Икки җумһурийәтни хатириләш мурасими германийәдә дағдуғилиқ өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.11.11
ikki-jumhuriyet-2019-germaniye-0.jpg

1933-1944-Йиллири 12-ноябирда қурулған икки җумһурийәтни хатириләш мурасимидин көрүнүш. 2019-Йили 9-ноябир, мюнхен. RFA/Ekrem

ikki-jumhuriyet-2019-germaniye-1.jpg

1933-1944-Йиллири 12-ноябирда қурулған икки җумһурийәтни хатириләш мурасимидин көрүнүш. 2019-Йили 9-ноябир, мюнхен. RFA/Ekrem

ikki-jumhuriyet-2019-germaniye-2.jpg

1933-1944-Йиллири 12-ноябирда қурулған икки җумһурийәтни хатириләш мурасимидин көрүнүш. 2019-Йили 9-ноябир, мюнхен. RFA/Ekrem

ikki-jumhuriyet-2019-germaniye-3.jpg

1933-1944-Йиллири 12-ноябирда қурулған икки җумһурийәтни хатириләш мурасимидин көрүнүш. 2019-Йили 9-ноябир, мюнхен. RFA/Ekrem

ikki-jumhuriyet-2019-germaniye-4.jpg

1933-1944-Йиллири 12-ноябирда қурулған икки җумһурийәтни хатириләш мурасимидин көрүнүш. 2019-Йили 9-ноябир, мюнхен. RFA/Ekrem

1933-1944-Йиллири 12-ноябирда қурулған икки җумһурийәтни хатириләш мурасими мюнхенда дағдуғилиқ өткүзүлди.

9-Ноябир германийәниң мюнхен шәһиридә 1933-1944-йиллири 12-ноябирда қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити вә шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш мурасими толиму һәйвәтлик өткүзүлди. Мурасим шәрқий түркистанниң “истиқлал марши” билән башланди.

Бу мурасимни дуня уйғур қурултийиниң мәркизи мюнхен шәһиридә болған явропа шәрқий түркистан бирлики, уйғур меһрибан анилар бирлики, илһам тохти гурупписи, уйғур аяллириниң мәдәнийәт вә мукәммәлликини илгири сүрүш җәмийити қатарлиқ тәшкилатлар билән бирликтә уюштурған болуп, мурасимға мюнхен шәһиридики уйғурлардин сирт германийәниң һәрқайси шәһәрлиридики уйғурлар һәмдә голландийә, норвегийә, шиветсийә, шиветсарийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән уйғурларму иштирак қилди.

Мурасимниң муқәддимисидә яш-өсмүрләрниң орунлишидики “истиқлал марши” ға мас һалда 20 метир егизликтики байрақ хадисиға шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көкбайриқи чиқирилди.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди мурасимда тунҗи болуп нутуқ сөзләп, 12-ноябир күниниң шәрқий түркистан хәлқиниң дөләт байрими күни икәнликини вә бүгүн мюнхен шәһиридә 3-җумһурийәтни символлуқ һалда қуруватқанлиқини җакарлиди.

Мурасимда сөз алған явропа шәрқий түркистан бирликиниң рәиси әсқәрҗан әпәнди нөвәттә шәрқий түркистанда давам қиливатқан хитай зулумини әтраптики йәрлик хәлққә вә саяһәтчиләргә тәпсилий тонуштуруп өтти.

Германийә парламентиниң әзаси, уйғурларниң қәдинас дости маргаретта бавзе ханим германийә пайтәхти берлиндин алайитән келип, бу мурасимға қатнашти. У мурасимда сөз қилип, хитай мустәбит һакимийитини, болупму униң нөвәттики җаза лагерлири сияситини қаттиқ әйиблиди һәмдә уйғурларниң азадлиқ күришини адаққичә қоллайдиғанлиқини билдүрди. У сөзидә ‛шәрқий түркистан‚ ибарисини ишлитип, сап уйғурчә кийингән яш-өсмүрләрни көрситип туруп: “хитай мана бу мәдәнийәтни вә бу күрәшчан милләтни һәргиз йоқиталмайду!” деди.

Мюнхен шәһиридә өткүзүлгән бу қетимқи икки җумһурийәтни хатириләш мурасимиға алаһидә тәйярлиқ қилинған болуп, шәһәрниң ават саяһәт мәркизидә мәхсус бир сәһнә қурулуп, көкбайрақ вә лозункилар билән безәлгән иди. Мюнхен шәһиридики “тәклимакан” уйғур ресторани, “қәшқәр” уйғур ресторани, “тәңритағ” уйғур ресторани қатарлиқ үч ресторан бу қетимқи паалийәт үчүн полу қатарлиқ таамларни етип келип һәқсиз тарқатти. Мюнхен шәһиридики уйғур аяллар болса өйлиридә рәңгарәң таамларни, пишуруқларни һазирлап кәлгән болуп, бу паалийәт соруни гоя вәтәндики һәшәмәтлик бир той мурасими соруниға охшап қалди. Чәтәлликләр бу йәрдә ялғуз икки җумһурийәтни хатириләш мурасиминила әмәс, бәлки типик уйғур мәдәнийити мурасимини көрди.

Бу мурасимда қанчә онлиған уйғур пәрзәнтлири миллийчә кийим көргәзмиси вә уссуллар билән сәһнигә чиқип, тамашибинларниң қизғин алқишлириға сазавәр болди. Голландийәдин кәлгән “явропа уйғур ансамбили” ниң сәнәткарлириму мурасимда көплигән уйғурчә нахшиларни орундап яхши баһаларға еришти.

“илһам тохти гурупписи” ниң рәиси әнвәрҗан әпәнди бу мурасим һәққидә тохталғанда һаятида бундақ тәсирлик бир сорунни көрүп бақмиғанлиқини тилға алди. Шиветсарийәдин кәлгән уйғур зиялийси әндили әпәндиму бу мурасимни көрүп бәкла һаяҗанланғанлиқини баян қилди. Германийәниң башқа бир шәһиридин кәлгән абдушүкүр һаҗим исимлик бир затму бу мурасимниң тәсиридин зор илһамға игә болғанлиқини әскәртти.

Чүштин кейин саәт 13:00 билән башланған бу мурасим саәт 17:00 гә қәдәр давам қилди. Нурғунлиған йәрлик амма вә ят әлләрдин кәлгән саяһәтчиләр уйғурчә ләззәтлик таамларға һәқсиз еғиз тегипла қалмай, арқа-арқидин орунланған гүзәл уйғурчә уссуллар һәмдә нахшилардин бәһирләнди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.