардин буян һүсәйин җелилниң делоси түрмә-лагерларға соланған милйонлиған уйғурниң делосиға охшаш ғайиб болди. Қариғанда хитай ташқи дуняниң бесимға писәнт қилмайдиғандәк туриду”.
У һүсәйин җелилниң қоюп берилиши үчүн, қандақла болмисун һәрикәт қилишни тохтатмаслиқ керәкликини тәкитләп мундақ деди: “хитайға хәлқарадин ортақ бир бесим чүшүрүлүши керәк. Канада техиму күчлүк бесим қелиши керәк, чүнки һүсәйин җелил 2001-йили канадаға көчмән болуп кәлгән вә униңға 2005-йили канада вәтәндашлиқи берилгән. Әслидә хитайниң буни етирап қилмаслиқиға канада қаттиқ позитсийә билдүрүши керәк. Канадалиқ икки майкел канадаға қайтуруп берилди. Әйни вақитта канада-хитай оттурисидики мәсилә һәл қилинди. Һүсәйин җелил делосиғиму охшаш шәкилдә муамилә қилиниши керәк. Һүсәйинму канадалиқ, униңға канада пуқрасидәк муамилә қилиниши керәк. Канада техиму қаттиқрақ бесим қилиши керәк. Мақаләмдә тилға алғандәк, һүсәйин ‛унтулған канадалиқ‚ болуп қалди”.
Мәмәт тохти әпәнди 2016-йили хитай һөкүмитиниң сиясий тәшвиқат үчүн һүсәйин җелилни қәшқәрдә бир паалийәттә сөзләткүзгәнлики һәққидә тохтилип, бу хәвәрниң гуманлиқ икәнликини, һүсәйин җелилниң расттинла “унтулған канадалиқ” сүпитидә һаят яки әмәсликиниң намәлум икәнликни әскәртти.
Һенри шаҗивиски йәнә 2021-йили 7-айниң 19-күнидин буян маракәштә тутуп турулуватқан идрис һәсәнни тилға елип, идрис һәсәнниң һүсәйин җелилдәк ақивәткә дучар болушиниң алдини елиш үчүн, хәлқараниң тезрәк һәрикәткә өтүшини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Идрис һәсәнниң аяли зәйнурә ханим радийомизға сөз қилип, йолдишиниң үч йилдин буян маракәш түрмисидә йетиватқанлиқини, тәқдириниң қандақ болидиғанлиқи һәққидә һечқандақ хәвәр йоқлуқини ейтти. У йәнә идрис һәсәнниң уйғур тәшкилатлири вә сиясий паалийәтчилириниң өзини қутқузуш үчүн көпрәк һәрикәт қилишни үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Һүсәйин җелил вә идрис һәсәнниң делолири муһаҗирәттики уйғурлар гәрчә хитай чеграсиниң сиртида яшаватқан болсиму, хитайниң дөләт һалқиған бастурушидин қутулалмайватқанлиқини көрсәтмәктә.