Әрәб дунясида идрис һәсәнни қотқузүш чақириқлири көтүрүлүшкә башлиған
2021.12.27
Әрәб дунясида идрис һәсәнни қутулдуруш вә уни хитайға тапшуруп бәрмәслик тоғрисида авазлар көтүрүлүшкә башлиған.
Маракәш кишилик һоқуқ кеңиши йеқинда маракәш һөкүмитини идрис һәсәнни хитайға өткүзүп бәрмәсликкә чақириқ қилған.
Маракәш мәмликәтлик кишилик һоқуқ кеңиши, маракәш сотиниң идрис һәсәнни хитайға қайтуруш қарариға қарши йезиқ шәкилдә баянат елан қилған. Маракәш мәмликәтлик кишилик һоқуқ кеңишиниң рәиси аминә буаяш, маракәшниң б д т ниң қийин-қистаққа қарши туруш келишимнамисигә имза қойған дөләт икәнликини әскәртип, идрис һәсәнни хитайға қайтурмаслиққа чақриқ қилған.
Йәнә бир тәрәптин йеқиндин буян маракәшлик иҗтимаий паалийәтчиләр иҗтимаий таратқуларда “идрис һәсәнниң хитайға қайтурулушиға қарши туримиз” намлиқ иҗтимаий таратқу паалийити қозғап, нурғун кишиләрниң қоллишиға еришкән.
Маракәш өлималар бирликиму идрис һәсәнни хитайға қайтурмаслиққа чақриқ қилған. Улар чақириқида исламий қериндашлиқ вә мусулманлиқ җәһәттин, бир мусулман дөлитиниң идрис һәсәндәк бир мусулманни хитайдәк атиест, коммунист дөләткә қайтуруп беришиниң һарам икәнлики һәққидә пәтва чиқарған.
25-Декабир күни мәркизи истанбулдики “хәлқара пәйғәмбәр әләйһиссаламни қоғдаш вә қоллаш җәмийити” ниң уюштуруши билән идрис һәсәнни қотқузүш тоғрисида тор йиғини ечилған. Тор йиғинға мәзкур җәмийәтниң рәиси доктур муһәммәд сағир, маракәш өлималар бирликиниң мәсуллиридин ризван нафии, бир қисим әрәб тәтқиқатчилар, паалийәтчиләр вә журналистлар болуп, 230 дин артуқ киши тор арқилиқ қатнашқан.
Тарихчи, язғучи муһәммәд илһамий тор йиғинида мундақ дегән: “шәрқий түркистанлиқ идрис һәсән әрәб дияридин, оттура-шәрқ вә маракәштин бәк йирақ бир йәрдин кәлгән бири болсиму, биз уни яхши көримиз. Биз униң үчүн дуа қилимиз, униң үчүн өкүнимиз вә униң әркинликкә чиқишини тәләп қилимиз, чүнки биз дини қериндаш вә бир үммәтниң әзалиримиз.”
Маракәш өлималар бирликиниң әзалиридин ризван бин нафии әлмәкки мундақ дегән: “бизниң дөлитимизгә килип панаһланған бир мусулманни хитайға қайтурветиш һәқиқәтәнму бизни чоңқур қайғуға салиду. Хусусән у киши дөлитимизгә виза билән кирди. Бир кишигә виза бериш шу дөләт тәрәптин у кишиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилғанлиқ болиду. Бирақ маракәш һөкүмити у киши (идрис һәсән) ни тутқун қилди. Кейин хитайға қайтуруш қарарини чиқарди. Һөкүмәтниң бу қилмиши маракәшниң асасий қанунини бузушқа орунғанлиқ һесаблиниду. Биз һөкүмәтниң бу хаталиқни тонуп, идрис һәсәнни хитайға қайтуруш қарардин ваз кечишини үмид қилимиз, һөкүмәт бу делодики хаталиқида һеч бир шәкилдә өзини ақлиялмайду.”
“хәлқара пәйғәмбәр әләйһиссаламни қоғдаш вә қоллаш җәмийити” ниң рәиси муһәммәд сағир мундақ дегән: “бу мәсилә мусулман бир кишиниң қанунлуқ виза билән маракәшкә киргәнликигә берип тақилиду. Виза бәргәнлик қануний җәһәттин маракәшкә киргән кишиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишни үстигә алғанлиқ болиду. Биз маракәш падишаһини вә башқа дөләт рәһбәрлирини өзлириниң һимайси астидики бу мусулман (идрис һәсән) ни хитайға қайтурвәтмәсликни вә униң бихәтәрликини қоғдишни тәләп қилимиз.”
Әнгилийәдә яшайдиған әрәб язғучи профессур әхмәт бин рашид бин сәид, хәлқ аммисини уюштуруп маракәш һөкүмитигә бесим пәйда қилидиған имза топлаш паалийити елип беришни оттуриға қойған. У мундақ дегән: “маракәш һөкүмитидин қериндишимиз идрис һәсәнни хитайға қайтуруп бәрмәсликини тәләп қилимиз. Маракәш һөкүмитиниң идрис һәсәнни хитайға қайтурмаслиқи тоғрилиқ иҗтимаий таратқуларда имза топлаш паалийити елип барсақ, бу паалийәт авам хәлқ тәрипидин һөкүмәткә бесим пәйда қилиду. Биз бу паалийәтни мәнивий җәһәттин қоллаш билән биргә, паалийәт үчүн кетәрлик маддий чиқимларни үстимизгә алимиз.”
Адвокат доктур бәссам сәһйони, маракәш дөлитиниң қанунида дини вә яки сиясий мәсилигә четишлиқ кишиләрни қайтурветишниң дөләт қануниға хилап икәнликини тәкитләп, мундақ дегән: “мән маракәш дөлитиниң қанунлири тоғрилиқ издәндим. Дөләтләр арисдики келишимләрдә ‛җинайәтчиләрни өткүзүп бериш қануни‚ мәвҗут, бирақ җинайәтчини өткүзүп бериштә әгәр у терорлуқ мәсилисигә четишлиқ болса бу айрим мәсилә. Һалбуки, маракәш асасий қануниниң 721-маддисиға асасән диний вә яки сиясий мәсилисигә четишлиқ кишиләрни қайтуруп бериш маракәшниң қануниға хилаптур. Биз бу қанунни асас қилип туруп, идрис һәсәнни қоғдап қелиш үчүн һөкүмәткә бесим ишилтишимиз керәк.”
Бу тор йиғинға қатнашқан шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәис вәкили мәхмутҗан дамоллам, уйғурлар мәсилисини қоллап идрис һәсәнгә көңүл бөлгән пүткүл әрәб мусулманларға өз тәшәккүрини билдүргән.
Идрис һәсәнниң аялиму сөз қилип, бу йиғинни уюштурған вә идрис һәсәнниң әркинликкә чиқиши үчүн тиришчанлиқ көрсәткән пүткүл инсанларға тәшәккүр ейтидиғанлиқини ипадилигән.
Өткән һәптә хәлқара кәчүрүм тәшкилати баянат елан қилип, әгәр хитайға қайтурулса, қийин-қистаққа учраш тәһдитигә дүч келидиғанлиқи ениқ болған идрис һәсәнни хитайға қайтурмаслиқ һәққидә чақириқ қилған иди.
Идрис һәсәнниң аяли бузәйнур ханим үч пәрзәнти билән икки һәптин буян һәр күни дегүдәк истанбулдики маракәш консолханиси алдиға чиқип йолдишини сүрүштә қиливатқан болсиму, әмма консолхана хадимлири бу мәсилидә җаваб бериштин баш тартип кәлмәктикән.
Биз идрис һәсән тоғрисида мәлумат елиш үчүн истанбулдики маракаш консолханисиға телефон қилған болсақму, әмма улар телефонни алмиди.
Идрис һәсән 2012-йилидин буян аилиси билән түркийәдә яшаватқан болуп, у бу йил 19-июл күни маракәшкә барғанда, маракәш даирилири тәрипидин касабиланка айродромида тутқун қилинған иди.
Көзәткүчиләр, әгәр идрис һәсән хитайға қайтурулса, униң қаттиқ қийин-қистаққа учрайдиғанлиқи, узун муддәтлик қамаққа яки өлүм җазасиға һөкүм қилинидиғанлиқидәк еһтималлиқларни оттуриға қоюп, маракәш даирилирини агаһландурмақта.