Бихәтәр дөләткә кетимән дәп маракәштә тутулуп қалған идрис һәсәнниң тәқдири хәвп астида қалған
2021.07.26

Түркийәдә яшаватқан, бу йил 33 яшқа киргән идрис һәсән бихәтәр бир дөләткә берип орунлишиш үчүн истанбулдин маракәшниң касабланка шәһиригә учуп барған. Әмма маракәш даирилири 20-июл күни кечә саәт үчкә сәккиз минут қалғанда идрис һәсәнни касабланка хәлқаралиқ айродромда тутқун қилған. У, айродромға чүшүпла аяли бузайнур ханимға учур йоллап саламәт йетип кәлгәнликини билдүргән.
Бурун түркийәдә көп қетим тутқун қилинған идрис һәсән хитайға қайтурулса һаятиниң хәвп ичидә қалидиғанлиқини һес қилған. Шуңа у, бихәтәр явропа дөлитигә кетиш мәқситидә айропилан алмишиш үчүн касабланка айродромиға чүшкәндә тутқун қилинған. У, тутқун қилинип 80 саәт өткәндин кейин аяли бузайнур ханимға телефон қилип, һаятиниң хәвп астида икәнликини, қутулдуруш үчүн йол меңишини тәләп қилған.
Идрис һәсәнниң аяли бузайнур ханим бу һәқтики зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “йолдишим истанбулдики сәбиһа гөкчән айродромидин маракәшкә барғанда тутулупту. Айропиландин чүшүшигила уни тутувапту. У, айропиландин чүшүпла маңа ‛айропиландин чүштүм‚ дәп бир җүмлә хәтни аран язалапту. Буниңдин 80 саәт өткәндин кейин йолдишим туюқсиз телефон қилип қалди. Телефонда ‛мән айропиландин чүшкән һаман мени башқа бир шәһәргә апирип солап қойди. Тезрәк йол маңмисаңла хитайға қайтуруветидиған охшайду, хитай тәләп қилғачқа тутупту‚ дейишигила телефон үзүлүп кәтти. Шуниңдин кейин мән йолдишимни қутулдуруш үчүн йол меңишқа башлидим”.
Иҗтимаий таратқуларда бу хәвәр тарқалғандин кейин бир қисим уйғур паалийәтчиләр, дуня уйғур қурултийи вә түркийәдики бәзи шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири уни қутқузуш үчүн җиддий һәрикәткә өткән. Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди идрис һәсән учриған бу аваричиликтин хәвәрдар болғандин кейин, униң бихәтәр үчинчи дөләткә бериши үчүн һәрикәткә өткәнликини баян қилди.
Долқун әйса әпәнди муһаҗирәттики бәзи уйғурларниң зор қийинчилиқларға дучар болуватқанлиқини, бихәтәр дөләтләрдә туруватқан уйғурларниң қанунсиз йоллар билән башқа дөләтләргә меңиштин сақлиниши керәкликини тәкитлиди.
Идрис һәсән әпәнди 2012-йили түркийәгә кәлгәндин буян бәзи пайдилиқ хизмәтләрни қилған. Норвегийәдә туруватқан уйғур зиялийси абдувәли аюп әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.
Идрис һәсән әпәнди 2012-йили тйәнҗин нефит университетини пүттүргән. Шу йили 9-айда түркийәгә кәлгән. У, 2012-йилидин буян түркийәдә компютер инженери болуп хизмәт қилип кәлгәниди. Аялиниң ейтишичә, у бихәтәр дөләткә кетиш үчүн маракәш арқилиқ голландийәгә қарап учқанда касабланкада тутулуп қалған. Нөвәттә 3 пәрзәнти билән билән аяли униң балдуррақ қутулуп чиқишини күтмәктә.