Илһам тохтиниң муддәтсиз кесилгәнликиниң 9-йиллиқида униң һаят-маматлиқи күчлүк соал пәйда қилмақта
2023.09.25
23-Сентәбир күни, хитай мәркизи милләтләр университетиниң сабиқ дотсенти илһам тохтиниң хитай һөкүмити тәрипидин бөлгүнчилик билән әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғиниға 9 йил болған хатирә күндур. 2014-Йили 15-январ бейҗиңда тутқун қилинған илһам тохти шу йили 23-сентәбир күни үрүмчидики оттура хәлқ сот мәһкимисидә сотлинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғаниди.
Униң өмүрлүк қамақ һаятиниң 9-йилиға кәлгән мушу күнләрдә униң әһвалиға көңүл бөлүватқанларниң әң чоң әндишиси униң һаят яки әмәслики болуп қалған. Хитай һөкүмити 2017-йилидин башлап илһам тохтиниң аилә тавабиатлириниң уни түрмидә зиярәт қилишини чәклигән болуп, ташқи дуняниң униң билән болған барлиқ алақиси үзүлгән. Һазир униң ақивити, саламәтлик әһвали һәтта һаятта яки әмәсликиму ениқ әмәс. Илһам тохтиниң қизи җәвһәр илһам бүгүн радийомизға қилған сөзидә мана бу әндишисини тилға елип, биз һеч болмиғанда униң түрмидә һаятлиқини билишимиз керәк, деди. У мундақ деди: “дадам муддәтсиз кесилгәндин кейин йәни 2014-йилидин 2017-йилиғичә аилидикиләрниң уни һәр 3 айда бир қетим көрүшигә рухсәт қилинған, бирақ 2017-йилидин кейин бу пүтүнләй тохтиди. Биз шундин бери дадам һәққидә һечқандақ хәвәр алалмидуқ. Биз һазир у түрмидә сақму-әмәсму, ағрип қалдиму вә һәтта өлүп кәттиму билмәймиз. Мениң икки иним вә мән дадамни бәк сеғиндуқ. Хитай һөкүмити һеч болмиғанда мениң икки инимниң дадам билән көрүшүшигә рухсәт қилиши керәк. Биз һеч болмиғанда дадамниң һаят яки әмәсликини билишимиз керәк”.
Илһам тохтиниң түрмидә қандақ вәзийәттә икәнлики, униң ақивитиниң немә болғанлиқи бу йил германийәдики “илһам тохтини қоллаш һәрикити” тәшкилати 23-сентәбир күни уюштурған тор сөһбәт йиғининиңму мәркизи темиси болған. Мәзкур йиғиндики сөз қилғучиларниң бири болған явропа парламентиниң әзаси рейнхард бүтикофер (Reinhard Bütikofer) ниң йиғиндики сөзидин қариғанда илһам тохтиниң ақивити һәққидики гуманларниң қаттиқ күчийишигә сәвәб болған йәнә бир вәқә бу йил өткүзүлгән явропа иттипақи-хитай кишилик һоқуқ диялогида йүз бәргән. 2019-Йили тохтап қалған явропа иттипақи-хитай кишилик һоқуқ диялоги 4 йил аридин кейин бу йил тунҗи қетим өткүзүлгән иди. Учришишта явропа вәкиллири хитай тәрәптин илһам тохтиниң саламәтлик әһвали, униң һаятта яки әмәслики, һаят болса униң һазир қайси түрмидә җаза муддитини өтәватқанлиқини сориған. Бирақ хитай тәрәпниң җаваби мутләқ сүкүт қилиш болған. Улар бу һәқтә я һәқ я яқ демәй, илһам тохти һәққидики соалларға җаваб беришни кәскин рәт қилған.
Илһам тохтиға охшаш уйғур зиялийлириниң әһвалини йеқиндин көзитип келиватқан, фирансийәлик синолог, профессор марий холзман радийомизға қилған сөзидә хитайниң бу һәрикитини “һақарәт” дәп көрсәтти. У мундақ деди:
“явропа иттипақиниң илһам тохти һәққидики соалиға хитай тәрәп бир еғизму ипадә билдүрмигән. Улар һәтта ялғанлардин болсиму бир җаваб бәрмигән. Мән буни явропа иттипақиға қилинған бир һақарәт, дәп қараймән”.
Илһам тохтини қоллаш гурупписиниң башлиқи әнвәрҗан әпәндиниң радийомизға дейишичә, илһам тохтиниң ақивити һазир интайин гуманлиқ болуп, хәлқара җамаәт буниңға қаттиқ диққәт қилиши керәккән. У сөзидә мундақ деди: “хитай һөкүмити илһам тохитини аилиси билән көрүштүрмигән вә һәм явропа иттипақи вәкиллириниң соаллириға бир еғизму җаваб бәрмигән икән, у һалда бу йәрдә бир мәсилә барлиқини көрситиду. Биз бу йиллиқ йиғинимизниң темисиниму ‛илһам тохти һаятму‚ дәп қойдуқ. Биз бундин кейинки хизмәтлиримиздиму буни асасий нуқта қилимиз”.
Әнвәрҗан әпәнди илһам тохтиниң ақивитини сүрүштүрүштә болупму явропа иттипақи алаһидә актип болуши лазим, деди. У мундақ деди: “илһам тохти явропа иттипақиниң әң нопузлуқ кишилик һоқуқ мукапати болған сахаров мукапатиға еришкән шәхс болған икән, у һалда явропа иттипақиниң униң ақивитини сүрүштүрүш мәсулийити бар”.
Дуня уйғур қурултийи 25-сентәбир күни илһам тохтиниң тутқундики түрмә һаятиниң 9 йиллиқи мунасивити билән елан қилған баянатида илһам тохти вә шуниңға охшаш түрмигә қамалған уйғур зиялийлириниң ақивитини алдимиздики айларда б д т ниң хитайниң кишилик һоқуқ әһвалиға универсал қарап чиқиш йиғинида (Universal Periodic Review on China) оттуриға қоюшни тәләп қилған. Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса баянаттики сөзидә “илһам тохтиға берилгән өмүрлүк қамақ җазаси шәрқий түркистанда йолға қоюлған кәң көләмлик тутқун вә бастуруш сияситиниң тунҗи бәлгиси иди. Униң тәқдири пүткүл уйғур җәмийитигә әмди тинч вә мөтидил авазларниңму қобул қилинмайдиғанлиқи һәққидә берилгән агаһландуруш болди” дегән.
Илһам тохти әпәндиниң өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинишиниң 9 йиллиқ хатирә күни дәл хитайниң уйғур елидики кәң көләмлик тутқунида ғайиб қилинған йәнә бир зиялий, йәни шинҗаң университетиниң профессори, доктор раһилә давутниң өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи дәлилләнгән мәзгилгә тоғра кәлгәниди. Дуня уйғур қурултийи баянатида раһилә давут вә илһам тохтиниң ортақ тәқдирини әслитип туруп, дуня җамаитиниң тутқундики барлиқ уйғур зиялийлириниң тәқдиригә көңүл бөлүшини тәләп қилған, хитай һөкүмитини уларни шәртсиз қоюп беришкә чақирған.
Профессор марий холзман (Marie Holzman) му радийомизға қилған сөзидә уйғур зиялийлири учриған қисмәтләрниң һәр пурсәттә, һәр йәрдә тәкитлиниши лазимлиқини, уларниң унтулуп қалмаслиқи лазимлиқини билдүрди. У радийомизға қилған сөзидә мундақ деди: “хитай һөкүмитиниң илһам тохти вә раһилә давутқа охшаш йетишкән, қабилийәтлик, өз миллитигә тәсир көрситәләйдиған, җәмийәткә, өз дөлити вә һәтта чәтәлләрдә тәсир пәйда қилалайдиған кишиләрни алди билән йоқитиватқанлиқини көрүватимиз. Бу мени толиму бәк азаблимақта. Шуңа биз һәр пурсәттә, һәр җайда уларни тилға елишимиз керәк. Биз әгәр явропада туруп кишилик һоқуқни тәкитлимисәк, залим дектаторлар җасарәт топлайду, күчийиду. Биз һәр вақит уларға ‛бу биз арзу қилидиған дуня әмәс‚, дейәлишимиз керәк”.
Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хитай ишлири комитети бу мунасивәт билән елан қилған баянатида “хитай һөкүмитини уйғур елидики уйғур қатарлиқ милләтләргә қаратқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң бир қисми сүпитидә түрмигә ташланған вә авази өчүрүлгән илһам тохтини дәрһал қоюветишкә” чақирған. Улар баянатида йәнә “илһам тохти мәсилиси вә хитайниң уйғур елида садир қиливатқан вәһшийликлири хитайға бериватқан һәрбир америка һөкүмәт әмәлдари вә мәҗлис әзаси оттуриға қойидиған тунҗи тема болуши керәк” дәп әскәрткән.