Маракәш соти идрис һәсәнни хитайға қайтуруп бериш тоғрилиқ қарар чиқарған

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2021.12.15
Маракәш соти идрис һәсәнни хитайға қайтуруп бериш тоғрилиқ қарар чиқарған Компютер инженери вә уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси идрис һәсән әпәнди маракәшкә меңиштин бурун. 2021-Йили июл, түркийә.
RFA/Azigh

Бу йил 19-июл күни компютер инженери вә уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси идрис һәсән, хитай һөкүмитиниң тәлипи билән маракәш дөләт хәвипсизлики хадимлири тәрипидин касабиланка айродромида қолға елинған иди.

Идрис һәсәнниң соти маракәш әдлийә тармақлири тәрипидин 5 қетим кечиктүрүлгән болуп, бүгүн, йәни 12-айниң 15-күни маракәш сот мәһкимиси идрис һәсәнниң делосиға мунасивәтлик ахириқи қарарини илан қилған.

Идрис һәсәнниң әһвалиға изчил көңүл бөлүп келиватқан кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин бихәтәрликни қоғдиғучилар тәшкилати иҗтимаий алақә вастилиридики рәсми һесаблирида, маракәш әдлийә тармақлириниң идрис һәсәнни хитайға өткүзүп беришни қарар қилғанлиқини ашкарилиған.

Идрис һәсән маракәшкә меңиштин бир қанчә күн бурун пәрзәнтлири билән биллә чүшкән рәсим. 2021-Йили июл, түркийә.
Идрис һәсән маракәшкә меңиштин бир қанчә күн бурун пәрзәнтлири билән биллә чүшкән рәсим. 2021-Йили июл, түркийә.

Бүгүн бихәтәрликни қоғдиғучилар тәшкилати соаллиримизға елхәт арқилиқ җавап берип, маракәш сот мәһкимисиниң идрис һәсән һәққидики язмичә қарарини техичә тапшуривалмиғанлиқини, бу сәвәбтин маракәш сотиниң идрисни немә сәвәптин хитайға қайтурветишни қарар қилғанлиқини биләлмигәнликини, униң хитайға қайтурвитилгән тәғдирдә қийин-қистаққа учраш еһтималлиқиниң пәвқуладдә еғир икәнликини билдүрди.

Маракәш сотиниң қарардин кийин, “хитайға қарши парламентлар комитети”, йәни “айпәк” ( IPAC) өзиниң иҗтимаий алақә вастиллиридики рәсмий һесабида идрис һәсән хитайға қайтурвитилгән тәғдирдә еғир-қийин қистаққа учраш мумкинчиликиниң юқирилиқини ейтқан. Шу сәвәбтин улар маракәш һөкүмитини идрис һәсәнни хитайға қайтурмаслиққа чақирған.

Биз маракәш сот мәһкимисиниң идрис һәсән үстидики қарари һәққидә мәлумат елиш үчүн идрис һәсәнниң адвокати милад кандил әпәнди билән алақилаштуқ. Адвокат милад кандил әпәнди маракәш сот мәһкимисиниң идрис һәсәнни хитайға қайтуруп бериш қарари һәққидики соаллиримизға җаваб берип мундақ деди: “бүгүн сот мәһкимиси идрис һәсән әпәндини хитайға қайтурушни қарар қилди. Сотниң қарариға наразилиқ әрзи сунғили болмайду. Әмма әһвални хәлқара тән җазасиға туруш комитетиға мәлум қилип, уларни идрис һәсәнни чеградин қоғлап чиқармаслиқ һәққидә маракәшкә тәклип беришкә чақирғили болиду.”

Игилишимизчә, маракәш әдлийә системиси бойичә болғанда, идрис һәсән маракәш сот мәһкимисиниң мәзкур қарариға наразилиқ әрзи суналмайдикән. Нөвәттә идрис һәсән делосида маракәш дөләт ичидики қануний йол асасий җәһәттин түгигән. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң билдүришичә, идрис һәсәнниң хитайға қайтурулушини тосуп қилиш үчүн, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә шуниңға охшаш хәлқаралиқ органларниң идрис һәсәнниң нөвәттики әһвали һәққидә маракәш һөкимитигә бесим қилиши зөрүр икән.

Бихәтәрликни қоғдиғучилар тәшкилатиниң мәсули лавра һариф ханим зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “маракәш сот мәһкимисиниң идрис һәсән һәққидики қарариниң сәвәбини маракәш билән хитай оттурисида түзүлгән җинайәтчиләрни өз ара қайтуруп бериш келишими вә икки дөләт оттурисидики иқтисадий мәсилиләр билән мунасивәтлик дәп қараймән. Маракәшниң әдлийә систимиси бойичә болғанда, қануний җәһәттин қилидиған башқа иш қалмиди. Сот мәһкимисиниң язма қарари чиққандин кийин, қарар дөләт башлиқиға әвәтип берилиду. Дөләт башлиқиниң тәстиқидин өткәндин кейин, идрис һәсәнни хитайға қайтуруш қарари әмәлийлишиду. Шуңа биз бу қарарни аңлиған һаман бирләшкән дөләтләр тәшкилати тән җазасиға қарши туруш комитетиға наразилиқимизни билдүрдуқ. Маракәш бирләшкән дөләтләр тәшкилати тән җазасиға қарши туруш комитетиниң әзаси. Мәзкур комитетниң қарари маракәш даирилири тәрипидинму иҗарә қилиниши керәк.”

Лавра ханим йәнә кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә паалийәтчиләрни маракәш һөкүмитигә һәмдә һәрқайси дөләтләрдики маракәш әлчиханилириға җиддий хәт йизип, наразлиқини билдүришкә чақириқ қилди.

Идрис һәсәнниң аяли бузәйнур ханим зияритимизни қубул қилип, өзиниң маракәш әдлийә тармақлириниң бу қараридин интайин нарази икәнликини, маракәш һөкүмитиниң уйғур қирғинчилиқи давамлишиватқан бүгүнкидәк әһвалда бир уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчисини хитайға қайтуруп беришни қарар қилғанлиқидин қаттиқ чөчигәнликини, идрис һәсәнниң тутулишида җавабкарлиқи болған интерполниң мәсулийәтни өз үстигә елиши керәкликини, өзиниң йолдишиниң даваси үчүн күрәш қилиштин һәргиз тохтап қалмайдиғанлиқини ийтти. Бузәйнур ханим зияритимиз давамида йәнә пүтүн дунядики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә хәлқара органларни йолдиши идрис һәсәнниң әһвалиға көңүл бөлүшкә, уни қутулдуруш үчүн һәрикәт қилишқа чақириқ қилди.

Көзәткүчиләр, хитайниң хәлқара органларни қоллинип, уйғурларға қаратқан қирғинчилиқ сияситини көләмләштүриватқанлиқи вә өз җинайәтлирини йепишқа уриниватқанлиқини илгири сүрүп кәлмәктә. Маракәш сотиниң идрис һәсән һәққидики қарари, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидики қирғинчилиқ сияситини хәлқара органлар вә сиясий келишимнамиләр арқилиқ көләмләштүриватқанлиқиниң испати дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.