Идрис һәсәнниң делосида хитай интерполниң асасий низамнамисигә хилаплиқ қилған

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2021.10.21
Идрис һәсәнниң делосида хитай интерполниң асасий низамнамисигә хилаплиқ қилған Идрис һәсән маракәшкә меңиштин бурун пәрзәнти билән бағчида. 2021-Йили июл, түркийә.
Photo: RFA

Тонулған кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин бихәтәрликни қоғдиғучилар тәшкилати19-өктәбир күни өзиниң тор бетидә идрис һәсән делосиға аит доклат елан қилған. Доклатта хитайниң идрис һәсән үстидә тәләп қилған “қизил ташлиқ тутуш буйруқи” ниң хәлқара сақчи тәшкилати тәрипидин интерпол низамнамисиниң 2 (1) вә 3-маддилириға хилап икәнлики сәвәблик әмәлдин қалдурулғанлиқи, мәзкур тәпсилатниң маракәш даирилири тәрипидин ашкариланғанлиқи тилға илинған.

Хитайниң идрис һәсән үстидин интерпол арқилиқ “қизил ташлиқ тутуш буйруқи” чиқириши интерпол низамнамисиниң төвәндики маддиларға хилап икән. 2-Мадда (1): “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” роһиға мас болуш вә 3-мадда: интерполниң “сиясий, һәрбий, диний вә ирқий характердики паалийәт яки һуҗум” муддиасида ишлитилишигә йол қоймаслиқ.

Идрис һәсән маракәшкә меңиштин бурун аилиси билән бағчида. 2021-Йили июл, түркийә.
Идрис һәсән маракәшкә меңиштин бурун аилиси билән бағчида. 2021-Йили июл, түркийә.

Хитайниң уйғур паалийәтчиләр үстидин интерпол арқилиқ “қизил ташлиқ тутуш буйруқи” чиқиришиға аит тәпсилатлар маракәш даирилири тәрипидин ашкариланған болуп, интерпол бу һәқтә идрис һәсәнниң адвокатиға яки кишилик һоқуқ тәшкилатлириға очуқ ипадә билдүрмигән. Нөвәттә интерполниң хитайниң мәзкур интерпол низамнамисигә хилаплиқ қилиш қилмишиға қарита конкрет җаза яки алдини елиш тәдбири қоллинидиған яки қолланмайдиғанлиқи ениқ әмәс икән.

Маракәш даирилири тәминлигән идрис һәсән һәққидики “қизил ташлиқ тутуш буйруқи” ниң әмәлдин қалдурулушиға аит тәпсилатлар, интерполниң хитайниң интерпол низамнамисидики икки асасий маддиға очуқ-ашкара әмәл қилмиғанлиқини етирап қилиши һесаблинидикән.

Хәлқара органлар вә хәлқара ахбаратниң идрис һәсәнниң делосиға диққәт қилиши, интерполниң идрисниң һөҗҗитини қайта тәкшүрүшигә түрткә болған. Бирақ, нөвәттә интерполниң қизил ташлиқ тутуш буйруқи тизимликигә хитайниң тәлипи билән илинған башқа уйғурларниң тәкрар тәкшүрүлидиған яки тәкшүрүлмәйдиғанлиқи ениқ әмәс.

Доклатта ейтилишичә, интерполниң “қизил ташлиқ тутуш буйруқи” ни тохтитиши вә әмәлдин қалдуруши маракәшниң идрис һәсән үстидики қануний тәртиплиригә һечқандақ тәсир көрситәлмигән. Чүнки маракәш падишаһиниң баш тәптиши делони давамлаштурушни буйруған. Интерполниң идрис һәсән һәққидики “қизил ташлиқ тутуш буйруқи” ни төт йилдин буян тәкшүрүп дәлиллимигәнлики интерполниң хәлқарадики етибариға сәлбий тәсир көрситидикән. Бихәтәрликни қоғдиғучилар тәшкилати доклатта интерполниң идрис һәсәнниң тәқдиригә қарита мәсулийәтни үстигә алмиғанлиқини әйиблигән.

2016-Йили интерпол баш катибат башқармиси мәхсус көп тәрәплимилик хизмәт гурупписи қуруп, һәр бир қизил ташлиқ тутуш буйруқи тәлипиниң интерполниң асасий қануни вә санлиқ мәлуматларни бир тәрәп қилиш қаидиси (RPD) гә мас келидиған-кәлмәйдиғанлиқини тәкшүридиғанлиқини җакарлиған. Хитайниң идрис һәсән үстидики “қизил ташлиқ тутуш буйруқи” тәлипи 2017-йили 3-айда тапшурулған болуп, интерполниң қануний тәртипи бойичә, идрисниң делоси бу хил тәкшүрүштин чоқум өтүши керәк икән. Нөвәттә идрис һәсән үстидики “қизил ташлиқ тутуш буйруқи” ниң интерпол тәрипидин идрис һәсән тутулғичә тәкшүрүлмигәнликиниң сәвәби ениқ әмәс икән. Хитайниң уйғурлар үстидики тәләплириниң интерпол асасий низамнамисигә уйғун яки әмәсликини тәкшүргән яки тәкшүрмигәнликиму кишиләрниң диққитини қозғимақта.

Бихәтәрликни қоғдиғучилар тәшкилатиниң мәсули лавра һариф ханим зиярәт тәлипимизни елхәт арқилиқ қобул қилип мундақ деди:

“маракәш даирилириниң 10-айниң 13-күни б д т ниң төт алаһидә мутәхәсисигә бәргән инкаси шуни ениқ көрситип беридуки, интерпол идрис һәсән һәққидики тутуш қарарини интерпол низамнамисиниң 2-вә 3-маддилириға‚мас кәлмәйду‛дәп қаралғанлиқтин бикар қилған. Бу маддилар тәшкилатни кишилик һоқуқ һәққидики омумий хитабнамигә асасән һәрикәт қилишқа, сиясий, диний вә ирқий җәһәттин зиянкәшлик қилишқа йол қоймаслиққа мәҗбурлайду. Әгәр интерпол идрис қолға елиништин илгири бу шәртләрни яхши дәлиллигән болса бу хил ақивәт келип чиқмайтти. Идрис һәсән һәққидики қизил ташлиқ тутуш буйруқи 2017-йили тарқитилған. Интерпол буниңға җаваб қайтуруши керәк.”

Лавра ханим йәнә мундақ деди:

“интерполға әза дөләтләр келәр қетимлиқ омумий йиғинда пурсәтни чиң тутуп, хитайниң давамлиқ сиясий зулум қилиш үчүн интерполни суйиистемал қилишиға йол қоймаслиқи керәк. Инсанийәткә қарши туруш җинайити вә дөләттики сиясий зиянкәшликләр тоғрисида конкрет бир қарар мақуллинип, буниңдин кейин интерпол низамнамисигә‚мас кәлмәйдиған‛уқтурушларниң тарқитилмаслиқиға капаләтлик қилиши керәк.”

Идрис һәсән маракәшкә меңиштин бурун аилиси билән бағчида. 2021-Йили июл, түркийә.
Идрис һәсән маракәшкә меңиштин бурун аилиси билән бағчида. 2021-Йили июл, түркийә.

Идрис һәсәнниң делосиға хәлқара кәчүрүм тәшкилати, бихәтәрликни қоғдиғучилар тәшкилати вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комитети қатарлиқ тәшкилатлар йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан болуп, бу айниң бешида маракәштики кишилик һоқуқ тәшкилатлири үч адәм әвәтип идрис һәсән билән мәхсус көрүштүргән. Идрис һәсәнниң адвокатлириниң “уйғур яр фонди” җиддий қутқузуш түриниң мәсуллириға билдүрүшичә, мәхсус көрүшүштин кейин, маракәш даирилириниң идрис һәсәнгә болған позитсийәси хелила өзгәргән болуп, адвокат бу қетимқи сотта идрис һәсәнниң қоюп берилиш еһтималлиқиниң юқирилиқини ейтқан. Уларниң ейтишичә, маракәш һөкүмитиниң қануний тәртиплири бойичә болғанда, сотни үч қетимдин ошуқ кечиктүргили болмайдиған болуп, бу қетимлиқ сотта идрис һәсәнниң қоюп берилиш еһтималлиқи юқири икән.

“уйғур яр фонди” җиддий қутқузуш түриниң мәсуллиридин батур қараханли зияритимизни қобул қилип, маракәш даирилиригә чақириқ қилди.

Идрис һәсәнниң аяли бузәйнур ханим зияритимизни қобул қилип, маракәш даирилиридин йолдиши идрис һәсәнни қоюп беришини тәләп қилди.

Компютер инженери идрис һәсән 19-июл күни хитай һөкүмитиниң тәлипи билән касабиланка айродромида маракәш дөләт хәвпсизлики сақчилири тәрипидин қолға елинған болуп, идрис һәсәнниң тунҗи соти 12-авғуст күни ечилғаниди. Хитай һөкүмити мунасивәтлик әйибнамиләрни маракәш әдлийә тармақлириға йәткүзүп бәрмигәнлики үчүн сот үч қетим кечиктүрүлгән болуп, 27-өктәбир күни идрис һәсәнниң соти қайта ечилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.