Б д т мутәхәссислири маракәш һөкүмитиниң идрис һәсәнни хитайға өткүзүп бәрмәсликини тәләп қилған

Мухбиримиз әркин
2021.10.14
Б д т мутәхәссислири маракәш һөкүмитиниң идрис һәсәнни хитайға өткүзүп бәрмәсликини тәләп қилған
Yettesu

Бу йил 7-айда түркийәдин ғәрбий явропа дөләтлиригә панаһлиқ издәп меңип маракәшниң касабланка хәлқара айродромида тутуп қелинған уйғур паалийәтчи идрис һәсәнниң тәқдири б д т мутәхәссислириниң әндишисини қозғиған. Мәлум болушичә, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң төт нәпәр мустәқил мутәхәссиси маракәш һөкүмитигә хәт йезип, идрис һәсәнни хитайға қайтуруп бәрмәсликни тәләп қилған.

Идрис һәсән 7-айниң 19-күни касабланкада тутуп қелинған 3 айдәк вақиттин бери, униң соти 4 қетим кечиктүрүлүп, кейинки қетимлиқ соти 10-айниң 27-күнигә орунлаштурулған. Интерпол (хәлқара сақчи тәшкилати) униңға чиқарған қизил ташлиқ буйруқини бикар қилған болсиму, бирақ маракәш идрис һәсәнни қоюп бәрмигән иди.

Б д т мутәхәссислириниң хети 8-айниң 11-күни йезилған болсиму, бирақ икки күн аввал ашкариланған бу хәткә маракәш һөкүмити һазирға қәдәр җавап бәрмигән. Мәлум болушичә, б д т мутәхәссислириниң хетидә: “биз һәсән әпәндиниң хитайға қайтуруп берилиш йошурун хәвпидин чоңқур әндишә қилимиз. У (хитайға) қайтурулса, қийин-қистақ вә башқа шәкилдики яман муамилиләргә учраш хәвпи мәвҗут. Чүнки у һәм етник һәм диний аз санлиққа тәәллуқ, шундақла униң аталмиш ‛терорлуқ тәшкилати‚ ға четишлиқ, дәп әйиблиниш еһтималлиқ бар,” дейилгән.

Б д т мутәхәссислириниң хетидә йәнә маракәшниң 1993-йили тәстиқланған “тән җазасиға қарши туруш әһдинамиси” ға охшаш хәлқара әдинамиларға әмәл қилиш мәҗбурийити барлиқи хатирлитилгән. Б д т ниң 1993-йили тәстиқланған мәзкур әһдинамисидә дөләтләрниң кишиләрни тән җазасиға учраш хәвпи болған башқа дөләткә қайтуруши яки өткүзүп бериши чәкләнгән. Б д т мутәхәссислириниң хети идрис һәсәнгә көңүл бөлүватқан кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қарши елишиға еришкән.

Явропадики “кишилик һоқуқни қоғдиғучиларни қоғдаш” тәшкилатиниң паалийәт дериктори лаура хартниң 14-өктәбир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда ейтишичә, бу хәт идрис һәсәнниң келәр қетимлиқ соти үчүн “интайин муһим” икән.

Лаура харт мундақ диди: “биз б д т алаһидә мутәхәссислириниң бу делоға қарита һәрикәткә өткәнликидин интайин мәмнун. Әлвәттә, бизниң идрис һәсәнни қоғдашта қилип кәлгән ишлиримизниң бири, дуняниң һәрқайси җайлиридики парламәнт әзалирини униң үчүн сөзләшкә һәйдәкчилик қилиш болди. Мана әмди бу делоға диққәт қилип келиватқан б д т ‍алаһидә мутәхәссислириниң хети ашкарә елан қилинди. Бу интайин муһим әһмийәткә игә. Бу хәт маракәш һөкүмитигә 11-авғуст йезилған. Униң 60 күнлүк мәхпийәтлик вақти тошуп, һазир ашкара болди. Бу хәт идрис һәсәнниң 27-өктәбирдики келәр қетимлиқ соти үчүн интайин муһим.”

Лаура хартниң ейтишичә, дәсләпки вақитта маракәш соти идрис һәсәнни хитай-маракәш арисидики алмаштуруш келишимгә асасән хитайға қайтуруп беришкә алдириған болсиму, бирақ б д т мутәхәссислириниң хети вә хәлқара таратқуларниң бу делоға болған диққити, маракәшни бу мәсиқидә техиму еһтиятһан болушқа мәҗбур қилған.

Лаура харт мундақ дәйду: “бизниң бу җәрянда көргәнлиримиз, б д т алаһидә мутәхәссислириниң буниңға диққәт қилиши, маракәш һөкүмитигә хәт йезиши, хәлқара таратқуларниң бу делоға болған диққити биз үмид қилғандәк сот мәһкимисини техиму еһтиятчан болушқа мәҗбурлиғандәк қилиду. Дәсләптә сот тез һәрикәт қилған болсиму, кейин улар еһтиятчан болушқа башлап, (идрисниң) келәр қетимлиқ сотта ‍өзини мудапийә қилишиға тейярлиқ қилиши үчүн техиму көп вақит бәрди.”

Явропадики бу делодин хәвәрдар уйғур паалийәтчилириниң ейтишичә, делониң бу қетим кечиктүрүлишини идрис һәсәнниң адвокати тәләп қилған икән. явропа уйғур институтиниң мудири дилнур рәйһан 14-өктәбир зияритимизни қобул қилип, хитайниң маракәш сотиға ахириқи әйибнамисини тапшурғанлиқи, адвокатниң униңға қарши тәйярлиқ қилиш үчүн вақит тәләп қилғанлиқини билдүрди.

Бирақ дилнур реәйһанниң ейтишичә, маракәшниң хитайда тутуп қелинған бир өктичисини идрис һәсән билән алмаштуруш нийити барлиқиға даир учурларму бар икән. Бу учур мустәқил мәнбәләр тәрипидин дәлилләмигән болсиму, бирақ “кишилик һоқуқни қоғдиғучиларни қоғдаш тәшкилати” дики лаура хартму буниңға даир учурларниң барлиқини қәйт қилди.

Лаура хартниң агаһландурушичә, әгәр маракәш соти идрис һәсәнниң делосиға башқичә қарар бәрсә, униң делосини маракәш юқури сотиға әрз қилиш йоли йоқ икән. У бу әһвалда б д т алаһидә тәкшүрүш механизимиға мураҗиәт қилишқа тоғра келидиғанлиқини билдүрди.

Лаура харт мундақ дәйду: “шу нәрсини билип қоюш интайин муһим. Бу делони маракәшниң дөләт ичидики юқури дәриҗилик сот мәһкимисигә әрз қилиш имканийити йоқ. Бу дегәнлик қарар чиқарса, уни дәрһал ‍иҗра қилиш керәк. Буниң әң қийин йери маракәшниң дөләт ичидә әрз қилишқа болмайдиғанлиқидур. Бу әһвалда биз б д т ниң алаһидә тәкшүрүш механизимиға мураҗиәт қилишимиз керәк. Шуңа, б д т мутәхссислириниң буниңға көңүл бөлүдиғанлиқини ипадилиши һалқилиқ әһмийәткә игә.”

Идрис һәсәнниң делосиниң ялғуз б д т мутәхәссислиринң диққитини қозғапла қалмай, америка ташқий ишлар министирлиқиниңму диққитини қозғиғанлиқи мәлум. “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, америка билән маракәшниң 22-сентәбир өткүзүлгән йиллиқ юқури дәриҗилик кишилик һоқуқ диялогида америка тәрәп маракәшниң хәлқара мәҗбурийитини ада қилиши, униң қийин-қистақ вә җазалаштин қачқан кишиләрни хитайға қайтурмаслиқини тәләп қилғанлиқи мәлум.

Биз 14-өктәбир б д т баш катипи антони гутеррис, б д т кишилик һоқуқ али комиссари мишел башилетниң ишханиси билән алақилишип, уларниң бу делоға болған инкасини елишқа тиришқан болсақму, бирақ улар һазирға қәдәр хетимизгә җавап бәрмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.