Америка дөләт мәҗлисидә илһам тохти вә уйғурларниң вәзийити һәққидә йиғин өткүзүлди

Мухбиримиз гүлчәһрә
2020.03.05
IMG-20200305-WA0021.jpg Дөләт мәҗлисигә откузулгән "явропа иттипақи билән америкиниң уйғурлар вәзийити һәққидики ортақ әндишиси" намлиқ йиғиндин корунш
RFA

4-Март күни чүштин кейин, америка дөләт мәҗлиси бинасида “явропа билән американиң уйғурлар вәзийитидики ортақ әндишиси ”темисида мәхсус йиғин өткүзүлди. Америка кеңәш палатасиниң қармиқидики ташқи ишлар комитети билән явропа иттипақиниң вашингтондики иш беҗириш орни бирликтә уюштурған мәзкур йиғин, яврупа иттипақиниң әң алий кишилик һоқуқ мукапати болған “сахароф кишилик һоқуқ мукапати” берилгән хитай түрмисидики уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиниң шәрипигә беғишланған.

Йиғинға илһам тохтиниң амеркадики қизи җәвһәр илһам алаһидә тәклип қилинғандин сирт йиғинға асаслиқи кеңәш палатасиниң бир қисим муһим әзалири вә явропа иттипақиниң вашнгтондики иш беҗириш орниниң хадимлири һәмдә америка вә бир қисим хәлқара ахбарат васитилириниң мухбирлири қатнашти.

Йиғинда алди билән явропа иттипақиниң вашнгтондики иш беҗириш орниниң директори җосеф дан 2014-йили “ дөләтни парчилашқа қутратқулуқ қилиш” җинайити билән өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинған, уйғурларниң әқәллий һәқ-һоқуқлири үчүн күрәш қилған зиялий илһам тохтиниң явропа иттипақиниң “сахароф кишилик һоқуқ мукапати” ға еришкәнликини тәбрикләйдиғанлиқини, явропа иттипақиниң бу мукапат арқилиқ хитай һөкүмитини илһам тохтини дәрһал қоюп беришкә вә аз санлиқ милләтләрниң һәқ-һоқуқиға һөрмәт қилишқа чақиридиғанлиқини тәкитлиди. У йәнә, бирақ явропа иттипақиниң мәзкур мукапатини илһам тохтиниң өз қоли билән тапшурувелиши мумкин болмиғандин сирт йәнә 2017- йилидин буян униң һеч қандақ хәвири йоқлуқидин чоңқур әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

Америка кеңәш палатаси ташқи ишлар комитети рәиси җәймс рич сөзидә илһам тохти әйни чағда тәшәббус қилған уйғурларниң вә башқа аз санлиқ милләтләрниң өз тилини қоллиниш һоқуқлириниң дөләт мәҗлисидә аваздин өткән, уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәсиниң өзгәртилгән йеңи нусхисиға киргүзүлгәнлики вә бу қанун лайиһәсиниң мақуллиниши үчүн кеңәш вә авам палата әзалириниң хизмәтлирини давам қиливатқанлиқини тәкитлиди.

Дөләт мәҗлиси әзалиридин боб мәнендез явропа иттипақиниң “хитайдики мандала ” дәп тәрипләнгән илһам тохтидәк уйғур миллитиниң гүзәл мәдәнийити вә тилини чоңқур сөйгән шуниңдәк уни қоғдаш, өз миллитиниң әқәлли кишилик һоқуқлири вә пикир әркинликини қоғдаш үчүн күрәш қилиш йолида зор пидакарлиқ көрсәткән бир уйғур зиялийсиға “сахароф әркинлик мукапати” ни тәқдим әткәнликидин бәкму хурсән икәнликини билдүрди. У, йәнә 2020 -йилидәк бүгүнки бир мәдәнийәтлик дәврдә хитай тәрипидин бигунаһ һалда җазаланған илһам тохтиниң әһвали намәлум болғандин сирт милйондин артуқ кишиниң йиғивелиш лагерлириға қамалғанлиқи, пүтүн уйғур аптоном районида кишиләрниң хитайниң юқири техникилиқ назарәт системиси астида кишилик һоқуқ вәзийитиниң интайин хәтәрлик һалда туруватқанлиқидин әндишилиниватқанлиқини ейтти. У:“ мәйли илһам тохти болсун вә яки башқа милйондин артуқ шуниңға охшаш бигунаһ һалда лагерларға вә түрмиләргә қамалған уйғур вә башқа мусулманларниң һеч қандақ бири бундақ зулум көрүшкә лайиқ әмәс, шуңа биз уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәсиниң балдуррақ мақуллинишини дәвәт қилиш арқилиқ хитай һөкүмитиниң бу зулумлирини давамлаштурушиға әмди қарап турғили болмайдиғанлиқидин һәм буни тохтитиш үчүн чоқум җиддий вә әмәлий тәдбир елишниң тәхирсизликидин сигнал бериватимиз”деди.

Кеңәш палата әзаси марко рубийо өзи вә кеңәш палата әзалириниң хәлқара җәмийәтниң диққитини илһам тохтиниң вәзийитигила әмәс пүтүн уйғурлар йүзлиниватқан вәзийәткә тартишни мәқсәт қилип, бултур илһам тохтини нобел тинчлиқ мукапатиға көрсәткәнликини, бу йил униң сахароф мукапати алғанлиқиниң бу мәсилиниң йәршарилашқан ,һәммә орта көңүл бөлидиған мәсилигә айланғанлиқини көрситидиған интайин әһмийәтлик вәқә икәнликини тәкитлиди. Марко рубийо ахирида сөзини “ кишилик һоқуққа алаһидә қиммәт бәргән вә шу қиммәт һәм принсипларни сақлашни өзигә әһдә қилған дөләт, җәмийәт вә кишиләр қачанки хитай һөкүмити иҗра қиливатқан бу хил әқәллий инсан һоқуқлириға хилап қилмишларға қарши турмиса, демәк буни қобул қилған болиду, нәтиҗидә, биз яшаватқан бу җәмийәт вә бу дуня, бир-биригә түптин қарму- қарши болған қиммәт вә принсиплар һөкүм сүргән һалға келип қалиду. Әмди пүтүн дуня бирликтә әмәлий тәдбир алидиған пәйт кәлди” дегәнләр билән ахирлаштурди.

Йиғин давамида йәнә америкадики мустәқил кишилик һоқуқ паалийәтчиси сав яшуе тәрипидин ишләнгән илһам тохти һәққидики һөҗҗәтлик филим көрситилди.

Явропа парламенти 2019-йили, 18‏-декабир күни түрмидики атақлиқ уйғур зиялийси илһам тохтиға берилгән 2019‏-йиллиқ “сахароф кишилик һоқуқ мукапати” ни тапшуруш мурасими өткүзгән болуп, мукапатни илһам тохтиниң америкадики қизи җәвһәр илһам дадисиға вакалитән тапшуруп алғаниди.

Филимдин кейин сөзгә тәклип қилинған илһам тохтиниң қизи җәвһәр илһам сәһнигә чиқип, бу филимни нәччә қетим тәкрар -тәкрар көрүп келиватқан болсиму, лекин һәр көргинидә уни худди йеңидин көргәндәк һессиятта болидиғанлиқини билдүрди. У, америка һөкүмити вә явропа парламентиниң дадисиниң вәзийитигә көңүл бөлүш билән тәң уйғурларниң вәзийитигә болған әндишисини ипадиләп, мәзкур йиғинни өткүзгәнликигә тәшәккүр билдүрди. У, өзиниң 2017- йилидин етибарән дадиси һәққидә һечқандақ бир хәвәр алалмайватқанлиқини, нөвәттикидәк һәммә уйғур лагерларға корона вируси тарқилишидин әндишә қиливатқан бир пәйттә өзиниңму дадисиниң әһвалидин чоңқур қайғуриватқанлиқини тәкитлиди.

Җәвһәр йәнә йеқинда уйғур дияридики кишилик һоқуқларниң аяқ-асти болуши, болупму лагер тутқунлириниң мәҗбурий әмгәккә селинишиға хәлқарадики көплигән даңлиқ ширкәтләрниң четилип қелишидин әпсусланғанлиқини билдүрүп, бу ширкәт вә карханиларни һәмдә һөкүмәтләрни уйғурларни йиғивелиш лагерлириға қамап инсанийәткә қарши җинайәт өткүзүватқан хитай һөкүмити билән һәмкарлиқ орнатмаслиққа чақирди.

У, хитай һөкүмитиниң бу кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири вә җинайәтлирини тохтитиш пәқәт америка вә явропа иттипақи вә яки ғәрб дөләтлириниңла мәсулийити әмәсликини, бу һәм барлиқ һөкүмәт вә инсанларниң ортақ инсаний мәсулийити икәнликини әскәртип: “ улар түрмиләрдә зулум чәкмәктә, улар силәрниң қутқузушуңларға муһтаҗ” дәп тәкитлиди.

Явропа иттипақиниң вашингтондики иш беҗириш орниниң директори җосеф дан йиғиндин кейин зияритимизни қобул қилип, явропа иттипақиниң илһам тохтиға бу мукапатни лайиқ көргән бир вақитта америка кеңәш палатасиниң илһам тохтини өз ичигә алған бигунаһ һалда лагер һәм түрмиләргә қамалған уйғурларни қоюп бериш тәләп қилинған уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәсини аваздин өткүзгәнликини қарши алидиғанлиқини билдүрди. У, “бу хил ортақ вә мас қәдәмдики тәдбирләр уйғур диярида йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә хатимә бериштә интайин муһим вә зөрүр һәмкарлиқ ”дәп көрсәтти. Җосеф дан әпәнди буниң илһам тохтиниң қоюп берилиши вә шундақла уйғурларниң вәзийитидә өзгириш ясишиниң башлиниши болушини үмид қилидиғанлиқини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.